• Хәйрихаһлиқ
  • 16 Наурыз, 2015

Арзигүл ярдәмгә муһтаҗ

2011-жили Уйғур наһийәси Ават йезисида истиқамәт қиливатқан Арзигүлниң икки бөриги зәхмилинип, еғир ағриққа дучар болди. Шуниңдин бери у икки күндә бир қетим Алмутидики вилайәтлик ағриқханиға келип, қенини тазилитип, диализ елишқа мәҗбур болмақта. Йолдиши Әмирдинму иккинчи топтики нака. Шуңлашқа аилә қийин әһвалда қалди. Һазир техи 30 яшқа толмиған Арзигүлниң һаяти хәтәр үстидә. Дохтурларниң ейтишичә, униң һаятини сақлап қелиш үчүн пәқәт икки бөригини алмаштуруш һаҗәт һәм бу операция үчүн нурғун мәбләғ лазим охшайду. Шундақ екән, Арзигүл ярдәмгә муһтаҗ. Униңға маддий җәһәттин ярдәм қолини сунуп, һаятини сақлап қелиш хаһишини билдүридиған мәрт-мәрданә, сахавәтлик инсанлар болса, униң һесап-чоти төвәндикичә: ИИН 860 505 400 278 Серия 031982 455 Карточка номери: 601 696 300 565 4811 KZ 92 601 000 200 682 4492 Алақә телефони: 8-702-647-75-53 (Арзигүл) 8-702-751-63-46 (Әмирдин)

730 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы