• Замандаш
  • 23 Тамыз, 2013

Шагиртлар қәлбидики устазлар

Уйғур наһийәсидә яшап, һаятини әвлат тәрбийисигә беғишлиған пешқәдәм устазлар көпләп санилиду. Улардин хәлқимизму, тәлим алған шагиртларму бәк миннәтдар. Әйнә шу миннәтдар қәлбләр төридин орун алған пешқәдәм устазлар — әр-аял Азат Палтушев билән рәпиқиси Мәмликәт Һошурова бу күнләрдә өзлириниң 70 яшлиқ тәвәллудини нишанлимақта. Һә, өмүр еқин су. Түнүгүнки яш өсмүрләр әр йетип, атилар мөтивәр бопту. Кона рәсимләргә қарап, қош тәвәллуд егилири билән өтмүшни чарлап жүримиз. Һәр иккиси кәмтар инсанлардин екән.  Көпинчә кәсипдашлири, шагиртлири тоғрилиқ ейтиду. Келәчәк егилири тәрбийиси билән өткән һаяти, тинимсиз әмгиги һәққидә гәпни унчивала узартип кәтмиди. Челәк тәвәсидин келип, Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисидики оттура мәктәптә ишлигән устаз Иврайим Палтушевни чоң әвлат вәкиллири яхши билсә керәк. Әсли, өзи — қарийотилиқ. У шаир Илия Бәхтияниң һәдиси Шарванәм ана билән аилә қурған. Азат ака мошу аилиниң үчинчи пәрзәнди. У оттура мәктәпни тамамлап, үч жил Оренбург шәһиридә һәрбий борчини ада қилиду. Егиз бойлуқ, зор бәстилик жигит ағиниси Ибәйдулла Қаһаров билән 160қа йеқин җәңчиниң арисидин таллавелинип, һәрбий учқучлар мәктивигә қобул қилинған екән. Бирнәччә қетим дәсләпки учқуч-космонавт Юрий Гагарин билән мәшиқләрдә биллә болған. Атиси қарши болмиғинида, мүмкин уму, ағиниси Ибәйдулла охшаш һәрбий учқуч болар еди. Ата ләвзини йәрдә қоймиған Азат 1964-жили ана жутиға қайтип, Қазақ дөләт   тәнтәрбийә вә спорт институтиға оқушқа чүшиду. Шу жили у Москва шәһиридә болуп өткән СССР хәлиқлириниң ІV спартакиадисиға иштрак қилип, волейбол бойичә мусабиқиларға қатнашқан. Әмгәк паалийитини  Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисидики 1-рус оттура мәктивидә  башлиған устаз  он жилдәк наһийәлик ижракомда тәнтәрбийә вә спорт комитетини башқуриду. Йәнә шунчилик вақит мабайнида иҗракомниң умумий бөлүминиң башлиғи болди. Мошу жиллири наһийәдә спортниң тәрәққияти, йеза яшлирини спортқа җәлип қилиш йөнилишлиридә атқурулған әмәлий ишларниң бешида болған Азат Иврайим оғлиниң әҗрини тилға алсақ әрзийду. Кейинирәк, Чонҗидики яш өсмүрләр спорт мәктивини башқурған пәйттиму у өзиниң салаһийәтлигини тонутти. Спортниң волейбол түри бойичә қизлар вә оғуллар командилирини тәрбийиләп, вилайәт миқиясида көзгә чүшкән устаз, наһийәлик вә вилайәтлик спорт комитетлириниң Пәхрий ярлиқлири билән мукапатланған. Вилайәт бойичә үлгилик мәшиқләндүргүчи аталған у та һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә спорт мәктивидә ишлиди. Азат ака 1965-жили Мәмликәт һәдә билән аилә қуриду. Бу һәдимизниң Алмутидики Аяллар педагогикилиқ институтида оқуватқан пәйти еди. Бир қизиғи, у яқниң атиси Шәймәрдан Һошуровму Челәк тәвәсидин, маливайлиқ. Ата-анисидин кичик қелип, балилар өйидә тәрбийиләнгән екән. Шу жиллири наһийәни башқурған Юнус Рәҗибаевниң тәкливи билән наһийәмизгә келип, чоң егиликләрдә рәислик қилған. Аниси Ханим Абдуллаева болса,  октябрь инқилавидин кейин Уйғур наһийәсидин Кеңәш Иттипақи Мәркизий иҗраий комитетиниң әзалиғиға қобул қилинған  даңлиқ  Һетхан Зәйнавдинованиң қизи. Институтни пүтирип келип, Мәмликәт һәдиму устазлиқ паалийитини Чонҗидики рус оттура мәктивидә башлайду. Дәсләп рус тили вә әдәбияти пәнлиридин дәрис бәрди. Кейинирәк, мәктәп мудириниң оқутуш ишлири бойичә орунбасари болуп ишлиди. Бирнәччә жил наһийәлик партия комитетида һесап вә кадрлар бөлүмигә йетәкчилик қилип, наһийәлик партия вә комсомол комитетлириниң партия уюшмисини башқурған. Андин рус мәктивидә паалийитини давамлаштуруп, һөрмәтлик дәм елишқа чиққан пешқәдәм устаз наһийәлик вә вилайәтлик маарип бөлүмлириниң пәхрий ярлиқлири билән тәғдирләнгән. Көпжиллиқ устазлиқ әмгиги мунасип баһалинип, Маарип әлачиси аталған у Билим вә пән министрлигиниң Миннәтдарлиқ хәтлириниму алған. Дәм елишқа чиққандин кейинму Мәмликәт һәдә бош олтармиди. Чонҗа йезисиниң Аяллар кеңишини башқуруп, җәмийәтлик ишларниң паал иштракчиси болди. Бу түзүм өзгирип, хәлиқ арисалда болуп жүргән пәйтләр еди. Шу жиллири еғир турмуш көплигән аилиләрниң һулини чайқап, аҗришип кетиватқан аилиләр сани бесим болуп қалған мәзгил еди. Кейинирәк наһийәлик Аяллар кеңишини башқурған тәшкилатчи ана мошу мәсилә бойичә тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурди. Төрт оғул вә бир қизни тәрбийиләп қатарға қошқан пешқәдәм устазлар бу күнләрдә бәш нәврисиниң шат күлкисидин бәһирлинип, бәхүдүк яшаватиду. Мошу хатирҗәмлик мәңгүлүк болсун демәкчимиз. Тәвәллуд егилирини мәрикиси билән тәбрикләп, уларға узақ өмүр, мустәһкәм саламәтлик вә бәхит-саадәт тиләймиз.

Махмут ИСРАПИЛОВ.

    Уйғур наһийәси.

764 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы