• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Қазақ ханлиғиниң дәсләпки пайтәхти

Қазақ ханлиғиниң дәсләпки пайтәхти Сарайшық Атырав шәһиридин 55 километр мусапигә орунлашқан. Униң йенида «Хан ордалы Сарайшық» тарихий мемориал комплекси бар. Сарайшықни әң дәсләп зиярәт қилған чәтәллик ­­— әрәп сәяһәтчиси Ибн Батута. У бу қедимий шәһәрчидә 1334-жили болған. Сәяһәтчи өзиниң «Өмірлік саяхат» китавида: «Мән пүткүл дунияни айлинип чиқтим. Чүшәнгиним, Сарайшық — Бағдаттин кейинки әң чоң шәһәр. Униңға хан ордиси, әҗайип чирайлиқ төрт мечит вә көплигән меһманханилар җайлашқан. Амма мени һәйран қалдурғини — шу дәвирләрдила Сарайшықтики һәрбир өйгә су тартилғинидур» дәп язған. Лайдин ясалған су трубилири бу җайда өткән әсирниң әллигинчи жиллири археологиялик қезиш ишлири жүргүзүлгәндә тепилған. Һә, 1999 — 2000-жиллири болса, йәр астида 45 бөлмидин ибарәт һашамәтлик меһманханиниң, униң йенида XVІІІ әсирдә селинған мончиниң моҗутлуғи мәлум болған. 1580-жили исми аләмгә даңлиқ Иван Грозный Сарайшыққа келип, шәһәрни толуқ арилап чиққан. Шуниңдин кейин у: «Шәһәр, әлвәттә, әҗайип чирайлиқ. Амма аләмдә һечбир шәһәр Москвадин яхши болмаслиғи керәк. Шуңлашқа Сарайшықни йәр билән йәксән қиливетиңлар!» дәп нөкәрлиригә қәтъий буйруқ бәргән. XVІІ әсирниң бешида Қазақстанда қаттиқ сәл кетиш әһвали йүз бәргән. Ақивәттә Жайық қинидин тешип, шәһәрниң бәштин бир қисмини су бесип кетиду. Һазирниң өзидә дәрия сүйи Сарайшықниң беналирини жуюп туриду. Дөләт һимайисигә елинған мемориал комплексни жилиға 12 — 14 миң адәм зиярәт қилиду. 1999-жили бәрпа қилинған бу тарихий ядикарлиқниң ичидә қазақ ханлириниң қәлъәси орунлашқан. Зиярәтчиләр бу җайға қәдәм ташлиғанда дәсләп мечитқа кириду, андин ханлар қәлъәсигә сәҗдә қилиду. Сәккиз тамдин тәркип тапқан қәлъәниң егизлиги 17 метрға йетиду. Тамлар арисиға йәттә ханниң қәбир ташлири орнитилған һәм униңға ханларниң исимлири вә уларниң һөкүмранлиқ қилған жиллири йезилған. Комплекстики мирасгаһқа Сарайшықта жүргүзүлгән археологиялик қезиш ишлири җәриянида тепилған баһалиқ тепилмилар, шундақла Сарайшық шәһириниң XІV әсирдики қияпитиниң макети қоюлған. Әнди Сарайшық аталғуси һәққидә икки еғиз сөз. Тарихий мәлуматларниң гувалиқ қилишичә, 1229-жили Чиңғизханниң нәвриси Бату хан Сарайшық орунлашқан җайни бесип өтүп, Хажы Тархан (һазирқи Астрахань) шәһирини ишғал қиливалған. Бу тәвәдә у әскәрлиригә чоң бир шәһәр салдуриду. Моңғуллар униңға «Сарай Бату» дәп нам бериду. Бату пүткүл Европини өзигә беқиндуруп қайтқанда, қом-қериндашлири униңға алтун ялитилған он икки қанатлиқ һашамәтлик ақ ордини соға қилиду. Нәқ әйнә шуниңдин кейин бу шәһәр «Алтун орда» дәп атилишқа башлайду. Әнди униң йенидики шәһәр болса, «Кичик сарай», «сарайчә» дегән мәнада «Сарайшық» намиға егә болуп қалиду.

537 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы