• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Президент мәнъий қилиш һоқуқидин пайдиланди

Мәлумки, өткән җүмә күни Мәркизий сайлам комиссияси Конституциялик кеңәшниң қарариға асаслинип, Жаңаөзендә Парламент Мәҗлиси депутатлириниң сайлимини өткүзмәслик, шундақла пәвқуладдә һаләт күчидин қалдурулғандин кейин, Жаңаөзен шәһәрлик вә Маңғыстав вилайәтлик мәслиһәтләр депутатлириниң сайлимини өткүзүш тоғрилиқ тохтам қобул қилған еди. Бирақ 10-январь күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Конституциялик кеңәшниң мундақ қарариға вето қойди. Әнди шәһәр турғунлири мәмликәт Парламентида өз мәнпийәтлирини һимайә қилидиғанларни яқлап аваз берәләйду. Қазақстан Президенти вето қойғанда, Жаңаөзен шәһири турғунлириниң тәшвиш-әндишилирини һесапқа алди, чүнки Конституциялик кеңәшниң жуқурида атап көрситилгән қарари уларниң елимиз Конституциясидә вә қанунлирида көздә тутулған сайлаш һоқуқлирини чәкләйду. Шундақ қилип, Дөләт рәһбири қобул қилған қарарниң бирдин-бир мәхсити Жаңаөзен турғунлири үчүн дөләт һакимийити вә йәрлик өзини өзи башқуруш органлириға сайлаш һәм сайлиниш бойичә конституциялик һоқуқлирини әмәлгә ашуруш имканийитини бериштин ибарәт. Партиявий тизимдин алтә адәм чиқирилди Мәркизий сайлам комиссияси 10-январьда болуп өткән мәҗлисидә Комиссия илгири ройхәткә алған партиявий тизимлардин декларациядә көрсәткән мәлуматлири билән селиқ органлири мәлуматлириниң бир-биригә мас кәлмәйдиғанлиғи ениқланған алтә Парламент Мәҗлисиниң депутатлиғиға намзатни чиқириветиш тоғрилиқ қарар қобул қилди. Мошу мәсилә бойичә әхбарат бәргән Мәркизий сайлам комиссиясиниң кативи Бақыт Мелдешовниң тәкитлишичә, Сайлам тоғрилиқ қанунниң 89-маддисиниң 2-пунктиға мувапиқ, Парламент Мәҗлисиниң депутатлиғиға намзат вә униң йолдиши (рәпиқиси) ройхәттин өткичә, турушлуқ җайи бойичә селиқ органлириға тапавити һәм мүлки тоғрилиқ декларация тапшуруши шәрт. Тапавәт вә мүлүк тоғрилиқ мәлуматларниң дурус әмәслиги ениқланған әһвалда, Мәркизий сайлам комиссияси Сайлам тоғрилиқ қанунниң 89-маддиси 6-пунктиниң 5-қошумчә пунктиға мувапиқ партиявий тизимға киргүзүлгән вә мошу қанунға хилаплиқ қилишқа йол қойған намзатни партиявий тизимдин чиқириш тоғрилиқ қарар қобул қилиду. Қанунниң мошу қаидисини рәһбәрликкә алған Мәркизий сайлам комиссияси «Нур Отан» партиясиниң тизимидин Владимир Бобровни, Умуммиллий социал-демократик партиясиниң тизимидин Болат Әбиловни, Гүлжан Ерғалиевани, «Ауыл» Қазақстан социал-демократик партиясиниң тизимидин Қуаныш Әбуовни, «Әділет» демократик партиясиниң тизимидин Махаббат Жутаевни, Қазақстан Вәтәнпәрвәрләр партиясиниң тизимидин Дәурен Қайипни чиқириш тоғрилиқ қарар қобул қилди.                                                                               Сәясий тәңпуңлуқ орнитилиду Өгүнлүккә Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң новәттин ташқири сайлими, шундақла барлиқ дәриҗиләрдики мәслиһәтләрниң сайлими өткүзүлиду. Мәлумки, бу қетимқи Парламент кам дегәндә икки партиядин ибарәт болиду. Шуңлашқиму җумһурийәттә паалийәт елип бериватқан сәккиз сәясий партия сайламға қатнишиш нийитини билдүрүп, өз қурултайлирини өткүзди, партияниң сайлам алдидики платформисини қобул қилди вә намзатлирини көрситип, Мәркизий сайлам комиссиясигә партиявий тизимлирини бәрди. Нәтиҗидә Мәркизий сайлам комиссияси «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясидин, «Ақ жол» Қазақстан демократик партиясидин, Умуммиллий социал-демократик партиясидин, «Ауыл» Қазақстан социал-демократик партиясидин, «Әділет» демократик партиясидин, Қазақстан Вәтәнпәрләр партиясидин, «Руханият» партиясидин, Қазақстан Хәлиқ коммунистик партиясидин барлиғи болуп 386 намзатни ройхәткә алди. Сәясий партияләр ройхәткә елинғандин кейин җумһурийәтниң җай-җайлирида сайлам алдидики тәшвиқат ишлирини жүргүзмәктә. Тәкитләш керәкки, улар сайлиғучиларни җәлип қилиш үчүн һәр хил чариләрни әмәлгә ашурди. Мәсилән, аһали билән уттур алақида болуп, әмгәк коллективлири билән учришишларни өткүзди, спорт оюнлирини уюштуруп, концертларни қойди, һәтта очуқ асман астида соғ суғиму чүшти. Раст, айрим партияләр электоратниң көп авазиға егә болуш мәхситидә уларға орунлаш мүмкин әмәс нәрсиләрниму вәдә қиливәтти. Бизчә болғанда, әмәлиятқа реал нуқтәий нәзәридин қараш вә мәмликитимизниң һәм сәясий, һәм ихтисадий-иҗтимаий мүмкинчиликлирини һесапқа елиш керәк еди. Шуңлашқиму у яки бу партияни яқлап аваз бәргәндә, шу партияләрниң илгири бәргән вәдилирини қандақ орунлиғанлиғини әстә тутуш керәк, дәп ойлаймиз. Әлвәттә, биз бу йәрдә аһалини у яки бу партиягә аваз бериш керәк, дәп чақирмаймиз. Бирақ, умумән алғанда, сәясий партияләр сайлам алдидики тәшвиқат ишлирини җумһурийәт Конституциясиниң, Қазақстан Җумһурийитиниң «Қазақстан Җумһурийитидики Сайлам тоғрилиқ» Конституциялик қануниниң вә мәмликәтниң башқиму қанунлириниң қаидә-тәләплиригә мувапиқ өткүзүватиду. Әпсус, бу қетимқи сайлам кампанияси давамида бир қатар маҗраларму орун алди. Мәсилән, дәсләптә Мәркизий сайлам комиссияси «Руханият» партиясини сайламға қатнишидиған партияләр қатарида ройхәткә алған еди. Амма партияниң асасини салғучи вә дәсләпки рәиси, язғучи-драматург Алтыншаш Жағанованиң пикричә, униң орниға рәис болуп сайланған Серикжан Мәмбеталин партияниң рәһбирий органлирини инкар қилған, барлиқ мәсилиләр бойичә қарарларни өз бешимчилиқ билән қобул қилип, низамнамигә әмәл қилмиған. Шуңлашқиму партиядин Мәҗлис сайлимида авазға чүшидиған намзатларниң тизимини түзүштә чоң хилаплиқларға йол қоюлған. Мошундақ әһвалда Алтыншаш Жағанова җумһурийәт Баш прокуратурисиға «Руханиятниң» һазирқи рәһбириниң иш-һәрикәтлиригә һоқуқ баһасини бериш вә тегишлик чариләрни көрүш илтимаси билән мураҗиәт қилди. У һәтта партияни сайламға қатнишидиған сәясий бирләшмиләр тизимидин чиқириветишни тәләп қилди. Өз новитидә Баш прокуратура жүргүзгән тәкшүрүшләр «Руханият» партиясиниң новәттин ташқири сәккизинчи қурултийини чақириш тәртивидә айрим хилаплиқларниң орун алғанлиғини ениқлиған. Башқичә ейтқанда, униң җумһурийәтлик комитетиниң мәҗлисидә тегишлик қарар қобул қилиш һоқуқиға егә кворум (әзаларниң лазим болған сани) болмиған. Мана мошу тәкшүрүш нәтиҗилири асасида Мәркизий сайлам комиссияси «Руханиятниң» партиявий тизимини ройхәткә елиш тоғрилиқ қарарини күчидин қалдурди. Шуниң асасида, Парламент Мәҗлисиниң новәттин ташқири сайлимиға, илгири көрситилгәндәк, сәккиз әмәс, бәлки йәттә партия қатнишиду. Униңдин ташқири Умуммиллий социал-демократик партиясидин көрситилгән айрим намзатларму Мәҗлис сайлимиға қатнашмайдиғанлиғини билдүрди. Шундақ қилип, мәмликәт муһим сәясий вақиә — Парламент Мәҗлисиниң сайлими һарписида туриду. Сайлам пәқәт Қазақстанниң сәясий системисида ғалип чиққанларни вә мәғлубийәткә учриғанларни ениқлапла қоймай, бәлки йеңи көп партиявийлик Парламентни тәшкил қилиду. Образлиқ қилип ейтсақ, сәясий тәңпуңлуқни орнитиду. Әгәр елимиз экспертлириниң баһасиға ишәнсәк, вакаләтлик һакимийәт оргининиң әйнә шундақ структуриси һәм җәмийитимизниң, һәм мәмликитимизниң турақлиқ тәрәққий етиш тәләплиригә җавап бериду. Шөһрәт МӘСИМОВ.

1000 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы