- Әхбаратлар еқими
- 19 Ақпан, 2015
Имамлар баш қошти
Бүгүн Астанада дәсләпки қетим «Ислам — течлиқ вә разимәнлик дини» мавзусида биринчи җумһурийәтлик имамлар форуми ечилиду. Қазақстан мусулманлири диний башқармисиниң тәшәббуси билән өтүватқан мәзкүр форумға елимизниң җай-җайлиридин кәлгән 500гә йеқин имам қатнишиду.Бу форум ишиға Баш муфти Ержан һаҗи Молғажаулы, җәмийәт әрбаби Мырзатай Жолдасбеков, җумһурийәтлик ветеранлар тәшкилатиниң рәиси Өмирзақ Озғанбаев вә башқиму җәмийәт әрбаплири қатнишип, докладлар оқуйду.
Форумда дин саһасидики җиддий мәсилиләр муһакимә қилинип, уларни йешиш йоллири бәлгүлиниду. Мәзкүр форумниң нәтиҗиси бойичә «Қазақстан мусулманлириниң концепцияси», «Мусулманниң шәхсий қияпити», «Дин хадиминиң хизмәт этикиси» охшаш әһмийәтлик һөҗҗәтләр қобул қилиниду дәп күтүлмәктә.
Бәхтишат СОПИЕВ.
710 рет
көрсетілді0
пікір