• Әхбаратлар еқими
  • 19 Ақпан, 2015

Кәскин силкинишләрсиз

Гезитимизинң өткән санида хәвәр қилинғинидәк, 11-февральда Дөләт рәһ-бириниң рәислигидә Һө-күмәтниң кәңәйтилгән мәҗлиси өткүзүлди. Униңда 2014-жилқи иҗтимаий-ихтисадий тәрәққият йәкүнлири билән бирқатарда, «Нұрлы жол» программисиниң асасий қаидилирини толуқтурушқа қаритилған биртүркүм боһранға қарши чариләрму муһакимә қилинди. Әйнә шуниңға бағлиқ Миллий банк алдида қандақ мәхсәт вә вәзипиләрниң туруватқанлиғи тоғрилиқ Мәркизий коммуникацияләр хизмитидә елимизниң баш банкири Қайрат Келимбетов хәвәрдар қилди. Миллий банк рәисиниң тәкитлишичә, ихтисадий сәясәттә дөләт органлири алдиға асасий вәзипиләр қоюлуп, Һөкүмәткә вә Миллий банкқа 2015 — 2016-жилларға бәлгүләнгән ениқ тапшурмилар берилди. Җүмлидин МБ паалийитиниң инфляцияниң жуқури дәриҗисигә вә валюта курсиниң кәскин силкинишлиригә йол қоймаслиқ, шундақла ихтисатниң реал секторини малийә ресурслири билән тәминләш охшаш йөнилишлири бәлгүләнди. Бу вәзипиләрни һәл қилиш үчүн МБда барлиқ асас-зәминләр моҗут. Мәсилән, 2014-жили МБ резерви 17 пайиз көпийип, банк алтун-валюта резервиниң дәриҗиси 28,9 миллиард долларға йәтти. МБниң активлириму 3,9 пайиз көпийип, 73,6 миллиард долларни тәшкил қилди. Мәмликәтниң барлиқ алтун-валюта резерви тарихта дәсләпки қетим 100 миллиард доллардин ешип кәтти. Селиштуруш үчүн тәкитләймизки, 2008 — 2010-жиллардики боһран алдида барлиқ алтун-валюта резерви тәхминән 50 миллиард долларни тәшкил қилған еди. МБ Дөләт рәһбириниң тапшурмилирини орунлиған һалда, 2015-жили миллий валютиниң алмаштуруш курсиниң кәскин силкинишигә йол қоймаслиқни планлаватиду. Қайрат Келимбетовниң сөзичә, бүгүнки таңда долларға нисбәтән тәңгә курсини төвәнлитиш үчүн макроихтисадий асас-зәмин йоқ. Банк рәисиниң тәстиқлишичә, һазирқи әһвал алмаштуруш курсини бир доллар үчүн тәхминән 185 тәңгә әтрапида тутуп туруш имканийитини бериду.

672 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы