• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Он бәш жиллиқ жилнамиси

Сешәнбә күни Миллий академиялик китапханида «Егемен Қазақстан» республикалық газеті» акционерлиқ җәмийити тәрипидин пайтәхтниң 15 жиллиғиға беғишлинип нәшир қилинған «Астана» китавини тонуштуруш мәрасими болуп өтти. Мәзкүр китап Астана шәһәрлик һакимийитиниң қоллап-қувәтлиши билән нәширдин чиқирилди. Китапта 1994-жилдин 2013-жилғичә елан қилинған, йәни Қазақстан Җумһурийити Алий Кеңишиниң 1994-жил, 6-июльдики «Қазақстан Җумһурийитиниң пайтәхтини көчириш тоғрилиқ» тохтамидин тартип мәмликәт Президенти Нурсултан Назарбаевниң 2013-жили 29-майдики сөһбитигичә болған материаллар орун алған. Шундақ қилип, 768 бәттин ибарәт китап дуниядики әң яш пайтәхтләрниң бириниң туғулғанлиғи, шәкиллиниши вә тәрәққий етиши тоғрилиқ һекайә қилиду. — Биздә дөләт тарихидики һәрбир муһим вақиәгә китап түридә соға тәйярлаш әнъәнигә айланди, — дәйду «Егемен Қазақстан» республикалық газеті» акционерлиқ җәмийитиниң президенти Сауытбек Абдрахманов. — Пайтәхтниң он бәш жиллиқ тәвәллудиму буниңдин истисна болмиди. Бизниң китавимиз арқилиқ оқуғучи йеңи пайтәхтниң бәрпа қилиниши, шәкиллиниши, тәрәққияти тоғрилиқ әтраплиқ мәлуматқа егә болиду. Топлам муәллиплириниң арисида көрнәклиқ дөләт вә җәмийәт әрбаплири, алимлар, шаир-язғучилар, журналистлар бар.

475 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы