• Йеңилиқлар
  • 30 Тамыз, 2013

Әлвида, қәдинас дост!

Бизниң йеқин бурадиримиз, қәдирдан достумиз Ғопур Хәмидуллаев аләмдин өтүпту. Ишәнгүң кәлмәйду... Бу шум хәвәр Ташкәнттин кәлди. Биләмсиләр, жүригимиз моҗуш орниға, қулиғимизға униң қақахлап күлүшлири аңлинип, көз алдимизда үзидин кәтмәйдиған тәбәссүми пәйда болди. Ағинимиз шундақ инсан еди. Һаятбәхш, күч-ғәйрәткә толуп-ташқан кишиниң йоруқ дунияни ташлап кетиши мүмкин әмәс. Бирақ... Ғопур әсли турпанлиқ, 1935-жили шу тәвәдики Пичән шәһиридә туғулған. Кичигидин сәнъәткә һәвәс бағлиғачқа, дутар вә равапни бабиға кәлтүрүп чалатти. Мәктәптин кейин Шинәндики театр курслирида оқуп, андин Үрүмчидики сәнъәт өмигидә хизмәт қилиду. Яшларниң Кеңәш Иттипақиға оқушқа чиқиш имканийити пәйда болғанда, Ташкәнттики театр институтиниң режиссерлуқ факультетиға чүшиду. 1965-жили алий билимлик режиссер сүпитидә Җиззақтики театрға йолланма алиду вә қириқ жилға йеқин вақит шу йәрдә баш режиссер, театрниң бәдиий рәһбири болуп хизмәт қилиду. Мәзкүр сәнъәт дәргаһиниң вилайәтлик театр статусиға егә болуши, йеңи бениниң селиниши, униң сәһнисидә җумһурийәт миқиясиға тонулған актерларниң өсүп йетилиши беваситә Ғопур Хәмидуллаевниң исмиға бағлиқ болди. У өзи театр сәһнисидә 90дин ошуқ спектакль қойди. Театр репертуарида өзбәк драматурглири билән биллә рус вә дуния классиклириниң әсәрлири болди. Буларниң айримлирини Азия вә Европа әллириниң тамашибинлириму көрди. Өзбәк театр сәнъитиниң тәрәққиятиға қошқан чоң һәссиси Ғопур Хәмидуллаев Өзбәкстанда хизмәт көрсәткән сәнъәт әрбаби атиғини вә бирнәччә Пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди. Ғопур Хәмидуллаев Алмутидики җумһурийәлик Уйғур музыкилиқ комедия театри биләнму йеқин мунасивәттә болди. У өзиниң диплом иши үчүн көрнәклик өзбәк язғучиси Абдулла Қаһһарниң «Тавуттин тавуш» драмисини таллап, уни театримиз сәһнисидә қойди. Шундақла өз вақтида театримиз рәһбәрлигиниң тәкливи бойичә Җамалидин Босақовниң «Назугум» пьесисини сәһниләштүрди. Мәлумки, 1978 — 1983-жиллири һазир театримизниң йетәкчи актерлири һесапланған бир топ уйғур яшлири Ташкәнттики театр институтида оқуғанда, уларға Ғопур Хәмидуллаев дәрис бәргән һәм уларниң диплом иши сүпитидә Зунун Қадирийниң «Ғунчәм» драмисини қойған. Ғопур Алмутидики туққанлирини вә биз, ағинилирини, йоқлап, пат-пат келәтти. Өз новитидә, биз Ташкәнткә барғинимизда, алди билән бурадиримизни издәттуқ. Ағинимизни биз — у рәпиқиси Айнисәдин айрилип, ялғуз қалғачқа — Алмутиға көчүп келишкә көндүргән едуқ. Амма у еғир ағриққа дуч келип, униңдин сақиялмапту. Амал қанчә. Әлвида, қәдинас дост. Иманиң йолдаш, роһиң җәннәттә болғай. Сән та әбәт бизниң қәлбимиздә!

Рабик ИСМАЙИЛОВ,

Әхмәтҗан ҚАДИРОВ.

425 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы