- Һасан-һүсән
- 15 Тамыз, 2013
Рәссам болуш армини
Балиларға беғишланған қош сәһипә
Хуршидәм Мәрүпова Чулуқай йезисидики Җ.Босақов намидики оттура мәктәптә әла баһалар билән оқуватиду. 7-синипни әнди тамамлиғанлиғиға қаримастин, исми мәктәптики синипдашлири арисидила әмәс, наһийәдики тәңтушлириғиму тонулушқа башлиди. Чүнки кичигидинла рәсим сизишқа зор иштияқ бағлап, қолидин мой қәлимини чүшәрмәстин кәлмәктә. Нәтиҗидә көплигән рәсимләрни сизип, оқуғучилар иҗадийитигә беғишланған наһийәлик, вилайәтлик, һәтта җумһурийәтлик көргәзмиләргә турақлиқ қатнишип, алдинқи орунларни егиләватқанлиғини алаһидә тилға алған орунлуқ. Мәсилән, шаир Илия Бәхтияниң туғулғининиң 80 жиллиғиға мунасивәтлик дәсләп наһийәлик, андин җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнйиәт мәркәзлири тәрипидин уюштурулған көргәзмиләрдә биринчи орунни егиләп, мәхсус диплом һәм хатирә соғилар билән тәғдирләнди. Шундақла «Уйғур мәктивини қоллап-қувәтләш фонди» тәрипидин һәр жили өткүзүлүватқан билим вә сәнъәт фестивалиғиму қатнишип, алдинқи орунларни егиләшкә муваппәқ болмақта.
Хуршидәмниң рәсимлири тәбиәт мәнзирилири билән хәлиқ чөчәклириниң қәһриманлирини тәсвирләшкә беғишланған. У шундақла әмәлий сәнъәткиму қизиқиду. Мончақлар билән ишләшни һәм кәштә бесишни яхши көриду. Қисқиси, яш һәвәскарниң тәсвирий вә әмәлий сәнъәткә болған ишқи наһайити жуқури.
Рәссам болушни кичигидин арман қилип, бу саһаға йеңидин қәдәм бесип кирип келиватқан Хуршидәмниң көңлигә пүккән арманлириниң рояпқа чиқишиға тиләкдашлиқ билдүримиз.
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА,
СҮРӘТТӘ: Хуршидәм Мәрүпова рәсим сизиш үстидә.
Панфилов наһийәси.382 рет
көрсетілді0
пікір