• Йеңилиқлар
  • 11 Шілде, 2013

Астана — мәмликитимизниң дәсләпки қетим утуқлуқ әмәлгә ашурулған стратегиялик идеяси

6-июль күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев «Астана Опера» Дөләт опера вә балет театрида Астананиң 15 жиллиғиға беғишланған тәнтәнилик жиғинға қатнишип, доклад билән сөзгә чиқти. Нурсултан Назарбаев өз сөзидә барлиқ қазақстанлиқларни умумхәлиқ мәйрими билән тәбриклиди вә пайтәхт арқилиқ дөләт тоғрилиқ хәвәрдар болидиғанлиғини тәкитлиди. — Пайтәхт қияпити — милләтниң қияпити. Мән Астананиң гүллиниши — бу пүткүл Қазақстанниң гүллиниши дәп тәсадипи ейтмиған. Бизниң хәлқимиз әсирләр қийилишида пайтәхтини көчирип, қисқа қәрәлдила миң жиллиқ  шәһәрниң һулини салди. Астананиң 15 жиллиғи биз үчүн алаһидә тарихий мәзмун-маһийәткә егә. 1994-жили 6-июльда мән парламентарийлар алдида дәсләпки қетим пайтәхтни көчириш мәсилисини қойғанда, мәмликитимиз Мустәқиллигигә аз-кам икки йерим жилға йеқин вақит болған еди. Буниңдин он бәш жил илгири пүткүл мәмликитимиз үчүн миллий тарихимизниң йеңи басқучи башланди. Уни һәққаний рәвиштә Астананиң улуқ дәври дәп аташқа болиду, — деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбири бүгүнки таңда заманивий Қазақстанниң тәрәққиятида пайтәхтниң чоң роль ойнаватқанлиғиниң һәммиси үчүн аян екәнлигини қәйт қилди. — Бу тоғрилиқ һәм экспертлар, һәм аддий адәмләр ейтиватиду. Буни 15 жил илгири пайтәхтни көчиришниң тәғдиранә әһмийәткә егә екәнлигигә шүбһә туғдурғанларму етирап қилмақта. Шуни алаһидә тәкитлигүм келидуки, бизни шу вақитта қорқутқан бирму сәлбий тәхмин әмәлгә ашмиди. Барлиқ қийинчилиқларға — һәм тәбиий, һәм ихтисадий, һәм сәясий — қийинчилиқларға қаримай, бари-йоқи 15 жилда бизниң Астана айиғиға турупла қалмиди, у чәксиз-бепаян даладики Улуқ мәшъәл сүпитидә барлиқ қазақстанлиқларға гүллинишкә болған тоғра йолни көрситип туруватиду. Астана мәмликитимизгә күчлүк пассионарлиқ күч-қувәт бәрди. У Қазақстанниң көп милләтлик хәлқигә өзиниң бирпүтүн тарихий тәғдирини чүшинишкә, өз күчини тәкшүрүшкә ярдәм қилди, — деди Нурсултан Назарбаев. Қазақстан Президенти 15 жилда пайтәхтниң шәһәр ихтисади тәрәққиятиниң вә аһали саниниң өсүшиниң наһайити жуқури сүръитини қолға кәлтүргәнлигини атап көрсәтти. — Мошу вақитта умумий регионал мәһсулатниң көләми 45 һәссигә йеқин — 65,5 миллиард тәңгидин 2,7 триллион тәңгигичә өсти. Астана пүткүл Қазақстан ихтисадини һәрикәткә кәлтүргүчи күчкә айланди. У елимиз қурулуш саһасиниң илгирилишини тәминлигән күчлүк васитә болди. 15 жилда пайтәхттә 11 миллион квадрат метр йеңи өй селинди. Астанада Қазақстанниң инновациялик ихтисадиниң асаси селиниватиду. Пайтәхт Қазақстан үчүн тамамән йеңи болған санаәт саһалириниң асасини салғучи болди, — деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев пайтәхт экологиясигиму чоң диққәт бөлүнүватқанлиғини тилға алди. — Астана әтрапида вә униң ичидә һазирниң өзидә 65 гектар орман, истираһәт бағлири скверлар пәйда болди. Пайтәхттики чимәнзарлиқлар мәйдани миллионлиған квадрат метрни тәшкил қилиду. Бу иш давамлашмақта. 2020-жилғичә умумий миқдарда 100 миң гектар шәһәр ичидики вә униң әтрапидики территорияләр чимәнзарлиққа айландурулиду. Астана қурулуши лайиһисиниң асасий идеяси төмүр-бетондин селинған беналарни тәбиәткә маслаштуруштин ибарәт. Пәйдин-пәй бизниң пайтәхтимиз йешилзарлиққа «чөмүлүватиду», һазирниң өзидә топа-чаң йоқ, шәһәр әтрапидики дәл-дәрәқләр дала боранлири билән қаттиқ шамалға қарши тәбиий тосалғуға айланди. Астана әтрапидики «йешил бәлбағниң» Щучинск-Боровое зонисидики орманлар билән бирпүтүн орман массиви болуп қошулидиғанлиғиға, шәһәрликләр билән пайтәхт меһманлириға дәм елиш вә һөзүр-һалавәт елиш үчүн яхши имканийәт беридиғанлиғиға ишинимән, — деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбири Астананиң Қазақстанниң хәлиқара абройини ашуруватқанлиғини тәкитлиди. — Пайтәхтимизниң нами һазирниң өзидила аләмшумул тарихтин орун алди. Униңда ХХІ әсирдики ЕБҺТниң дәсләпки саммитиға беғишланған сәһипиләр бар. Астана Дуниявий динлар йетәкчилириниң қурултайлирини, Дөләт рәһбәрлириниң саммитлирини, қишлиқ Азия оюнлирини, башқиму нурғунлиған хәлиқара әнҗуманларни қобул қилди, — деди Нурсултан Назарбаев. Қазақстан Президенти һазир дуниявий бирләшмидә Астана тоғрилиқ ЭКСПО-2017 Хәлиқара көргәзмисиниң кәлгүси ғоҗайини сүпитидә гәп қиливатқанлиғини ейтип өтти. — Сәйяриниң 150тин ошуқ мәмликити қатнишидиған мошу аләмшумул вақиәгә тәйярлиқ көрүш толуқ кетип бариду. Төрт жилдин кейин йеңи миқияслиқ көргәзмә комплекси селиниду. Пәқәт альтернативилиқ энергия билән тәминлинидиған пүтүнсүрүк шәһәр комплексини селиш қарар қилинди. Шәһәрдә йеник рельслиқ транспорт тармиғи пәйда болиду. Пүткүл Мәркизий Азия регионидики әң егиз бена — 80 қәвәтлик «Абу-Даби Плаза» комплекси селиниду. Астана үч ай ичидә 5 миллионға йеқин туристни қобул қилиши керәк. Бу пайтәхтимиз үчүн чоң җавапкәрлик. Астананиң вә пүткүл Қазақстанниң мошу наһайити җиддий емтиһанни «әла» баһаға тапшуридиғанлиғиға ишинимән, — деди Дөләт рәһбири. Нурсултан Назарбаев шундақла Астана мавзусиниң Қазақстан мемарлири билән рәссамлириниң, язғучилири билән шаирлириниң, композиторлири билән кинематографистлириниң иҗадидин мустәһкәм орун еливатқанлиғини қәйт қилди. — Пайтәхт тоғрилиқ дастанлар вә нахшилар тоқулуватиду. Униң тоғрилиқ китаплар йезилип, кинолар чүширилди. Мошуниң өзи хәлиқниң өзи бәрпа қилған Астанаға болған муһәббити әмәсму? Астананиң вуҗутқа келиши вә шәкиллиниши — бу заманивий тарихниң пүтүнсүрүк эпопеяси. Мән мурәккәп вәзипиләрни һәл қилип, йенимда болғанларниң, Қазақстанниң йеңи пайтәхткә егә болушиға бебаһа һәссә қошқанларниң һәммисигә чин қәлбимдин миннәтдарлиқ билдүримән. Астана қурулушчилириниң әмгәк җасарити — бу бүгүнки таңда Умумға Ортақ Әмгәк Җәмийитини вуҗутқа кәлтүрүватқан яшлар, пүткүл қазақстанлиқлар үчүн үлгә болидиған ярқин мисал, — деди Қазақстан Президенти. Дөләт рәһбири Астананиң мәмликитимизниң дәсләпки қетим утуқлуқ әмәлгә ашурулған стратегиялик идеяси екәнлигини тәкитлиди. — Астана — бу хәлиқни гүллинишниң йеңи чоққилириға вә Қазақстанни дуниявий шөһрәткә елип баридиған умуммиллий идея. Шундақ екән, мән йеңи миңжиллиқта пайтәхтимизни адәттин ташқири истиқбалниң күтүп туруватқанлиғиға һечқандақ шүбһиләнмәймән, — деди Нурсултан Назарбаев. Қазақстан Президентиниң докладидин кейин, пайтәхтниң 15 жиллиғиға беғишланған мәйрәмлик концерт қоюлди. Концерт Ахмед Жубанов билән Латиф Хамидиниң «Абай» оперисидин елинған «Тойбастар» билән башланди. Уни «Астана Опера» Дөләт опера вә балет театриниң симфониялик оркестри һәм хориниң җор болушида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән мәдәнийәт әрбаплири Азамат Жылтырқозов билән Айгүл Ниязова орунлиди. Тамашибинлар «Серпер» домричилар ансамблини иллиқ қарши алди, җумһурийәтлик конкурсларниң лауреатлири Бибигүл Сауытова, Анар Қумарова вә Перизат Турарова болса, уларниң диққитигә қазақ хәлиқ нахшилириға йезилған попуррини һавалә қилди. Қазақстан Җумһурийитиниң хәлиқ артисти Әлибек Днишев Абайниң «Желсіз түнде жарық ай» нахшисини соға қилди. Мәйрәмлик концерт заманивий композицияләр билән тамамланди. Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби Сүндет Байғожин Нурсултан Назарбаевниң мәтинигә йезилған «Шәһирим мениң» нахшисини иҗра қилди. Азамат Жилтырқозов вә концертниң барлиқ қатнашқучилири иҗра қилған «Жаса Қазақстан — жаса Нурсултан» композицияси мәйрәмлик кәчни хуласилиди.

601 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы