• Спорт
  • 19 Ақпан, 2015

Ярайсиләр, жигитләр!

Йеқинда Иранниң Зехида шәһиридә спортниң ушу-саньда түри бойичә Азия чемпионати өтүп, униңға Қазақстандин онға йеқин спортчи иштрак қилди. Уларниң арисидики икки уйғур жигити қуруқ қол қайтмиди: Руслан Лебиров (сүрәттә оңда) — алтун, Имәрҗан Идиллаев (сүрәттә солда) бронза медалини елип кәлди.«Олҗилиқ» қайтқан спортчиларни Алмутида мәшиқләндүргүчилири билән һамийлири вә ата-анилири күтүвелип, уларни «Җанан» кафесиға тәклип қилди. — Бүгүнки бу хошаллиқ дәмлиригә бизниң меһир-шәпқәтлик акилиримизниң маддий ярдими түпәйли егә болуватимиз, — деди дәстиханға риясәтчилик қилған Шатлиқ Худайқулов. Шуңлашқа, пурсәттин пайдилинип, «Бирлик» җәмийәтлик бирләшмисиниң мудири Адилҗан Зәйнавдун билән униң орунбасари Меһиршат Зәйнавдунға, Талғир наһийәлик мәслиһәтниң депутати Тиләк Йүсүповқа, «Қайрат» мәһәллисиниң жигитбеши Мәрүпҗан Ахуновқа силәрниң намиңлардин миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. — Бизниң спортчилар қәйәргила бармисун, қуруқ қол кәлмәйду, — деди новәттә сөз алған мәшиқләндүргүчи Алик Җәлилов. — Бу қетимқи Азия чемпионатида мән униңға йәнә бир қетим көз йәткүздүм. Биздә спортчилар көп. Улар пәқәт қоллап-қувәтләшкә муһтаҗ. Руслан Лебиров аилидики иккинчи оғул. Униң акиси вә үч иниси спорт билән шуғуллиниду. Бир аилидә бәш спортчи. Униң үчи Шәриқниң йәкму-йәк түрлиридин спорт маһири. Шуниңдин кейин һамийларниң намидин сөзгә чиққан Мәрүпҗан Ахунов (сүрәттә оттурида) мәзкүр дәстиханни йейишта йеқиндин яр-йөләк болған инилири Шерияз Худайқулов билән Батур Ғаппаровқа рәхмитини ейтип, спортчилар билән уларниң мәшиқләндүргүчилиригә Алмута шәһири Қайрат мәлисиниң жут-җамаәтчилиги намидин хатириләш соғиларни тапшурди. Бәхтишат СОПИЕВ.

835 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы