- Йеңилиқлар
- 28 Маусым, 2013
Аниға ғәмхорлуқ — әвлатқа ғәмхорлуқ
Дөләт рәһбири — Милләт Лидери Нурсултан Назарбаевниң җумһурийәт ханим-қизлириға алаһидә һөрмәт-еһтирам билән қарап, уларниң анилиқ борчини ғәм-тәшвишсиз, хатирҗәм ада қилиши үчүн һәммә шәрт-шараитларни яритип бериватқанлиғи һәммигә мәлум. Шуниң бир мисали, һазирқи күндә җәмийәттә хелә гәп-сөзләргә сәвәп болуватқан аялларниң пенсия йешиға мунасивәтлик мәсилиниң узақни көзлигән һәм чоңқур ойлаштурулған һалда даналиқ билән биртәрәп қилинғанлиғидур. Мениң көз қаришимчә, йәттә бала өстүргән ана сүпитим билән ейтимәнки, аялларниң пенсия йешини узартиш билән бир қатарда, уни бүгүн ейтип, әтила әмәс, бәлки 2018-жилдин башлап пәйдин-пәй әмәлгә ашурулидиған болғанлиғини қоллап-қувәтләшкә әрзийду. Униң үстигә, иш билән тәминләш, әмгәк қилишиға шараит яритиш, һамилдарлиқ мәзгилидә дөләт тәрипидин ғәмхорлуққа елиш қатарлиқ ишлар хәлиқниң көңлидики мәсилиләрдур. Буларниң һәммисини аниға яритилған имтияз вә шу арқилиқ әвлатқа көрситиливатқан ғәмхорлуқ дәп чүшиниш керәк һәм толуқ қоллап-қувәтлишимиз лазим.
Турсунбүви ҺЕЗИМОВА,
көп балилиқ ана, әмгәк ветерани.
Яркәнт шәһири.
474 рет
көрсетілді0
пікір