• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Башланған иш давамлаштурулиду

Миллитидин вә динидин қәтъий нәзәр, аддий адәм үчүн немә керәк? Бу, биринчи новәттә, течлиқ вә хатирҗәмлик, иш, мунасип иш һәққи, өз балилирини тәрбийиләш имканийити вә уларниң келәчигигә болған ишәнчә. Бу һәммимизниң арзу-армини. Мустәқилликтә өткән 20 жил ичидә Милләт Лидери адәмләрниң мошу армининиң рояпқа чиқиши үчүн һәммә нәрсини әмәлгә ашурди. Шәһәрләр бәрпа қилинип, ағриқханилар, мәктәпләр, балилар бағчилири, спорт вә турушлуқ өй комплекслири селиниватиду. Пенсия вә иш һәққи көпийиватиду, хәлиқниң паравәнлиги жилдин-жилға өсүватиду — бүгүнки күнгә қәдәр умумий ички мәһсулат һәр бир турғунға чеқип һесаплиғанда, 11 миң долларға йәтти. Мәмликәттә этномәдәнийәт бирләшмилири, миллий мәктәпләр, театрлар, аммивий әхбарат васитилири паалийәт елип бериватиду. Қазақстанда һәр бир милләт өз мәдәнийитини, тилини, тарихини вә миллий әнъәнилирини сақлап қелиш һәм риваҗландуруш үчүн чоң имканийәтләргә егә, буниң үчүн дөләт тәрипидин барлиқ шәрт-шараит яритилған. Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң йеңи статусқа егә болуши алий қанун чиқириш оргинида униң тоққуз вәкилиниң депутати болушида өз әксини тапти. Бу барлиқ милләтләрниң вәкиллиригә дөләтниң сәясий һаятиға қатнишиш имканийитини яритип бәрди. Мана шу түпәйли биз Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тоғрилиқ мәхсус қанун қобул қилиш, алтә җумһурийәтлик миллий театр-концерт тәшкилати хадимлириниң иш һәққи кооффициентини ашуруш, оқутуш өзбәк, таҗик һәм уйғур тиллирида жүргүзүлидиған мәктәпләрни қазақ вә рус мәктәплири билән бир қатарда Бир туташ миллий тест тапшуруш реестриға киргүзүш вә аз санлиқ милләтләр үчүн муһим болған башқиму нурғунлиған мәсилиләрни һәл қилиш инканийитигә егә болдуқ. Қазақстан хәлқи барлиқ башланмиларда Президентимизниң тәшәббуслирини қоллап-қувәтләватиду. Хәлқимизниң бирлиги әйнә шуниңда дәп, ойлаймән. Биз бир пүтүн милләт сүпитидә паалийәт елип бериватимиз вә биз мошу хисләтни өсүватқан әвлатниң қәлбигә сиңдүрүшимиз, уларни вәтәнпәрвәрлик роһида тәрбийилишимиз керәк. Дөләт тилини тәрәққий әткүзүш хәлиқни җипсилаштуридиған әң муһим амилларниң бири болуп һесаплиниду. Биз буниңға алаһидә диққәт бөлүшимиз шәрт. Милләт Лидериниң тоғра вә изчил сәясити түпәйли интеграциялик җәриянлар ениқ әмәлгә ашурулуватиду. Уларниң ахирқилириниң бири — 2011-жили 19-декабрьда Москвада Бир пүтүн ихтисадий кәңликни тәшкил қилидиған шәртнамилар күчигә кириши алдида Бажхана иттипақи Алий оргининиң мәҗлиси болуп өтти. Бу идеяни бизниң Президентимиз өткән әсирниң 90-жиллиридин тартипла оттуриға қойған еди вә әнди Парламент үч мәмликәтниң қанунлирини бир шәкилгә кәлтүрүши керәк. V қетим сайлинидиған Мәҗлис өз паалийитидә жуқурида аталған утуқларни толуқ көләмдә тәңшәйдиған нормилар ихтидарини әмәлиятта иш йүзигә ашуруш үчүн барлиқ күчини сәрип қилиши керәк. ІV қетим сайланған Мәҗлис қануний җәһәттин башлиған тәшәббусларни әмәлгә ашурушни давамлаштуруш зөрүр. Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайлинидиған депутатларниң милләтләр ара разимәнликниң мустәһкәмлиниши вә суверен Қазақстанниң гүллиниши үчүн умумий ишқа чоң һәссә қошидиғанлиғиға камил ишинимән. Мурат ӘХМӘДИЕВ, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң Кеңиши тәрипидин Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлиғиға көрситилгән намзат. (Материалниң һәққи Қазақстан Җумһурийити Мәркизий сайлам комиссиясиниң 2011-жил 27-декабрьдики №76/142-тохтамиға мувапиқ М.Әхмәдиевниң сайлам фондидин төләнди).

724 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы