• Әхбаратлар еқими
  • 13 Ақпан, 2015

Күн тәртивидә — Президент мәктүби

Җумһурийәт Президенти Н.Ә.Назарбаевниң хәлиққә йоллиған новәттики Мәктүби қизғин қоллап-қувәтлинип, қазақстанлиқларниң әтики күнгә болған үмүт-ишәнчисини техиму ашурғанлиғи талашсиз һәқиқәт. Мәктүптә илгири сүрүлгән вәзипиләр билән тапшурмиларниң мәхсәт-маһийитини чоңқур тәһлил қилип, әмәлгә ашуруш җәмийәт тәрәққиятиниң асасий йөнилишлирини айдиңлаштуруп, сүръитини чапсанлитиду. Шуниң үчүнму тарихий әһмийәткә егә бу муһим сәясий һөҗҗәтниң хәлиқ арисида йәниму кәң тәрғип қилинип, әмәлийләштүрүлүши һаятий зөрүрийәт. Мана мошу мәхсәттә Панфилов наһийәсидә мәхсус тәрғибатчилар топи тәшкил қилинип, тәвәниң барлиқ аһалилиқ җайлирида турғунлар билән учришишларни өткүзди. Мәзкүр топқа наһийәлик мәслиһәтниң кативи Тилеуберген Оспанов рәһбәрлик қилип, тәркивидә «Нур Отан» партияси наһийәлик шөбиси рәисиниң биринчи орунбасари Ермек Нурахметов, наһийәлик ветеранлар кеңишиниң рәиси Сағимбек Үшпаев билән аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири болди. Топ әзалири өз сәпирини наһийәниң әң шәрқидики Қорғас, Баскүнчи, Нуркент йезилиридин башлап, ғәрбидики Қоңурөлен йезисида йәкүнлиди. Сәпәр җәриянида Президент Мәктүби һәққидә әтраплиқ сөз болди. Җүмлидин дунияда малийәвий-ихтисадий боһран овҗ еливатқан һәм шуниң ақивитидә ихтисадий җәһәттин қудрәтлик дөләтләрдиму тәшвиш пәйда қиливатқан бир шараитта, Қазақстанниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң ениқ йоллири атап көрситилгәнлиги тәкитләнди. Униңда оттуриға қоюлған йәттә муһим вәзипиниң орунлиниши боһранға тақабил турушқа капаләтлик қилидиғанлиғи ейтилип, хәлиқниң турмуш әһвалини яхшилаш көздә тутулғанлиғи тилға елинди. Шуниң билән бирқатарда, топ әзалири җәмийәтниң бебаһа байлиғи болған турақлиқни сақлаш, яшларни чоң әвлатниң мунасип избасарлиридин қилип тәрбийиләш вә башқиму шуларға охшаш мәсилиләрниң Мәктүптә өз ипадисини тапқанлиғини атап өтти. Учришишта сөзгә чиққан турғунлар Президент Мәктүбини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ейтиш билән биллә өзлирини ойландуруп келиватқан бирқатар пикир-тәклипләрни оттуриға қойди. Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Панфилов наһийәси.

660 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы