• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Саһаға дөләт тәрипидин алаһидә диққәт бөлүнүватиду

Санаәт асасида қуш өстүрүш — чарвичилиқ саһасида мәһсулати әң чапсан йетилидиған йөнилиш. Нәқ әйнә шу түпәйли бу саһада ахча муамилиси хелә жуқури вә униңға селинған мәбләғму жуқури пайда кәлтүриду. Шуни тәкитләш керәкки, санаәт асасида қуш өстүрүш, чарвичилиқ саһасиниң башқа йөнилишлири охшаш, өткүнчи дәвирдә хелә еғирчилиқларни баштин кәчүрди. Мәлумки, Кеңәш Иттипақи тарқилип, униң мәркәзләштүрүлгән ихтисади гумран болғандин кейин санаәт асасида қуш өстүрүш карханилириниң бесим көпчилиги илгәрки егилик алақилиридин айрилип, ихтисадий вә малийә җәһәттин наһайити еғир әһвалда қалди. Уларниң көпчилиги касатлиққа учрап, паалийитини тохтатти. Мәсилән, әгәр 1990-жили мәмликәттә тухум вә гөш йетиштүрүш бойичә 62 қуш фабрикиси моҗут болуп, уларда 40 миллионға йеқин қуш беқиливатқан болса, 2000-жили ишләватқан қуш фабрикилириниң сани 28чә қисқирап, қуш сани 9,6 миллионға чүшүп қалди. Тәбиийки, бу чағда қуш мәһсулатлирини истимал қилишму кәскин қисқарди. Мәсилән, әгәр, 1990-жили җумһурийәттә аһалиниң җан бешиға чеқип һесаплиғанда 225 тухум вә 12 килограммға йеқин гөш истимал қилинған болса, 2000-жили бу көрсәткүч 102 данә тухумни вә 3,6 килограмм қуш гөшини  тәшкил қилди. Қуш өстүрүш саһаси пәқәт 2002-жилила тәрәққий етишқа башлиди. Униңға асасән, бир тәрәптин, мәмликәт ихтисадидики иҗабий өзгиришләр сәвәп болған болса, иккинчи тәрәптин, дөләтниң саһани  қоллап-қувәтләш бойичә мәхсәтчанлиқ жүргүзгән сәясити ярдәм қилди. Қошумчә қилиш керәкки, нәқ мошу пәйттин тартип ихтисатниң аграр секториниң қанун асасини шәкилләндүрүш бойичә системилиқ иш башланди. Әйнә шу түпәйли саһа сезиләрлик дәриҗидә дөләт ярдимини елишқа башлап, бу әмәлиятта униң чапсан өсүши үчүн асас яратти. Мәсилән, әгәр 2006-жили қуш өстүрүш саһасини қоллап-қувәтләш үчүн җумһурийәтлик бюджеттин  бир миллиард тәңгә аҗритилған болса, өткән жили бу мәбләғниң миқдари 11 миллиард тәңгигә йәтти, йәни 11 һәссә өсти. Дөләт қуш фабрикилириға арилашма йәм баһасини қисмән әрзәнлитиш үчүн, шундақла сетивелинидиған нәсиллик материал (нәсиллик тухум вә бир күнлүк җүҗә) баһасини әрзәнлитиш үчүн субсидияләр түридә уттур мәбләғ бөлүшкә башлиди. Униңдин ташқири қуш фабрикилири йеза егилиги мәһсулатини йетиштүргүчиләргә тәңләштүрүлди вә 2008-жилдин тартип селиқ төләшниң имтиязлиқ тәртивигә көчирилди. Башқичә ейтқанда, улар селиқ төләшниң патентлиқ системиси бойичә ишләшкә башлап, шуниңға мувапиқ селиқларниң асасий түрлириниң пәқәт 20 пайизинила төләшкә башлиди. Қуш өстүрүш фабрикилири дөләт тәрипидин әйнә шундақ ярдәмгә егә болғандин кейин сүръәтлик тәрәққий етишкә башлиди вә мәзкүр саһаға инвестицияләрниму җәлип  қилиш имканийити пәйда болди. Шуниң нәтиҗисидә кейинки он жилда 56 қуш фабрикиси әслигә кәлтүрүлди вә өз паалийитини қайтидин башлиди, бәш йеңи қуш фабрикиси селинди. Шуниң арқилиқ санаәт асасида қуш өстүрүш фабрикилиридики қуш сани 1,4 һәссә көпийип, һазир 14,3 миллионға йәтти. Тәбиийки, қуш мәһсулатини йетиштүрүш көләмиму көпәйди. Мәсилән, мошу вақит ичидә тухум йетиштүрүш 2,8 һәссә көпийип, һазир 2,4 миллиард данигә йәтти вә бу мәмликәт аһалисиниң тухумға болған еһтияҗини қанаәтләндүрүш проблемисини  хелә дәриҗидә һәл қилди.  Қуш гөшини йетиштүрүш көләмиму көпәйди. Он жилда у 2,8 һәссә көпийип, һазирқи вақитта 94 миң тонниға йәтти. Бирақ, шуниңға қаримай, ички базарниң қуш гөшигә болған еһтияҗини толуқ қанаәтләндүрүш проблемиси һелиғичә һәл қилинмайватиду. Биз һазир җумһурийәт аһалисиниң мошу мәһсулатқа болған еһтияҗиниң пәқәт 45 пайизинила қанаәтләндүрүватимиз. Дөләт санаәт асасида қуш өстүрүш саһасиниң тәрәққий етишини техиму чапсанлитиш үчүн һәртәрәплимә ярдәм қиливатиду. Җүмлидин саһа ихтисатниң аграр секторини тәрәққий әткүзүшниң әң муһим йөнилишлириниң бири дәп етирап қилинди вә униңға «КазАгро» миллий холдинги арқилиқ имтиязлиқ несийә бериливатиду. Һазир саһани дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш механизмини техиму мукәммәлләштүрүш җәрияни кетип бариду вә у көп җәһәттин ишләватқан қуш фабрикилирини йеңилашқа һәм уларни техникилиқ вә технологиялик җәһәттин қайта җабдушқа нишан қилиниду. Бу болса, һазир мәмликәттә әмәлгә ашурулуватқан Сүръәтлик индустриал-инновациялик тәрәққият программисиниң роһиға толуқ мас келиду. Әнди қуш өстүрүш саһасида моҗут проблемиларға кәлсәк, төвәндики мәсилиләрни атап көрситиш орунлуқ: Биринчидин, бу қуш фабрикилирини йәм билән турақлиқ тәминләш проблемисиниң һәл қилинмайватқанлиғи. Муамилидики мәбләғниң тапчиллиғи уларға һосул жиғиштуруш мәвсүмидә йеңи һосулғичә лазим болған йәмни тәйярлашқа имканийәт бәрмәйватиду. Нәтиҗидә қуш фабрикилири баһалар мәвсүмгә мувапиқ өзгәргән вақитта йәм сетивелишқа мәҗбур болмақта, бу болса, тәбиийки, мәһсулатниң тәң нәрқигә сәлбий тәсирини йәткүзүватиду. Дөләт йәм фондини вуҗутқа кәлтүрүш мошу әһвалдин чиқишқа имканийәт яратқан болар еди. Чүнки униң ресурслирини нәқ ашлиқ баһаси ашурулған вақитта пайдилиниш көздә тутулған. Тәкитләш керәкки, мундақ норма «Дан тоғрилиқ« қанундиму өз әксини тапқан. Иккинчи пәйт — бу елимизда арилашма йәм чиқириш санаитиниң тәрәққий әтмигәнлиги. Нәқ шуниң кесиридин һәр бир қуш фабрикиси қошумчә чиқимларға учрап, хусусий арилашма йәм чиқириш цехлирини селишқа мәҗбур болмақта. Бу проблемини һәл қилиш үчүн дөләт арилашма йәм санаитини әслигә кәлтүрүш бойичә комплекслиқ чариләрни көрүши керәк, дәп ойлаймән. Үчинчидин, елимизда қуш егилигиниң нәсиллик асаси тамамән йоқ. Мәлумки, мәркәзләштүрүлгән ихтисатниң гумран болуши билән, җумһурийәтниң илгәрки нәсиллик егиликлириму гумран болди вә биз һазир нәсиллик мәһсулатни чәттин кәлтүрүшкә мәҗбур болуватимиз. Бу мәсилини һәл қилиш үчүн дөләт тәрипидин тегишлик қоллап-қувәтләш чарилирини көрүш вә нәсиллик егиликләрни вуҗутқа кәлтүрүш җәриянини рәғбәтләндүрүш шәрт. Кадрлар вә мутәхәссисләрниң кәскин тапчиллиғиму қуш егилигиниң кәскин проблемилириниң бири болуп һесаплиниду. Алий оқуш орунлирида саһа үчүн кадрлар билән мутәхәссисләр наһайити аз тәйярлиниду. Оқуп билим алғанлар болса, мутәхәссислиги бойичә ишлимәйду, йәни кадрларни турақландуруш проблемисиму кәскин турмақта. Бу мәсилидиму дөләт тәрипидин ениқ чариләр көрүлүши керәк. Қазақстан Қуш өстүргүчиләр иттипақи жуқурида қәйт қилинған барлиқ мәсилиләрни тегишлик дөләт органлириниң диққәт-етивариға йәткүзди. Улар иҗабий һәл қилинса, җәмһурийәтниң қуш өстүрүш саһаси йеңи пәллиләргә көтирилиду вә шуниң арқилиқ мәмликәтниң озуқ-түлүк бехәтәрлигиму күчәйтилиду, дәп ойлаймән. Руслан ШӘРИПОВ, Қазақстан Қуш өстүргүчиләр иттипақиниң президенти. Астана шәһири.

793 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы