• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 18 Мамыр, 2012

Уйғур мәдәнийити күни өткүзүлди

Йеқинда Қапчиғай шәһиридики Мәдәнийәт өйидә шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши билән уйғур мәдәнийити күни болуп өтти. Униңға қапчиғайлиқ уйғурлардин ташқири, Талғир, Или, Әмгәкчиқазақ, Панфилов наһийәлиридин һәм Алмута шәһиридин миллитимиз вәкиллири қатнашти. Мәйрәм башлиништин илгири меһманлар уйғурлар һаятиға мунасивәтлик һөҗҗәтлик фильмни тамашә қилди. Андин тәбрик сөзгә чиққан Қапчиғай шәһири һакими аппаратиниң рәһбири Ақтамберди Қалқабай, Қазақстан хәлқи Талдиқорған вилайәтлик Ассамблеяси кативатиниң баш мутәхәссиси Сауле Сурабалдинова, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзалири — җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Әхтирим Әхмәтова, Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Реһимҗан Тохтахунов вә башқилар көпчиликни мәйрәм мунасивити билән тәбрикләп, уни уюштурған Қапчиғай шәһәрлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Дилбәр Надирова рәһбәрлигидики қапчиғайлиқ уйғурларға сәмимий миннәтдарлиғини билдүрди. Тәнтәнидин кейин меһманлар уйғурларниң миллий таамлири, урпи-адәтлири, тарихи мавзусиға уюштурулған көргәзмини зиярәт қилди. Андин Қапчиғай шәһиридики хәлиқ талантлиридин тәркип тапқан «Әжелер», «Меруерт», «Сударушки» бәдиий коллективлири һәм Яркәнттин кәлгән «Ирадә» нахша-уссул ансамблиниң әзалири өзлириниң йеқимлиқ нахшилири билән әвиршим уссуллирини орунлиди. Ахирида уюштурғучилар намидин жирақ-йеқиндин кәлгән меһманлар һөрмитигә зияпәт берилди.

Ершат ӘСМӘТОВ.

Қапчиғай шәһири.  

1184 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы