• Йеңилиқлар
  • 30 Тамыз, 2013

Издинишләр йәткүзгән пәллә

Пән адәмлири  (Техника пәнлириниң доктори Абдулҗан Бәраев — 70 яшта) Билим елишни жиңнә билән қудуқ қезишқа қияслап тәриплигән әждатлиримиз униң шунчилик мәшәқәтлик, лекин зор әһмийәткә егә екәнлигигә әзәлдин көз йәткүзгән. Болупму, һазирқи жаһан миқиясида йүз бериватқан илмий-техникилиқ кәшпиятлар инсанларниң турмуш тәризини, тәғдирини бәлгүләйдиған асасий амилға айланмақта. Бу саһада хәлқимиз арисидин йетилип чиққан алимлиримизниң паалийәтчанлиғи билән өзимиздә шүкричилик һис қилимиз. Раст, биздә гуманитарлиқ пәнләр бойичә йетилгән алимлиримиздин қолумиз қисқа әмәс, амма тәбиий пәнләр бойичә жуқури пәллигә көтирилгән алимлиримиз бармақ билән санавалғидәкла. Әйнә шуларниң бири Абдулҗан Бәра оғли өзиниң 70 яшлиқ тәвәллудини қарши алмақта. Чегариниң у тәрипидики Җағистай йезисида дехан аилисидә дунияға кәлгән Абдулҗан шу йезидики мәктәптә оқуп жүргән чағлиридила математика пәнигә болған қизиқиши билән алаһидә көзгә чүшүшкә башлиған. Шуңлашқа Бәра ака: «Көрүп қаларсиләр, балам кәлгүсидә алим болиду» дәп махтинип, оғлиниң бешини сийпап қоятти. Шу мәзгилләрдә у тәвәдә һөкүмранлиқ тәхтигә чиққан коммунистик түзүм «Йәр ислаһитини жүргүзүш, зомигәрләргә қарши туруш» намлиқ ясалма сәясий қалпақ арқилиқ бирхил давамлишип келиватқан һаят еқимини өзгәртишкә, кишиләрниң турмушини паракәндиликкә учритишқа башлиди. Өзиниң бир кишилик йери болмисиму башқиларниң қолида ишләп жүрүп тиришчанлиғи билән һал-оқитини хелила яхшилавалған Бәра ака у бәдънам һәрикәтчиләрниң көзигә илинип, «помещик» атилип тәқиплинишкә учриди. У шу сәрсанчилиқ билән жүрүп, оғлиниң кәлгүсини көрүш несип болмай, дуниядин өтти. 1955-жили Абдулҗан аниси, ини-сиңиллири билән Қазақстанға көчүп чиқип, Уйғур наһийәсиниң Чоң Ақсу йезисиға келип орунлишиду. Әлвәттә, бу йәргә көчүп келип баштин кәчүргән қийинчилиқларни ейтмисиму мәлум. Шундиму Абдулҗан оқуп билим елиш арминини һазирқи Ғоҗәхмәт Сәдвақасов намидики мәктәптә давамлаштуриду. 1959-жили мәктәпни үлгилик оқуғучилар қатарида тамамлап, шу жили Ташкәнт дөләт университетиниң математика факультетиға оқушқа чүшиду. У университетниң үчинчи курсини әла баһалар билән тамамлиған мәзгилдә униң һаятида йәниму бир оңушлуқ пурсәт йүз бериду. Шу жили В.Л. Ломоносов намидики Москва университетидин бирнәччә оқутқучи-профессорлар келип, бу йәрдики үлгилик оқуватқан студентлардин бир нәччисини конкурс арқилиқ Москвада оқушқа таллавалиду. Шуларниңи қатарида әнди Абдулҗан Бәраевқа билим елишни Москвадики чоң университетта давамлаштуруш имканийити пәйда болди. «Барлиқ пәнләрниң падишаси» дәп атилидиған математика пәнидин жуқури билим елиш үчүн у бу йәрдиму тиришчанлиқ билән оқушқа башлайду. Нәтиҗидә мәзкүр билим дәргаһини алдинқи қатарлиқлар сепидә тамамлап, университет йенидики механика илмий-тәтқиқатлар институтиниң аспирантурисида оқушни давамлаштурди. Дайимлиқ илмий издиниш, тиришчанлиқ ақивитидә у мәзкүр институтта намзатлиқ диссертациясини муваппәққийәтлик яқлап, физика-математика пәнлириниң намзити илмий унванини елишқа муйәссәр болди. Абдулҗан Бәраевниң униңдин кейинки һаят вә иш-паалийити өзи билим алған Ташкәнт дөләт университетида устазлиқ қилиш билән давамлашти. Аридин көп вақит өтмәй у ассистент лавазимидин кафедра башлиғи вәзиписигә көтирилиду. У жилларда А.Бәраев тәрипидин йезилған илмий әмгәклири җумһурийәтлик һәрхил илмий журналларда елан қилиниши билән яш алим хәлиқаралиқ илмий әнҗуманларға қатнишиду. 2004-жили Чимкәнт шәһиридики Қазақстан Хәлиқләр достлуғи университетиға ишқа тәклип қилинип, илмий издинишлирини давамлаштурди. 2010-жили Москва шәһиридики Циалковский намидики Пүткүл-россиялик технологиялик университетиниң илмий кеңишидә физика пәнлириниң доктори, профессор Родилер Алексеевич Васинниң илмий рәһбәрлигидә өзиниң новәттики «Эластик пластикилиқ вә йепишқақ материаллардин тәйярланған жипларниң фазилиқ  һәрикәтлириниң динамикиси» намлиқ докторлуқ диссертациясини муваппәқийәтлик яқлап техника пәнлириниң доктори атиғиға еришти. Униңдин ташқири, өткән жиллар ичидә алимниң өз саһаси бойичә 4 монографияси, йүзгә йеқин илмий мақалиси әхбарат васитилиридә, илмий журналларда елан қилинди. Абдулҗан Бәраев өз паалийитидә пәқәт илмий ишлар билән шуғуллинип қалмастин, хәлқимизниң тәғдиригә мәнпийәттар болған җамаәтчилик ишлиридиму қол үзмәй жүрди. Мәлумки, өткән әсирниң тохсининчи жиллири ағдурулған тоталитарлиқ түзүм пәқәт иттипақдаш жумһурийәтләрниң мустәқиллигини капаләтләндүрүпла қоймастин, уларда яшаватқан аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи, мәдәний, маарип ишлирини риваҗландуруштики ойғинишни һасил қилған еди. Шунда дәсләпкиләрдин болуп аримиздики милләтпәрвәр зиялилар бу ишларни қолға алди. Әйнә шуларниң бири ретидә А.Бәраевниң исмини мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Өзбәкстан Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң асасчилириниң бири болған у Хеләм Худайбәрдиев билән биллә пешқәдәм журналист Абдуқадир Зунунов, пән намзатлири Ясинҗан Иминов, Асим Бақиев, Әрпан Тохтиев, язғучилар Йәһия Тайиров, Сейитҗан Сетишевниң қизғин қоллиши билән Өзбәкстан җумһурийәтлик Уйғур мәдәнийәт мәркизини тәшкил қилип, Хеләм акидин кейин, йәни 1991-жилдин башлап униңға рәислик қилип кәлди. У бу мәдәнийәт мәркизиниң Өзбәкстан Җумһурийити бойичә әң нәмунилик, илғар мәркәзләрниң бири сүпитидә жуқури дәриҗигә көтирилишидә чоң роль атқурди. Әлвәттә, илгири миллионға йеқин уйғур аһалиси яшап кәлгән Өзбәкстан шараитидики ассимиляция касапитидин өзини йоқитишқа өткән уйғурларни бир мәхсәт йолида җуғиҗәмликкә әкелиш мүмкинчилиги асанлиқ билән қолға кәлмәтти. Шундиму милләтпәрвәр инсан Абдулҗан Бәраев у йәрдики Уйғур мәдәнийәт мәркизини қуруш вә у йолдики қийинчилиқларни баштин кәчүрүшниң алдинқи сепидә болди. Нәтиҗидә бу вәзипә әмәлгә ашурулуп, униң рәиси ретидә Әнҗан, Сирдәрия, Ташкәнт вилайәтлирини арилап, тәшвиқат вә тәрғибат ишлирини елип барди у йәрләрдә Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң шөбилирини қуруш қолға кәлтүрүлди. Бу чарә-тәдбирләр көпчилик уйғурлар арисида миллий ойғиниш, бирлишиш, өзлүгини һимайә қилиш, мәдәний маарип ишлирини тәрәққий әткүзүш һиссиятиниң ойғинишиға түрткә болди. Шу әмәлий ишларниң нәтиҗисидә Ташкәнт шәһиридики Шәриқ тиллар институтида уйғур топи тәшкил қилинди. Бу әслидә Алмута шәһиридики Уйғуршунаслиқ илмий-тәтқиқат институтиниң мудири Ғоҗәхмәт Сәдвақасовниң тәшәббуси болсиму, уни әмәлгә ашурушта у йәрдики Уйғур мәдәнийәт мәркизи вә шәхсән униң рәһбири болған А.Бәраевниң қошқан һәссиси зор болди. Йәнә бир қолға кәлтүрүлгән муваппәқийәтләрниң бири шуки, Хеләм ака Худайбәрдиев билән бирликтә у Өзбәкстан радиотелекомитети йенида «Үмүт» программисиниң ечилиши вә униңға дөләт тәрипидин төрт кишилик штат бирлиги берилип, һәптидә икки саатлиқ уйғурчә аңлитишни қолға кәлтүрүшкә чоң һәссә қошти. А.Бәраев башқуруп кәлгән Өзбәкстан Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң ишлири һөкүмәт даирилири тәрипидин мунасип баһалинип, у ­Өзбәкстан Җумһурийити мустәқиллигиниң бир жиллиғи мунасивити билән «Мустәқиллик» медалиға сазавәр болди. Абдулҗан Бәраевниң исми илмий тәтқиқат саһасида вә җәмийәтлик ишларда қол йәткүзгән утуқлири билән бир қатарда диққәткә сазавәр қәләм саһибилириниң бири ретидиму оқурмәнләргә яхши мәлум. Униң қәлимигә мәнсүп «Уйғур алимлири», «Тохнияз батур вә униң нәсәпнамиси», «Вақит», «Ана меһри» вә ана тилимиздики мәктәпләрни тамамлиған түләкләрниң тест тапшурушиға ярдәмчи қурал ретидә математика пәни бойичә тарихий, илмий аммибаплиққа егә китаплири нәшир қилинған. Болупму униң 1916-жилқи Лашманлиқ вақиәсини тарихий материаллардин әтраплиқ үгинип, бовиси Тохниязниң хәлиқ аммиси тәрипидә туруп, һөкүмранларға қарши күрәшкәнлигини ипадиләп язған Тохнияз батур тоғрилиқ китави оқурмәнләр тәрипидин мунасип қарши елинди вә униң тәсири билән Чоң Ақсу вә Чонҗа йезилиридики  чоң кочиларниң биригә Тохнияз батурниң нами берилди. Һаятиниң 70-давинини атлап өтүватқан көрнәклик алим, милләтпәрвәр инсан Абдулҗан Бәраевқа саламәтлик яр болуп, йәниму издинишләр билән йәткән пәллисидин өтүп, зор утуқларниң несип болушиға тиләкдашлиқ билдүримиз.

Савут ИСКӘНДӘРОВ,

шаир.

425 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы