• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Сабиқ иттипақдаш җумһурийәтләр һазир қандақ яшаватиду?

Буниңдин 20 жил муқәддәм илгәрки қудрәтлик дөләт — СССР парчилинип, иттипақдаш җумһурийәтләр өз мустәқиллигигә еришти. Әлвәттә, жигирмә жил бәзибир йәкүнләрни чиқириш үчүн аз қәрәл әмәс. Шундақ екән, илгәрки Кеңәш Иттипақиниң гражданлири һазир қандақ яшаватиду. Статистика нуқтәий нәзәридин өткән әсирниң 90-жиллири уларниң һәммиси үчүн наһайити еғир болди: инфляция, ислаһатлар, миллий валютиларниң җарий қилиниши, кәмбәғәлчилик вә буниңдин кейин қандақ яшаш керәклигини чүшәнмәслик вә һаказилар. Бу җәһәттин һәммидин көп Таҗикстан, Грузия, Молдова, вә Украина зәрдап чәкти. 1990-жилларниң оттурилирида улардики умумий ички мәһсулат (ишләп чиқирилған товарлар вә көрситилгән хизмәтләрниң баһаси) икки һәссә қисқарди. Әнди Прибалтика әллири, Россия, Белоруссия вә Қазақстан болса, хелә яхши яшашқа башлиди. Әгәр статистика мәлуматлириға ишәнсәк, 1991-жили СССРда 290 миллион адәм яшиған. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 6027, оттура иш һәққи 341, оттура миқдардики пенсия 145 долларни тәшкил қилип, оттура һесапта һаятниң давамлиғи 69,5 яш болған. Рәсмий түрдә ишсизлиқ болмиған. Бүгүнки күнниң нуқтәий нәзәридин қарайдиған болсақ, СССРниң парчилиниши Әрмәнстан, Грузия, Қирғизстан, Молдова, Таҗикстан, Өзбәкстан вә Украина үчүн зиян елип кәлгәнлигигә көз йәткүзимиз. Қалған җумһурийәтләр болса, ресурслар баһасиниң жуқури болуши түпәйли, Кеңәш дәвридики дәриҗигә йәтти. Һәтта униңдинму ешип кәтти. Әнди рәқәмләргә мураҗиәт қилидиған болсақ, илгәрки иттипақдаш җумһурийәтләрниң һазирқи ихтисадий әһвали төвәндикиләрдин ибарәт: Эстония. Аһалиси 1,6 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 18519 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 1081 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 406 доллар. Һаятниң давамлиғи — 70,3 яш. Иш билән тәминләш — 83,5 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,6 доллар. Бир булка нан — 2 доллар. Литва. Аһалиси 3,1 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 17185 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 814 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 309 доллар. Һаятниң давамлиғи — 69,6 яш. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,9 доллар. Бир булка нан — 1,1 доллар. Россия. Аһалиси 141 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 15837 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 667 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 360 доллар. Һаятниң давамлиғи — 69 яш. Иш билән тәминләш — 93 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,9 доллар. Бир булка нан — 0,6 доллар. Латвия. Аһалиси 2,6 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 14460 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 840 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 400 доллар. Һаятниң давамлиғи — 73,5 яш. Иш билән тәминләш — 81 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,7 доллар. Бир булка нан — 1,2 доллар. Белоруссия. Аһалиси 9,5 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 13909 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 258 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 131 доллар. Һаятниң давамлиғи — 68,4 яш. Иш билән тәминләш — 99 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,74 доллар. Бир булка нан — 0,18 доллар. Қазақстан. Аһалиси 16,5 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 12603 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 578 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 145 доллар. Һаятниң давамлиғи — 68 яш. Иш билән тәминләш — 94 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,91 доллар. Бир булка нан — 0,53 доллар. Әзәрбәйҗан. Аһалиси 8 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 10033 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 450 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 190 доллар. Һаятниң давамлиғи — 73,5 яш. Иш билән тәминләш — 93 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,5 доллар. Бир булка нан — 0,75 доллар. Түркмәнстан. Аһалиси 5 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 6785 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 300 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 70 доллар. Һаятниң давамлиғи — 65 яш. Иш билән тәминләш — 84 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,3 доллар. Бир булка нан — 0,3 доллар. Украина. Аһалиси 45,5 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 6712 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 149 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 336 доллар. Һаятниң давамлиғи — 66,5 яш. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,6 доллар. Бир булка нан — 0,5 доллар. Грузия. Аһалиси 4,4 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 5114 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 345 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 47 доллар. Һаятниң давамлиғи — 71 яш. Иш билән тәминләш — 83 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,3 доллар. Бир булка нан — 1,12 доллар. Әрмәнстан. Аһалиси 3,4 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 5110 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 298 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 70 доллар. Һаятниң давамлиғи — 73 яш. Иш билән тәминләш — 92 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,25 доллар. Бир булка нан — 0,7 доллар. Молдова. Аһалиси 3,6 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 3083 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 240 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 80 доллар. Һаятниң давамлиғи — 69 яш. Иш билән тәминләш — 92 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,3 доллар. Бир булка нан — 0,4 доллар. Өзбәкстан. Аһалиси 28,6 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 3039 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 240 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 60 доллар. Һаятниң давамлиғи — 68 яш. Иш билән тәминләш — 98 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,2 доллар. Бир булка нан — 0,2 доллар. Қирғизстан. Аһалиси 5,4 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 2238 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 160 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 50 доллар. Һаятниң давамлиғи — 67 яш. Иш билән тәминләш — 94 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 0,5 доллар. Бир булка нан — 0,15 доллар. Таҗикстан. Аһалиси 7,5 миллион адәм. Җан бешиға чеқип һесаплиғанда, умумий ички мәһсулат 1935 долларни тәшкил қилиду. Оттура иш һәққи — 85 доллар. Оттура миқдардики пенсия — 20 доллар. Һаятниң давамлиғи — 67 яш. Иш билән тәминләш — 85 пайиз. АИ-95 маркилиқ бир литр бензинниң баһаси — 1,4 доллар. Бир булка нан — 0,3 доллар. Россия мәтбуат васитилири материаллириниң асасида тәйярлиған Шөһрәт МӘСИМОВ.

798 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы