• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Җошқун туйғулар ойғитиду

Астана күнини мәйрәм сүпитидә нишанлаватқинимизға анчә көп вақит болмисиму, бу мәйрәм қазақстанлиқлар тәшналиқ билән күтидиған мәйрәмгә айланғанлиғи сөзсиз. Әнди, бизни, Вәтән, мустәқиллик вә бирлик охшаш улуқ чүшәнчиләрдин ташқири, Астана мәйримиму бирләштүриду. Мәлумки, 1997-жили 10-декабрь күни Ақмола шәһири рәсмий түрдә Қазақстанниң пайтәхти болди. Әнди, 1998-жили 6-май күни болса, шәһәр нами Астана болуп өзгәртилди. Пайтәхтимиз җумһурийитимизниң нәқ мәркизигә орунлашқан, географиялиқ җәһәттин дөләтниң һәммә регионлиридин бирдәк жирақлиқта туриду, экология җәһәттин таза вә әтрапни паскинилаштуридиған мәһкимиләр йоқ. Вақит шуни көрсәттики, пайтәхтни мошу җайға көчириш стратегиялик җәһәттин наһайити дурус болған. Адәттә һәрбир шәһәргә хас қандақту-бир роһ моҗут. Уни шәһәргә кәлгән һәрбир адәм һис қилиду. Мәсилән, Парижға кәлгәндә адәмләрдә лирикилик һис-туйғулар мол болиду, кәлгүчиләрму мошу муһитқа маслишиду. Нью-Йорк болса, адәмни җошқун энергия билән күчләндүриду. Астанада болса, яшлиқниң җошқун һис-туйғулири моҗут. Пайтәхтимиз яшларниң үмүтлири билән толуп-ташқан. Мошу роһни Астанаға кәлгүчиләрниң һәммиси жүриги билән сезивалалайду. Астананиң җошқун роһи униң мемарчилиғидиму өз ипадисини тапқан. Жилдин-жилға асман-пеләк беналар қәд көтирип, шәһәр сөлитигә сөләт қошуп келиватиду. «Астана — келәчәкниң шәһири!», дегән шиар аммибаплиққа айлиниватиду. Һәқиқәтәнму пайтәхт мәнзирисидә «алтун әсир» тоғрисидики арманлиримиз өз әксини тапқандәк билиниду.  Астананиң җошқун роһини униң турғунлири билән меһманлиридинму байқашқа болиду. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Назарбаев йеңи пайтәхтни қандақ таллиғанлиғи һазирғичә намәлум. Амма бу бирдин-бир дурус қарар болғанлиғини вақит дәлилләп бәрди. Хошал қилидиғини, барлиқ пайтәхтләргә хас болған рәсмий мәрасимлар еғирчилиқлири Астанани өзгәртмиди. Байқиғинимиздәк, эксперимент утуқлуқ әмәлгә ашурулди. Һазир пайтәхтимиз елимиздики әң чирайлиқ шәһәрләрниң бири. Униң җошқун роһи һечбир җайниңкигә охшимайду. Униңда бәәйни шималниң салапәтлиги билән Шәриқниң хушхойлиғи муҗәссәмләнгәндәк. Пирамида, Байтерек, «Хан шатыр», «Астана опера» театри охшаш көплигән беналарниң лайиһилирини ХХІ әсирниң әң күчлүк мемарлири тәйярлиған. Әгәр биз Астанани дунияниң башқа пайтәхтлири билән селиштуридиған болсақ, униң мемарчилиғи пәқәт иллиқ һис-туйғуларни пәйда қилиду. Мениң Астанада туруватқинимға 3 жил болди. Әлвәттә, бу аз вақит. Һәр таңни мән йеңи һис-туйғулар илкидә қарши алимән. Бу Астанада йеңи-йеңи имарәт, беналарниң бәрпа қилинишидин, йеңи адәмләрниң көпийиши сәвәвидин болуши мүмкин. Шәхсән өзәм, мошундақ һәрхил әһмийәтлик қарарлар қобул қилинидиған шәһәрдә яшап, әмгәк қиливатқинимға наһайити хошалмән. Арманларниң җошқунлуғи вә үмүтләрниң ярқинлиғи — бу бизниң сөйүмлүк пайтәхтимизниң рәмзлири. Туғлуқ ТОХТӘМОВ. Астана шәһири.

414 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы