• Әхбаратлар еқими
  • 05 Ақпан, 2015

Этносәясий луғәт чиқирилди

Астанада Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң илмий-экспертлиқ кеңиши Мәдәнийәт вә спорт министрлигиниң қоллап-қувәтлиши билән нәширдин чиқарған «Этносаяси сөздік — Этнополитический словарь» тонуштурулди.Миллий академиялик китапханида болуп өткән тонуштуруш мәрасимиға Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутатлири, җүмлидин ҚХАдин сайланған депутатлар, дөләт органлириниң вәкиллири, алимлар билән экспертлар, этномәдәний бирләшмиләрниң вәкиллири вә луғәтни түзгүчиләр қатнашти. Йеңи нәшир тоғрилиқ униң муәллиплири, муһәррирлири вә рецензентлири өз пикирлири билән ортақлашти. Этносәясий луғәт — бу милләтләрара мунасивәтләр саһасиға бағлиқ қазақ вә рус тиллиридики 400 аталғу вә чүшәнчиниң жиғиндиси. Мәзкүр әмгәкниң муһимлиғи шуниңдин ибарәтки, һәрбир аталғуниң мәзмуни вә әһмийити нәқ һазирқи Қазақстан һәққанийити нуқтәий нәзәридин чүшәндүрүлиду. Мәрасимға қатнашқучиларниң пикричә, әйнә шу түпәйли, мәзкүр луғәт дөләт хизмәтчилири вә этномәдәний бирләшмиләрниң рәһбәрлиридин тартип алимлар вә журналистларғичә вә этносәясәт саһасида паалийәт елип бериватқанларниң һәммисиниң баһалиқ қолланмисиға айлиниду. «Этносаяси сөздік — Этнополитический словарь» китавиниң баш муһәррири — ҚХА Рәисиниң орунбасари — Президент Мәмурийити ҚХА кативатиниң мудири Ералы Тоғжанов. Лайиһиниң илмий рәһбири — Дөләт башқуруш академияси милләтләрара, конфессияләрара мунасивәтләр саһасини үгиниш мәркизиниң рәһбири Айгүл Садвақасова. Муәллипләр вә муһәррирләр топлириға һоқуқ, философия, филология, социология, тарих, сәясәтшунаслиқ саһалирида паалийәт елип бериватқан ондин ошуқ жирик қазақстанлиқ алим кирди.

667 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы