• Кәсипдаш һәққидә сөз
  • 13 Қыркүйек, 2013

ЯРИШАТТИ САҢА КӘМТАРЛИҚ

Күнләрниң биридә Уйғур наһийәлик «Или вадиси» гезитиниң һозуриға иш билән кирип қалдим. Дәлиздә чаққанғинә кәлгән, көзәйнәк тақиған кишини көрүп, саламлишип өтүп кәттим. Чирайи иллиқ, бир йәрдә көргәндәкла. Мошу гезитта корректор болуп ишләватқан ағинәм һели мәрһум Дилшатқа бу оюмни ейтиведим, күлүп кәтти.— Чирайи тонуштәк көрүнидиғини раст. Мәнму дәсләп шу һалда қеливедим. У әдәбият дәрисликлиридики уйғур шаири Нур Исрайиловқа бәкму охшайду. Сән көргән киши гезитниң җавапкәр кативи Нурмәһәммәт Ихазов. Җүр, һазир сени униң билән тонуштуруп қояй, — деди у. Әҗайип кичик пейил, дилкәш, қәлими өткүр журналист Нурмәһәмәт ака билән тонушлиғим шундақ башланди. Бу вақитта мән «Жазушы» нәшриятида ишләвататтим. Мени гезит-журналлардики мақалилирим арқилиқ тонуйдиғанлиғини ейтип: — Ука, бәзиләр наһийәлик гезитни көзгә илмайду. Әгәр билсәң, шу чоң нәширләрдики хадимларниң нурғуни кичик гезитларда тәрбийиләнгән. Өз жутуң болғандин кейин сәнму бизгә кәлсәңчу. Яшлар бизгиму һавадәк һаҗәт, — дәп қалди. Еғизидин пал чиққан охшайду. Икки жилдин кейин мән аилә шараитиға бола, Чонҗиға көчүп келип, наһийәлик гезитқа ишқа орунлаштим. У чағда гезит «Или вадиси» — «Іле шұғыласы» болуп, уйғур-қазақ тиллирида чиқишқа башлиған екән. Нурмәһәмәт ака баш муһәррир болуп ишләветипу. — Мән саңа немә дегән? Шу чағдила келишиң керәк еди, — дәп күлди у. Мана шуниңдин буян чарәк әсиргә йеқин вақит өтүп кетипту. У һаят болса, бу күнләрдә 65 яшлиғини нишанлиған болар едуқ. Әпсус, тәбрик орниға хатирә йезишқа мәҗбурмән... Һаят вақтидиму қәдири бәләнт еди. Әнди болса, йоқлиғи техиму билинмәктә. «Бири кам дуния», дегини шу охшайду. Уйғур наһийәсидә уни өзигә устаз дәп һесаплайдиған уйғур-қазақ журналистлири йетәрлик. Нурмәһәммәт ака шагиртлириға «Ундақ яз, мундақ яз», дегән әмәс. Қазақ, рус тиллириниму мукәммәл билидиған муһәррир өз ишиға пухтилиғи, һәрбир пәш, чекиткичә зәң қоюп язған мақалә-очерклири арқилиқ һәммимизгә үлгә болатти. Биз бираз жил биллә ишлидуқ. Кейин мән башқа ишқа йөткәлдим. Лекин ака-инилик мунасивитимиз һеч үзүлмиди. Дайим очуқ-йоруқ, дәстиханлиқ Гүлинур һәдә гоя йәңгәмдәк, пәрзәнтлири болса, өз җийәнлиримдәк болуп кәтти. Адәттә, кәсипдашлар арисида мундақ мунасивәтләр көп учрайду. Лекин бу йәрдә кәсипдашлиқтинму артуқ бир күч моҗут. Мән униң немидин ибарәт екәнлигини һелиму чүшинип кетәлмидим. Чүнки достлуқ наһайити кәң ибарә. Әрләр арисидики достлуқ болса, тилсим дуния. Униң түгүни адәмгәрчилик вә ишәнчә-етиқаттимекин дәпму ойлап қалимән. Шәрқий Түркстанда туғулуп, Уйғур наһийәсиниң Ақтам йезисида өсүп, чоң болған Нурмәһәммәт ака саз-нахшиғиму бәк хумар болди. Һәрбий хизмитидин кейин, Сәмәрқәнттә музыкилиқ училищеда тәһсил көрди. Әгәр журналист болмиған болса, у җәзмән, маһир сазәндә аталған болар еди. Буниңға Нур акиниң дап чалғинини көргән һәрқандақ адәм көз йәткүзүши мүмкин. Бирдә чекип, бирдә сизип, андин мәрғуллатқанда, дап билән сазәндә шунчилик уйқишип кетидиған. Мән униңға һәзиллишип: — Бир қолуңда дап, бир қолуңда қәләм тутуп, туғулуп қалғиниңни қара! Йәнә бир қолуң болуп қалса, немә тутар едиң, — дедим. — Сән мениң фотоаппаратим барлиғидин хәвириң йоқкәндә, — деди у күлүп вә гезитта дәсләп фотомухбир сүпитидә ишлигини һәққидә ейтип бәргән еди. Кейинирәк гезит түплимилирини варақлап, буниңға өзәмму көз йәткүздүм. Бир чағларда гезитта фельетон жанри аммибап еди. Тәнқидий мақалилар дайим рәһбәрликниң диққитидә болидиған. Шуңа егилик, мәһкимә башлиқлири гезитқа һөрмәт вә әйминиш билән қаратти. Бойниға фотоаппарат илип, мотоцикл билән бармайдиған йери йоқ яш фотомухбирниң өз дәвридә наһайити аммибап болуши бекар әмәс еди. Ишигидин қулуп кәтмәйдиған клуб, әхләт догиланған коча, қуруп кәткән дәрәқ вә башқиму сәлбий көрүнүшләр әкс әткән сүрәтләр билән бесилған өткүр мақалә-фельетон һәрхил тәхәллуслар билән елан қилинсиму, гезитханлар уларниң муәллипиниң кимлигини яхши биләтти. Шу жиллири наһийәлик гезит абройиниң жуқури болушиға әйнә шундақ өткүр вә һаятий мақалилар түрткә болған еди. Наһийә парткоминиң оргини болуп һесаплинидиған бу нәшир рәһбәрлири илгири қелиплашқан тәртип бойичә жуқуридин бәкитиләтти. 80 жилға йеқин тарихи бар наһийәлик гезитниң коллектив тәрипидин сайланған дәсләпки вә ахирқи баш муһәррири Нурмәһәммәт Ихазов болди. Бу жиллири наһийә парткомини хәлқимизниң надир пәрзәнтлириниң бири Җәмшит ака Розахунов башқурувататти. Коллективқа кәңчилик бәргәнму шу еди. КазГУниң журналистика факультетини үлгилик тамамлиған, Қасим Мәхсүтов, Өмәрҗан Адилов, Махмут Имитов охшаш муһәррирләрниң тәҗрибисини үгәнгән вә әл-жутқа ой-пикри чоңқур, қәлими өткүр мухбир сүпитидә тонулған Н.Ихазов бу җавапкәр хизмәт һөддисидин шәрәплик чиқти. Һаят аққан су. Тохтимайду. Бәзидә дәрияларму еқинини өзгәртиду. Хулләс, арида әл ичидә абройи болғини билән бийликтә йөләкчиси йоқ Нурмәһәммәт акиниң ишсиз қалған чағлириму болди. Бу аддий, кәмтар инсанниң қәлбидики тағдәк ғурурни шу күнләрдә йәнә бир һис қилдим. У башқилар охшаш әризә йезип, иш сорап һеч кимгә ялвурупму кәтмиди. Униң яхши тәрҗиманлиғидин хәвири бар шу чағдики наһийәлик ағриқханиниң баш дохтури Абдуманап Әмитахунов иш қәғәзлирини русчидин қазақчиға авдуруш үчүн тәклип қилди. У йәрдә бир аз ишлигәндин кейин «Огни Алатау» гезитиниң рәһбәрлиги Нур акини әттәй издәп-тепип, Уйғур вә Панфилов наһийәлири бойичә мухбирлиққа ишқа алди. У пәқәт өз билими арқилиқла әшундақ кемиси чөкмәй яшиди. Ахирқи 10 жилда Нурмәһәмәт Ихазов җумһурийәтлик «Уйғур авази» гезитиниң Уйғур наһийәсидики мухбири болуп ишлиди. Әшу баштинла журналистикиға иштияқ бағлиған у, һаятиниң ахирқи дәқиқилиригичә өз кәспигә садиқ болуп өтти. Худди аримизда биллә жүрүверидиғандәк билинидиған қәдинас акимизниң һаяттин бевақит кәткинигә жилдин ашти. Товва дәймән. Әл-жутиға шунчә хизмәт қилған адәмдә тилға тийәк қилғидәк бирәр мукапатму йоқ екән. Уни орден-медальға тәвсийә қилған һеч ким болмиди. Сорап деригини елиш униңға ят. Һә, бир нәрсини унтуватимән. Башқилар бирәр мәһкимигә башлиқ болғанда, алди билән, өз турмуш-ғемини җөндәшкә тиришатти. Өткән дәвирдә буниңға шараитму яр берәтти. Лекин наһийәлик гезитниң баш муһәррири һазир аилиси яшаватқан һашамәтлик өйни өзи ялғуз дегидәк салғинини һәммә билиду. Униң курорт-санаторийларда дәм алғини есимда йоқ. Дәм елиш алсила, өйиниң қурулушиға киришип кетәтти. Арилап, 4-5 жигит һашарға барғинимиз билән қилған ишимиз чағлиқ. «Һә, бир күни пүтиду, дәм елиңлар, укилар», дәп дәстихан раслатти рәмәтлик. Һаятта ич қоюн-таш қоюн өткән талай қәдинас дост, акилардин айрилишқа башлидуқ. Һәрқайсиниң орни, қәдри бөләк. Һеч қайсисини өлүмгә қийғуң йоқ. Амал нечүк. Бу қара чачни ақартидиған әйнә шу қара күнләр екән. Булутларара бирдә чиқип, бирдә йоқап кетидиған Күн нури кәби хатириләр пат-пат көңүлни беарам қилиду. Бу сеғиниш, кинәшниң шәписи болса керәк. Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ. Алмута шәһири.

340 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы