• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Жутниң илтимаси шундақ

Йеқинда Узунағаш йезисидики Т.Рысқулов намидики оттура мәктәптә Җамбул наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бир жиллиқ һесавити тиңшалди. Қарғалы оттура мәктивиниң устази, миллитимизниң җанкөйәри Исмайилҗан Иминовниң риясәтчилигидә өткән бу жиғинға наһийәлик һакимийәтниң вәкиллири вә жут турғунлири қатнашти. Жиғинни елип барғучи дәсләпки сөзни көп жиллардин бери наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизигә рәһбәрлик қилип келиватқан Әркинтай Ибрагимовқа бәрди. Мәркәз рәиси тәшкилат тәрипидин атқурулған ишларға тәпсилий тохтилип, униңға йеқиндин яр-йөләк болған жутдашлириға өзиниң миннәтдарлиғини изһар қилди. Өз новитидә у саламәтлигигә бола мошу жилдин башлап, мәркәзниң «тизгинини» яшларға өткүзүп бериш нийитиниң барлиғини ейтти. Шуниңдин кейин сәһнигә көтирилгән Җамбул наһийәлик ички сәясәт бөлүминиң баш мутәхәссиси Айнура Еспаева, жут мөтивәри Һакимҗан Мәмәрозиев, жут активистлири Тохтахун Сәйдунов, Иминҗан Иминов, Узунағаш вә Қарғалы йезилириниң жигитбашлири Иминҗан Турдиев билән Баратҗан Рәһманов, наһийәлик Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Зәйнәпбүви Гашимова мәркәзниң паалийитигә қанаәтлинәрлик баһа бәрди. Узунағашлиқлар униңдин мәркәзниң рәиси сүпитидә паалийитини давамлаштурушни илтимас қилди. Амма рәис униңға қәтьий қарши болди. Көплигән талаш-тартишлардин кейин жутниң илтимасиға бенаән Әркинтай Ибрагимов Җамбул наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң пәхрий рәислигигә сайлинип, униң вәзиписини болса, Рустәм Раимов вақитлиқ атқуридиған болди.     Бәхтишат СОПИЕВ.

378 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы