• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 02 Сәуір, 2012

Хәйрихаһлиқ — инсанийлиқ бәлгүси

Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти. Униңға ҖУЭМниң башқарма әзалиридин ташқири җамаәтчилик ишлириниң активистлири һәм миллий мәдәнийитимизниң җан көйәрлири қатнашти. Баш қошушни киришмә сөз билән ачқан ҖУЭМ рәиси Әхмәтҗан Шардинов жиғилғанларни мәҗлисниң күн тәртиви билән тонуштуруп, ахирқи вақитларда хәлқимиз һаятиға мунасивәтлик йүз бәргән өзгириш-йеңилиқлар, мәркәз тәрипидин әмәлгә ашурулған ишларға тәпсилий тохталди. Күн тәртивидики асасий мәсилә — Җәнубий Қазақстан вилайитидики су ташқинидин зәрдап чәккәнләргә ярдәм бериш бойичә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси комиссиясиниң апәт йүз бәргән җайға қилған сәпири һәққидә ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Асимҗан Злавдинов әхбарат бәрди. Шуниңдин кейин сөзгә чиққан натиқлар тәбиий апәт азавини тартқан җәнубий қазақстанлиқ қериндашларға сәмимий һисдашлиғини билдүргәч, уларға ярдәм қолини сунушниң лазимлиғини тәкитлиди. Бирақ уни илгәркидәк аһалидин ианә жиғиш һесавиға әмәс, бәлки хәлқимиз арисидики һаллиқ адәмлиримизниң, тиҗарәтчилиримизниң бәдилигә әмәлгә ашурушни әқилгә мувапиқ дәп тапти. Мәҗлистә ҖУЭМниң Җәнубий Қазақстанда йүз бәргән тәбиий апәттин зәрдап чәккәнләргә ярдәм қилиш бойичә барлиқ уйғур җамаәтчилигигә мураҗиити қобул қилинди. Ершат ӘСМӘТОВ.

1174 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы