• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қаңтар, 2015

«Әқиллик» светофорлар көпийиду

Бийил җәнубий пайтәхт кочилириниң қийилишлириға орнитилған йәнә 58 светофорни вақитни әкис санаш рәқәмлик таблоси билән җабдуш планлиниватиду.Бүгүнки таңда Алмута шәһиридики 244 светофор әйнә шундақ таймер билән җабдулған. Бу йол қатнаш бехәтәрлигини хелә ашуриду. Қийилишларда машина жүргүзгүчилири билән пиядә маңғучилар йешил рәңниң қизил рәңгә йөткилишигә қанчә секунд қалғанлиғини көрүп туриду. Бу болса, уларға қийилиштин өтүп кетишкә үлгиришини яки үлгәрмәслигини һесаплашқа ярдәм қилиду. Мәлумки, Алмутида дәсләпки «әқиллик» светофорлар 2009-жили пәйда болған еди.

897 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы