• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Гүллиниш, тәрәққият вә тиклиниш рәмзи

Бийил Астана шәһириниң мустәқил Қазақстанниң пайтәхти сүпитидә дуния хәритисидин орун алғиниға 15 жил болди. Тарих жилнамиси бойичә у анчә узақ вақит болмисиму, бу өтмүшкә бир нәзәр ташлап, бесип өткән йолни көз алдимизға кәлтүргәч, әмәлгә ашурған ишлиримизни тәһлил қилиш үчүн пурсәт дәп ойлаймиз. Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев өзиниң «В сердце Евразии» намлиқ китавини тонуштуруш мәрасимида «қазақстанлиқлар дуния хәритисидә жүтүп кәтмиди. Бәлки йеңи пайтәхт дуниядики әң чоң дөләтләрниң пайтәхтлири қатаридин орун алди» дәп наһайити тоғра тәкитлигән еди. Бүгүнки таңда һәммә йәкдиллиқ билән етирап қилмақтики, Президентниң мәмликәт пайтәхтини көчириш тоғрилиқ қарари пүткүл җумһурийәтниң тәрәққий етишигә түрткә болди, қазақстанлиқларни йеңи утуқ-муваппәқийәтләргә илһамландурди. Астана цивилизацияләр, мәдәнийәтләр вә динлар қийилишқан җайға айланди. Әнди 1997-жили мәмликәт пайтәхтини көркәм Алмутидин жирақ чәттики Ақмолиға көчириш тоғрилиқ қарар қобул қилинғанда, мундақ идеяниң әмәлгә ашидиғанлиғиға ишәнгүчиләргә қариғанда, ишәнмигәнләрниң көп болғанлиғи һәқиқәт. Бирақ һәммигә адил баһасини беридиған вақит һәммә нәрсини өз орниға қойди. Шуңлашқа бүгүн XXІ әсиргә җошқун сүръәт билән кирип кәлгән Астанамизниң Мәркизий Азия феномени дәп атиливатқанлиғиға һечким һәйранму қалмайду. Өткән жиллар җәриянида Нурсултан Назарбаев Астананиң шәкиллинишини диққәт билән көздин кәчүрүватиду, уни тәрәққий әткүзүш бойичә барлиқ мәсилиләрни һәл қилишқа беваситә қатнишиватиду. Һазир шәһәр мәйдани үч һәссә дегидәк көпәйди, аһалисиниң саниму үч һәссидин ошуқ өсти. Пайтәхтимиздә ишләпчиқириш җанлинип, пүтүнсүрүк саһалар вуҗутқа кәлтүрүлди, миңлиған йеңи ширкәтләр қурулуп, утуқлуқ тәрәққий етиватиду. Пайтәхтниң он жиллиғиға қәдәр умумий регионал мәһсулат 17 һәссә өсти. 1999-жили Астана хәлиқара дәриҗидә етирап қилинди. Мәлумки, шу жили ЮНЕСКОниң қарариға бенаән, пайтәхтимиз «Течлиқ шәһири» атилип, мәхсус медальға муйәссәр болған еди. Әнди 2008-жили болса, Москвада болуп өткән «МДҺдики әң яхши шәһәр» конкурсида Астана тоққуз номинация бойичә биринчи орунни егилиди, йәни турақлиқ вә җошқун тәрәққият, заманивий технологияләрни җарий қилиш, иҗтимаий һимайә, тарихий-мәдәний мирасни сақлаш, аватлаштуруш вә йешилзарлиққа айландуруш охшаш номинацияләрдә әң яхши шәһәр аталди. Һәқиқәтәнму Астана меһманлири — һәм сәясәтчиләр, һәм җәмийәт әрбаплири, һәм сәнъәткарлар — бизниң пайтәхтни гүллиниш, тиклиниш тимсали сүпитидә тилға алмақта. Һә, Қазақстан пайтәхти һәм мәмликәт турғунлири үчүн, һәм чәтәллик меһманлар үчүн жилдин-жилға мәптункар шәһәргә айланмақта. Шәриқ вә Европа мәдәнийәтлириниң әң яхши әнъәнилирини муҗәссәмләндүргән надир мемарчилиқ услубида қәд көтәргән беналарниң мәптункарлиғини алаһидә тилға елишқа әрзийду. Бу йәрдә — Евразияниң жүригидә надир вә һашамәтлик иншаәтләр — Ақорда, Течлиқ вә разимәнлик сарийи, Мустәқиллик сарийи, «Байтерек» монументи, Салтанат сарайы, «Хан Шатыр» комплекси бәрпа қилинди. Башқиму иҗтимаий-мәдәний инфраструктура обьектлири селинип, паалийәт елип бериватиду. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, Астанада нурғун қетим болғанларниң тәкитлишичә, кейинки жилларда униң соғ һава райи шараитиму өзгәргән. Буниңға Нурсултан Назарбаевниң йәнә бир идеяси — пайтәхт әтрапида йешил бәлбағни вуҗутқа кәлтүрүш идеясиниң иқбал әткәнлиги талашсиз. Дәрһәқиқәт, Астана — бу заманимиздики надир лайиһә. Келәчәккә нишан қилинған хаһиш-ирадә, бүйүк арман-мәхсәт яш Қазақстанниң тарихида аләмшумул тәшәббусни әмәлгә ашурушқа, йәни җумһурийәтниң йеңи пайтәхтини бәрпа қилишқа имканийәт яратти. Йеңи пайтәхт пәқәт дөләтчиликниң рәмзи болупла қалмай, бәлки нурғунлиған сәясий, ихтисадий, иҗтимаий-мәдәний тәшәббусларни әмәлгә ашуруш мәйданиға айланди. Нәтиҗидә дунияда Астананиң шану- шөһрити барғансири ешип, муқәддәс нами көпләп тилға елинишқа башлиди. Пайтәхтимиздә Европидики Бехәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң тарихий саммити охшаш чоң хәлиқара әнҗуманларниң өткүзүлүши әйнә шуниң ярқин дәлил-испати. Хәлиқара экспертларниң тәкитлишичә, саммит тәшкилат тәрәққиятида «Евразия өлчимини» шәкилләндүрүш имканийитини яратти. Мошундақ баш қошушни уюштурушниң нәқәдәр җавапкәр вәзипә екәнлигини билип-чүшиниш үчүн ЕБҺТ саммитиниң сәясий һаятта аз учрайдиған вақиә екәнлигини әсләп өтүшниң өзи купайә дәп ойлаймиз. Мәсилән, алий дәриҗидики Астана учришишиғичә мундақ саммит 1999-жили, йәни он бир жил муқәддәм Стамбулда өткүзүлгән еди. Шуңлашқа пайтәхтимизгә кәлгән атмишқа йеқин мәмликәт делегациялириниң рәһбәрлири Қазақстанниң мәзкүр тәшкилатқа утуқлуқ һәм нәтиҗидарлиқ рәислик қилғанлиғини вә шәхсән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң чоң һәссә қошқанлиғини йәкдиллиқ билән қәйт қилди. Йәнә бир чоң сәясий лайиһә — Ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға (ИҺТ) рәислик қилиш — Шәриқ вә Ғәрипниң өзара һәрикитини давамлаштурушқа имканийәт бәрди. Шу чағдиму пүткүл дунияниң көзи ИҺТ ташқи ишлар министрлири кеңишиниң 38-сессиясини өткүзгән Астанаға қадалди. Униңдин ташқири, мәмликитимизниң баш шәһиридә дуниявий вә әнъәнивий динлар рәһбәрлириниң қурултайлири, хәлиқара ихтисадий әнҗуманлар, спорт мусабиқилири турақлиқ өткүзүлүватиду. Пайтәхтму хәлиқара үлгиләргә мас кәлгидәк дәриҗидә барлиқ йөнилишләр бойичә һәр тәрәплимә тәрәққий әтмәктә. Әң муһими, қолға кәлтүрүлгән утуқлар билән чәклинип қалмайватиду. Астанада «ЭКСПО-2017» хәлиқара көргәзмисиниң өткүзүлидиғанлиғи әйнә шуниң испатидур. Бу елимиз ихтисадини тәрәққий әткүзүшниң муһим йөнилишлириниң бири болуп һесаплиниду. Дөләт рәһбири бирнәччә қетим тәкитлигәндәк, биз җәмийәт һаятида сүръәтлик илгириләшләрни әмәлгә ашурушимиз керәк. Чүнки XXІ әсир — бу билим, илим-пән вә йеңи технологияләр әсири. Мана мошу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, «ЭКСПО-2017» йеңи идеяләрни әмәлгә ашуруш, тәҗрибә алмаштуруш, йеңи әвлат кадрлирини тәрбийиләш үчүн чоң мәйдан болуп һесаплиниду. Һә, Астана тарихи — бу мустәқил Қазақстанниң тарихи. Астана — у Евразияниң жүриги. Мәдәнийәтләр вә урпи-адәтләр бирләшкән, түрлүк милләтләрниң вәкиллири бир аилиниң балилиридәк иҗил-инақ яшаватқан хасийәтлик җай. Бүгүнки таңда әйнә шу Астанамиз өз алдиға әң җүръәтлик арман-мәхсәтләрни қоймақта. Әнди Президентимизниң сәясий ирадиси, хәлқимизниң җипсилиғи түпәйли шу улуғвар мәхсәтләрниң һәққанийәткә айлинидиғанлиғи шүбһисиз. Шөһрәт МӘСИМОВ. 

486 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы