• Әхбаратлар еқими
  • 04 Маусым, 2015

Устаз һөрмити

Өткән һәптидә җай-җайларда өткән ахирқи қоңғурақ мәрасими пәқәт  мәктәпни тамамлаватқан яки тәтилгә чиққан оқуғучиларниңла әмәс, бәлки уларни тәрбийиләштә аянмай әмгәк қиливатқан устазлар үчүнму әстә қаларлиқ вақиә. Чүнки бу күни устазлар өзлириниң көпжиллиқ әмгигиниң мевисини көриду. Утуқларни қолға кәлтүргән шагиртлирини көрүп хошал болиду.Бийилқи ахирқи қоңғурақ мәрасимида Алмута шәһиридики 157-оттура мәктәпниң математика пәниниң муәллими Маһинур Лохманова (cүрәттә солда) күтүлмигән соғиға еришти. Устаз маарип саһасидики пидакаранә әмгиги үчүн Билим вә пән министрлигиниң «Қазақстан Җумһурийитиниң билим бериш саһасиниң Пәхрий хадими» бәлгүси билән тәғдирләнди. Мәзкүр мукапатни тапшуруш мәрасимида сөзгә чиққан мәктәп мудири Света Ахметова һаятиниң 28 жилини маарип саһасиға беғишлиған Маһинур Азис қизиниң әмгигини жуқури баһалап, ишиға утуқ тилиди.

Бәхтишат СОПИЕВ.                                               

636 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы