• Әхбаратлар еқими
  • 14 Мамыр, 2015

Биз — ғалиплар әвлади

8-май күни Президент Нурсултан Назарбаев «Отан қорғаушылар» монументиға гүл қоюш мәрасимиға қатнашти.Ғалибийәтниң 70 жиллиғиға беғишланған тәнтәниләргә пайтәхткә җумһурийәтниң җай-җайлиридин ветеранлар пәхрий меһманлардин болди. Монумент алдидики мәйданға уруш жиллирида җәң мәйданлирида қаза болған қазақстанлиқларни хатириләш үчүн нурғунлиған адәм жиғилди. Оркестрниң җор болушида Нурсултан Назарбаев монументқа гүл қойди. Бир минутлуқ сүкүнаттин кейин Қазақстан Җумһурийитиниң гимни яңрап, униңдин кейин пәхрий қаравул ротиси тәнтәнилик марш билән өтти. Андин кейин Дөләт рәһбири уруш вә әмгәк ветеранлири билән сөһбәтлишип, барлиқ қазақстанлиқларни Ғалибийәт күни билән тәбриклиди. — Улуқ Вәтән урушиға көплигән әлләр қатнашти, миллионлиған адәмләр униң мәйданлирида һалак болди, шунчилик адәм мәйипләнди, уларниң йеқинлири зәрдап чәкти. Биз — бәхитлик әвлат, ғалип атилар әвлади. Әгәр улар ғалибийәт қазанмиған болса, һазир һәммә нәрсиниң қандақ боларини тәсәввур қилиш қийин. Шуңлашқиму бизниң ветеранлар пәқәт мәйрәм күнлиридила әмәс, бәлки күндилик һаяттиму һәртәрәплимә диққәткә сазавәр. Мән яшларниң һәрқачан уларға ярдәм қилишини, хәлқимиздә қелиплашқандәк, қери ата-анилирини һөрмәтлишини халаймән. Ветеранлар аримизда мүмкин қәдәр узақ яшисун, саламәтлиги яхши болуп, инсаний, әхлақий принциплири билән яш әвлатқа үлгә болсун. Мәйримиңлар билән, қиммәтлик қазақстанлиқлар, һәрбир аилигә утуқ, бәхит-саадәт яр болуп, асминимиз очуқ болсун, — деди Нурсултан Назарбаев.

579 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы