• Йеңилиқлар
  • 28 Маусым, 2013

Муәллим мәртивиси — шагиртлириниң билими

Шундақ қилип, бийилқи оқуш жилиму тамамланди. Педагогикилиқ коллективларниң бир жиллиқ иш-паалийитиниң хуласиси чиқирилип, адил баһасини алди. Панфилов наһийәсидә бийил 1233 түләк оттура мәктәпни тамамлиди. Өткән жили мәктәпни 1633 қиз-жигит пүтәргән еди. БМТқа қатнашқан балиларниң санидиму сезиләрлик өзгириш йүз бәрди. БМТ нәтиҗилири шуни көрсәттики, үч тәләпкар өзиниң «Алтун бәлгүгә» мунасип екәнлигини әмәлиятта испатлашқа муйәссәр болалиди. «Үлгилик шаһадәтнамә» елишқа бирму бала еришәлмиди. Әнди бирқатар мәктәпләрниң түләклири наһийә бойичә умумий көрсәткүч болған 50 — 55 баллниму қолға кәлтүрәлмиди. Ана тилимизда билим алған қара көзлиримиздин бириму йә «Алтун бәлгү», йә «Үлгилик шаһадәтнамә» алалмиди. Бу ечинишлиқ әһвал, әлвәттә. «Немә үчүн шундақ болуп қалди?» дегән соал һәммимизни ойландуруши керәк. Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдики тәлим-тәрбийә ишлириниң сүпәт дәриҗисини бүгүнки тәләпләргә уйғунлаштуруш устазлар билән бир қатарда, җәмийәтлик тәшкилатларниң, кәң җамаәтчиликниң диққәт мәркизидики мәсилә болуши лазим. Әпсуски, әмәлиятта ундақ болмайватиду. Бүгүнки таңда биз үчүн һаятий әһмийәткә егә болуватқан бу мәсилә билән «Уйғур мәктивини қоллап-қувәтләш фондиниң» вә башқиму тәшкилатларниңму җиддий шуғуллиниватқанлиғи хошал қилиду. Болупму мәзкүр фондниң өз алдиға қойған бирдин-бир мәхсити уйғур тиллиқ билим дәргаһлирида паалийәт елип бериватқан устазларниң билимини мукәммәлләштүрүп, җавапкәрлигини ашуруш вә буниң үчүн шараит яритиш, балиларниң билим елишқа болған қизғинлиғини техиму күчәйтиш мәхситидә рәғбәтләндүрүш чарә-тәдбирлирини көрүштин ибарәт. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң қоллап-қувәтлиши, җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи билән һәмкарлиқта мошу мәхсәттә жүргүзүп келиватқан ишлири җамаәтчиликкә яхши мәлум вә һәқиқәтәнму алқишқа әрзийду. Кейинки икки-үч жилдин бери Әмгәкчиқазақ, Уйғур вә Панфилов наһийәлири билән Алмута әтрапидики мәктәпләрдә әмәлгә ашурулған чарә-тәдбирләр бу пикримизгә очуқ дәлил болалайду. Җүмлидин Панфилов наһийәсидә бийилқи оқуш жилиниң ахирида фонд тәрипидин әмәлий әһмийәткә егә билим вә сәнъәт көрүги өткүзүлүп, униңға уйғур мәктәплириниң муәллимлири билән оқуғучилири, ата-анилар, җамаәтчилик вәкиллири қатнашти. Бу иш наһийәлик һакимийәттин башланди. Дәсләп тәвәдики мәктәпләрдә, униң ичидә ана тилимиздики билим дәргаһлирида билим бериш саһасида җарий қилиниватқан йеңилиқлар билән Дөләт рәһбири Н.Назарбаев тәрипидин оттуриға қоюлуватқан вәзипиләрни орунлаш бойичә қилиниватқан ишлар һәққидә тәпсилий ейтилди. Шуниң билән бир қатарда, билим сүпитини көтириш йолида дуч келиватқан муәммаларниң бар екәнлиги һәм уларни биртәрәп қилиш үчүн җәмийәтлик тәшкилатлар билән һәмкарлиқта иш көрүш лазимлиғи тәкитләнди. Өз новитидә аталған фонд рәиси, филология пәнлириниң доктори Алимҗан Тиливалди фонд паалийитиниң асасий мәхсәт-йөнилишлири тоғрисида ейтип бәрди. Мәсилән, фонд тәрипидин Интернет торида «Маарип» сайти ечилған болуп, униң арқилиқ муәллимләр өзара тәҗрибә алмаштуруш вә шу арқилиқ өзлириниң кәспий маһаритини ашуруш имканийитигә егә. Шундақла җай-җайларда «Билим вә сәнъәт көрүклирини» өткүзүштә әң алди билән оқуғучиларни БМТқа тәйярлап, билим сүпитини ениқлаш, оқушқа дегән қизғинлиғини ашуруш үчүн һәм мәнивий, һәм маддий җәһәтләрдин рәғбәтләндүрүш, қабилийәтлик балиларни ениқлап, келәчәктә уларниң өз қизиқишлири бойичә җәмийәттин орнини тепишиға йөнилиш бериш мәсилилири көздә тутулған. Алмута қурулуш-мемарчилиқ академиясиниң академиги, мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор Бәкрим Ғилавдинов өз сөзидә уйғур мәктәплиридә педагог-кадрларни, болупму тәбиий пәнләр бойичә мутәхәссисләрни тәйярлаш мәсилисигә тохтилип, бу һәқтә дәлиллик пикир тәклипләрни оттуриға қойди. Фондниң вице-президенти, пешқәдәм педагог Музәппәр Зайитов, «Атамұра» корпорацияси Уйғур редакциясиниң башлиғи Малик Мәһәмдинов бүгүнки таңда ана тилимизда билим беридиған мәктәпләр үчүн әң бир муһим муәмма болуп туруватқан дәрисликләр билән тәминләш мәсилисигә мунасивәтлик өзлириниң пикир-тәклиплирини билдүрди. Дәрисликләрни йетәрлик мөлчәрдә нәшир қилип, толуқ тәминләш имканийити моҗут. Амма җай-җайлардин буйрутмиларниң өз мәзгилидә берилмәслигидин, оқуғучиларниң қолиға тәгмәйватиду. Панфилов наһийәси бойичә һәрхил пәнләрдин 1500 нусхиға йеқин дәрисликниң йетишмәйватқанлиғи әйнә шуниң ақивити. Әгәр наһийә рәһбәрлиги мунчилик дәрисликниң 50 пайизини өз һөддисигә алса, қалғинини фонд өз мәблиғи һесавиға йәткүзүп беридиған болиду. Бу тәклип қанаәтлиниш билән қобул қилинди вә йеңи оқуш жилидин башлап шундақ болидиғанлиғи ейтилди. Әнди беваситә «Билим вә сәнъәт көрүгигә» кәлсәк, у Билал Назим намидики оттура мәктәптә өткән тест синиғи билән башланди. Алмута технология университетиниң доценти Санийәм Мәсимова, пешқәдәм устаз, әмгәк ветерани Мубарәк Исрайилова, Алмута чәт тиллар университетиниң оқутқучиси Гүлназ Искәндәрованиң риясәтчилигидә өткән бу билим бәйгисидә оқуғучилар төрт пәндин тест тапшурди. Алди билән айрим пәнләр бойичә уларниң көрсәткүчлири елан қилинди. Уйғур тили бойичә Җ.Босақов намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Дилназ Яқупова, дөләт тили бойичә А.Розибақиев намидики оттура мәктәп оқуғучиси Самирәм Қурбанова, математикидин Ә.Қастеев намидики мәктәптин Гүлниса Йүсүпова әң көп балл топлап, алдинқи орунларни егилиди. Төрт пәндин умумий балл сани бойичә Ә.Қастеев намидики оттура мәктәпниң оқуғучиси Дилназ Азатова һәммидин озуп чиқип, баш мукапатни елишқа егә болди. Униңға диплом билән Абдулла Розибақиев намидики медаль тәнтәнилик рәвиштә тапшурулди. Сөз ара ейтқан орунлуқки, Дилназ наһийәлик БМТтиму 96 балл елип, алдинқи орунларни егилиди. Шундақ қилип, устазлири билән ата-анисиниң үмүт-ишәнчисини әмәлиятта ақлиди. «Билим вә сәнъәт көрүгидики» гәпни давамлаштурсақ, Қәлбинур Тайирова биринчи (Б.Назим намидики мәктәп), Мәсимҗан Җамалов (Чоң Чиған мәктиви) иккинчи, Гүлниса Әхмәтова (Җ.Босақов намидики мәктәп) үчинчи орунни егиләп, диплом вә маддий мукапатлар билән тәғдирләнди. Оқуғучилар арисидики бу күч синишишта шеирийәт, тәсвирий сәнъәт номинациялири бойичиму ғалиплар ениқлинип, пәхрий ярлиқ вә хатирә соғилири билән тәғдирләнди. Меһриниса Имәрҗанова шеирийәттин, тәсвирий сәнъәттин (һәр иккиси Җ.Босақов намидики мәктәптин), сәнъәт бойичә Молутҗан Тохтахунов (Әмгәкчи оттура мәктиви) әйнә шулар җүмлисидин. Шуниму ейтиш керәкки, алдинқи орунларни егилигән оқуғучиларниң устазлириғиму һөрмәт көрситилип, соғилар тапшурулди. Фондниң елип бериватқан иш-паалийити мана мошундақ җәһәтлири билән қоллап-қувәтләшкә мунасип. Әгәр жуқурида қәйт қилинған миллий маарипимиз алдида турған муәммаларни әскә алидиған болсақ, әмәлий иш-һәрикитимиз арқилиқ «бир яқидин баш, бир йәңдин қол чиқирип» иш көргинимиз мәхсәткә мувапиқ. Әпсуски, иш йүзидә ундақ болмайватиду. Мән бу йәрдә, кейинки жилларда қелиплашқан әһвалимизни нәзәрдә тутмастин, қош тиллиқ яки көп тиллиқ оқутуш системисиға көчүш мәсилисиниң илгири сүрүватқанлиғидин тәшвишлиниватимән. Бу һәқтә ойлиғанда, филология пәнлириниң намзити, маарипимиз җанкөйәри Руслан Арзиевниң «Уйғур авази» гезитиниң бийил 14-июнь күни чиққан санида бесилған «Маарип мәсилисидә бир пикирдә болуш наһайити муһим» сәрләвһилик мақалисида ейтилған пикирләргә қошулмай мүмкин әмәс. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси.

570 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы