• Әхбаратлар еқими
  • 28 Мамыр, 2015

Мәрһумларни әслиди

Бийил Мөмүн Һәмраев намидики Чарин оттура мәктивини 1995-жили пүтәргән учумкарлар 20 жилдин кейин дидарлашти. Яхши әнъәнигә айланған бу учришишни 11-«В» синипниң жигитлири мәрһум устазлар Элистан Узарбеков вә Абул Азнибақиевларниң хатирисигә беғишланған спорт мусабиқилири билән башлиди.Элистан Йолчи оғли сабиқ «Свердлов» намидики колхоз йенида қурулған спорт мәктивидә спортниң бокс түри бойичә мәшиқләндүргүчи болуп ишләп, йеза яшлири билән өсмүрләрниң спортқа болған қизиқишини ашурған еди. 2000-жили 60 йешида вапат болған устаз хатирисини һели қәлб төридә сақлиған сабиқ шагиртлар наһийә мәктәплиридики яш спортчиларниң иштракида ушу-саньда бойичә мусабиқә уюштурди. 2011-жили пәйғәмбир йешида дуниядин өткән Абул Азнибақиев мәктәптә тәнтәрбийә пәниниң муәллими болуп ишлигән. У шундақла өсмүрләр билән йеза яшлирини волейбол бойичә мәшиқләндүрүп, талай рәт уларниң утуқларға қол йәткүзүшигә зәмин болған еди. Мәрһум устазини унтумиған жигитләр униң хатирисигә беғишланған мусабиқә уюштуруп, мәктәп муәллимлири, йеза яшлиридин тәркип тапқан командилар өзара синаққа чүшти. Оюн нәтиҗисидә 1989-жили туғулған яшлар биринчи орунни йеңивалди. Синипдашлар учришиши әйнә шундақ башлинип, тәсирлик өтти.  Махмут ИСРАПИЛОВ. Уйғур наһийәси.

575 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы