• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Сөздин ишқа көчүш вақти кәлди

28-июньда Ақордида дөләт кативи Марат Тәжинниң рәислигидә Миллий тарихни үгиниш бойичә идариләрара иш топиниң иккинчи мәҗлиси болуп өтти. Баш қошушта вакаләтлик дөләт органлири «Хәлиқ тарих еқимида» тарихий тәтқиқатларниң мәхсус программисини ишләп чиқиш, шундақла иш топиниң 5-июнь күни Л.Гумилев намидики Евразия миллий университетида болуп өткән биринчи мәҗлисидә қоюлған вәзипиләрни әмәлгә ашуруш бойичә көрүватқан ениқ чариләр қаралди. — Президентниң «Қазақстан-2050» Стратегиясидә бизниң умумий охшашлиғимиз хәлқимизниң тарихий аң-сезиминиң оқи болуши керәклиги тәкитләнгән, — дәп қәйт қилди Марат Тәжин. Бу йөнилиштә көп ишни әмәлгә ашурушқа тоғра келиду. Илғар методология вә методика асасида Қазақстанниң тарих пәнини сүпәт җәһәттин илгирилитиш, қазақларниң миллий тарихиниң упуқлирини кәңәйтиш, милләтниң йеңи тарихий көз қаришини шәкилләндүрүш, шундақла мәмликитимизниң кейинки жигирмә жилдики йеңи тарихиниң икки он жиллиғини чүшиниш программиниң асасий мәхсити болуп һесаплиниду. Дөләт кативиниң ейтишичә, барлиқ ишниң тәйярлиқ қисми мошу жилниң декабрь ейиғичә жүргүзүлүши керәк. Бу вақитқа қәдәр Дөләт рәһбириниң намиға мәхсус доклад тәйяр болуши шәрт. — Сөздин ишқа көчүш керәк, — дәп тәкитлиди Марат Тәжин. Дөләт кативи бирләшкән ишни бәш бөлүм асасида муһакимә қилишни тәклип қилди. Биринчи бөлүм ишни уюштурушқа вә планлашқа мунасивәтлик. Қалған төрт бөлүм илмий-тәтқиқат, оқуш-методикилиқ паалийәтләрни, әхбарат ишини вә уни регионал дәриҗидә уюштурушни өз ичигә алиду. Мәҗлискә қатнашқучилар қариливатқан мавзуни тәпсилий муһакимә қилди. Мәҗлис йәкүни бойичә миллий тарихни үгиниш саһасидики илмий-тәтқиқат, оқуш-методикилиқ вә әхбарат-аналитикилиқ ишни уюштурушниң түрлүк йөнилишлири бойичә ениқ тапшурмилар берилди.

445 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы