• Әхбаратлар еқими
  • 29 Қаңтар, 2015

Тәзийә телеграммисини әвәтти

Нурсултан Назарбаев Сәүдийә Әрәпстаниниң Короли Салман бен Абдел Әзиз Әл Саудқа Икки Һәрәмниң Егиси, Король Абдалла бен Абдел Әзиз Әл Саудниң вапат болуши мунасивити билән тәзийә телеграммисини әвәтти.Телеграммида Дөләт рәһбириниң Сәүдийә монархиниң вапат болуши тоғрилиқ хәвәрни чоңқур қайғуруп қобул қилғанлиғи тәкитлиниду. Қазақстан Президенти Король Абдалланиң өз һаятини Сәүдийә Әрәпстани аһалисиниң, пүткүл ислам җамаитиниң мәнпийәтлирини қоғдашқа, шундақла инсанийәтниң адаләтлик һәм шәпқәтлик йолида тәрәққий етишиға беғишлиғанлиғи қәйт қилиниду. «Қазақстан хәлқи Король Абдаллани дана рәһбәр, абройлуқ сәясәтчи, иккитәрәплимә һәмкарлиқни мустәһкәмләшкә чоң һәссә қошқан тарихий шәхс сүпитидә мәңгү хатирисидә сақлайду», дейилиду телеграммида. Нурсултан Назарбаев орни толмас җудалиққа ортақлишип, Қазақстан хәлқиниң вә шәхсән өзиниң намидин Король Салман бен Абдел Әзиз Әл Саудқа һәм пүткүл Сәүдийә Әрәпстани хәлқигә сәмимий тәзийә билдүрди, дәп хәвәрләйду Президентниң мәтбуат хизмити.

625 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы