• Дунияда мөҗүзә тола
  • 06 Қыркүйек, 2013

127 яшлиқ Алмихан ана

Хитай Хәлиқ Җумһурийитиниң Мәркизий телевидениеси мошу жилниң 28-август күни мәмликәтниң әң узақ өмүр сүргүчиси 127 яшлиқ Алмихан Сейит һәққидә әхбарат берип, униң Гиннессниң Рекордлар китавиға кириш арзусиниң барлиғини елан қилған. Әнди ХХҖдики чоң нәширләрниң бири «Җәнубий шәһәр почтиси» болса бу йеңилиққа әтраплиқ тохтилип, қәшқәрлик Алмихан аниниң өз җамаәсиниң 56-әвлади екәнлигини, қиш-йези соғ су ичидиғанлиғини, гөшни көп истимал қилидиғанлиғини, базарға берип сода-сетиқ җәриянини жүргүзүшни яхши көридиғанлиғини, муһәббәт мавзусиға йезилған нахшиларни яқтуруп тиңшайдиғанлиғини, өй ишлирини сәрәмҗан атқуридиғанлиғини һәм бала беқиш маһаритини алаһидә тәкитлигән. Япониялик кәсипдашлири ХХҖ телевидениесиниң бу йеңилиғини өз елида тарқатқандин кейин, униңға японлуқларму бепәрва қаримиған. Япония аһалисини, болупму узақ яшиғучи уйғур аялиниң йемәк-ичмәк алаһидилиги, җүмлидин гөшни нурғун истимал қилидиғанлиғи һәйран қалдурған. Мәсилән, атмиштин алқиған Ямачажу әпәндим журналистларға бәргән сөһбитидә «Мениң анам һазир 85 яштин ашти. У тамамән гөш йемәйду. Умумән японлуқлар адәттә йерим әсир яшиғандин кейин гөшсиз йемәкликләргә көпирәк әһмийәт бериду. 127 яшлиқ уйғур аниниң гөшни нурғун истимал қилиши, бәлки, шу йәрниң һава климати билән мунасивәтликтур. Шундиму бу әһвал японлуқларға ғәлитә туюлиду», дегән пикирни билдүргән. Сәүдийә Әрәпстанида чиқидиған «Әрәп хәвәрлири» гезитиму Хитай телевидениесиниң узақ өмүр сүргүчи ана һәққидики хәвиригә бепәрва қаримиған. Униң 29-августта чиққан санида «Хитайдики әң узақ яшиғучи уйғур аяли Алмихан Сейит Шинҗаң өлкисиниң Қирғизстанға чегаридаш Қәшқәр тәвәсидә 1886-жили 25-июньда туғулған. Бийил 127 яшқа толди» дейилгән. Ирландияниң «Ирландия вақти» гезитиму узақ өмүр сүргүчи уйғур аялиға алаһидә қизиқиш билдүргән. Униңда «127 яшлиқ Алмихан Сейит Хитай Хәлиқ Җумһурийити Шинҗаң өлкисиниң Қәшқәр тәвәсидә Чин Сулалиси дәвридә туғулған. 17 йешида ятлиқ қилинған. Һазир қириқтин ошуқ нәвриси бар. Соғ суни көп истимал қилиду. Нахша тиңшашни вә һәзил-чақчақни яхши көриду. Униң узақ өмүр сүрүшиниң йәнә бир сири — балиларни бәк яхши көридиғанлиғи болса керәк» дәп йезилған. Мошу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш лазимки, Хитай телевидениеси тарқатқан бу қизиқарлиқ хәвәрдин кейин көплигән чәтәллик журналистлар Алмихан аниниң жути Қәшқәргә берип, униң һаят тәризи, күндилик турмуш адәтлири билән йеқиндин тонушқан. Дуния Гиннесс Рекорди комитетиниң Хитай Хәлиқ Җумһурийитидики вәкили бу йеңилиққа мунасивәтлик: «Япониялик 115 яшлиқ Мисау Окава ханим һазирчә Гиннессниң Рекорлар китавидики әң узақ өмүр сүргүчиләр тизиминиң карван беши санилиду. Әнди Алмихан Сейитниң бу рекордни йеңилаш бойичә тәкливигә кәлсәк, у һазирчә бирқатар испат-дәлилләрни, йәни бәзибир рәсмийәтләрни тәләп қилиду. Әйнә шу җәриянларни тез арида әмәлгә ашурғандин кейинла, 127 яшлиқ аниниң илтимаси орунлиниши мүмкин», дегән пикирни ейтқан. www.rfa.оrg

357 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы