• Йеңилиқлар
  • 05 Шілде, 2013

Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани

Т.Б. Дүйсеновани Қазақстан Җумһурийитиниң Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри қилип тайинлаш тоғрилиқ Тамара Босымбек қизи Дүйсенова Қазақстан Җумһурийитиниң Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министри болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда, 2013-жил, 27-июнь. №591.   Тамара Босымбек қизи Дүйсенова 1965-жили туғулған. Ташкәнт хәлиқ егилиги институтини тамамлиди, ихтисат пәнлириниң намзити. Институтни тамамлиғандин кейин, Өзбәкстан ССР Дөләт планлаш комитети йенидики Ихтисат илмий-тәтқиқат институтида ихтисатчи болуп ишлиди. 1992 — 1997-жилларда Җәнубий Қазақстан вилайити Сарыағаш наһийәси һакиминиң аппаратида һакимниң мәслиһәтчиси, орунбасари, биринчи орунбасари лавазимлирини егилиди. 1997 — 2013-жилларда Чимкәнт шәһири һакиминиң биринчи орунбасари, Җәнубий Қазақстан вилайити һакиминиң орунбасари, әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министриниң орунбасари, Әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министрлигиниң мәсъул кативи болуп тайинланди. 2013-жилниң февраль ейидин тартип — Қазақстан Җумһурийити әмгәк вә аһалини иҗтимаий һимайә қилиш министриниң орунбасари.   Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани У.С. Қарабалинни Қазақстан Җумһурийитиниң Нефть вә газ министри қилип тайинлаш тоғрилиқ Узақбай Сүлеймен оғли Қарабалин Қазақстан Җумһурийитиниң Нефть вә газ министри болуп тайинлансун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда, 2013-жил, 3-июль. №597. Қазақстан Җумһурийити Президентиниң Пәрмани С.М. Мыңбаев тоғрилиқ Сауат Мухаметбай оғли Мыңбаев башқа ишқа йөткилишигә бағлиқ Қазақстан Җумһурийитиниң Нефть вә газ министри лавазимидин бошитилсун. Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Н.НАЗАРБАЕВ. Астана, Ақорда, 2013-жил, 3-июль. №596.

421 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы