• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2012

Президент җәнубий пайтәхтни зиярәт қилди

11-январь күни Президент Нурсултан Назарбаев Алмутиға қилған иш бабидики сәпири давамида шәһәрниң Алатав наһийәсидә индустриал зонини қуруш лайиһиси билән тонушти. Индустриал зона территориясигә Алмутиниң башқа қисимлиридики ишләп чиқириш орунлирини йөткәйду, бу болса шәһәрдики транспорт вә экологиялик әһвални яхшилайду. Мәсилән, бу йәргә 76 санаәт вә коммунал егилиги карханисини, шу җүмлидин озуқ-түлүк санаитиниң 20, йеник санаәтниң 18 объектини, 14 җиһаз ясаш, 7 фармацевтика, 4 химия вә 13 машина ясаш карханисини орунлаштуруш көздә тутулуватиду. Инвесторларға дөләт-хусусий шериклик асасида ширкәтләрни қуруш үчүн йәр участкилири берилиду. Индустриал зонида шундақла квалификациялик ишчилар билән техникилиқ персонални тәйярлайдиған билим бериш мәһкимилириниң тармиғиму вуҗутқа кәлтүрүлиду.

771 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы