• Җәмийәтлик тәшкилатларда
  • 04 Маусым, 2012

ҖУЭМ рәиси мәркәз тизгинини тапшурди

Гезитимизда илгири хәвәр қилинғинидәк, өткән шәнбидә Алмутидики Достлуқ өйидә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң (ҖУЭМ) һесават конференцияси болуп өтти. Униңға мәзкүр тәшкилатниң башқарма әзалири, җай-җайлардики шөбилириниң рәһбәрлири вә җәмийәтлик ишларниң активистлири қатнашти. Конференцияни ҖУЭМ рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Кеңишиниң әзаси Әхмәтҗан Шардинов киришмә сөз билән ачқандин кейин, көпчиликниң диққитигә мәркәзниң бир жиллиқ паалийитигә беғишланған һөҗҗәтлик фильм һавалә қилинди. Андин доклад үчүн сөз ҖУЭМ йенидики Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң әзаси Әхтирим Әхмәтоваға берилди. У өз баянатида һесават жили давамида мәркәз тәрипидин әмәлгә ашурулған ишларға тәпсилий тохталди. Шуниңдин кейин минбәргә көтирилгән делегатлар ҖУЭМниң бир жиллиқ һесавитиға мунасивәтлик өз пикир-тәклиплирини изһар қилип, баһасини бәрди. — Мән 3000 уйғур истиқамәт қилидиған чоң бир тәвәдин келип олтиримән, — дәп башлиди сөзини Махмут Қәшқәрий намидики Җамбул вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси, ҚХА әзаси Муһәббәт Турдиева. — Бизниң тәшкилатимиз тәркивидә үч шөбә «Бир яқидин — баш, бир йәңдин қол чиқирип» ишләватиду. Мәхситимиз — хәлқимизниң тилини, урпи-адәтлирини сақлап қелиштин, умумән, мустәқил Қазақстанниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң тәрәққиятиға хизмәт қилиштин ибарәт. Әнди ҖУЭМниң умумий паалийитигә кәлсәк, мән униң бир жиллиқ ишиға жуқури баһа бәргән болар едим. Башқисини ейтмиғанниң өзидә, рәисимиз Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниң мошу вақит ичидә Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Рәисиниң орунбасари сүпитидә паалийәт елип беришиниң өзи, пәқәт мәркәз үчүнла әмәс, бәлки пүткүл уйғур хәлқи үчүн чоң аброй болди. — Мәслиһәтлишип қилинған иш һәр қачан тоғра һәм утуқлуқ болиду. ҖУЭМ паалийитиниң мевилик болушиға вә униң муваппәқийәт қазинишиға, әң алди билән, бизниң өз ара пикирлишип, йәрлик һакимийәт орунлири билән қоюқ мунасивәттә болушимиз түрткә болди дәп ойлаймән, — деди сөз новитини алған Панфилов наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, ҚХА әзаси Реһимҗан Тохтахунов. — Шундақтиму бүгүн, пурсәттин пайдилинип, бәзи тәшкилатлиримизниң паалийитигә мунасивәтлик бир аз тәнқитләрни ейтмақчимән. Амма шуни алаһидә тәкитләймәнки, шәхсән өзәм тәшкилатларниң көп болушиға қарши әмәсмән. Амма улар у яки бу тәвәгә келип, бирәр чарә-тәдбир уюштурғанда, шу йәрдики аһалиға вакаләтлик қиливатқан тәшкилат билән мәслиһәтләшкини тоғра. Мәсилән, «Уйғур мәктиви» ана тилида оқутушни қоллап-қувәтләш фонди бир нәччә жилдин бу ян җай-җайларда Билим вә сәнъәт көрүклирини өткүзүп келиватиду. Бу наһайити яхши башланма. Амма уни өзимизниң җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи даирисидә, йәни униң йенидики Маарип кеңиши билән һәмкарлиқта өткүзүшкә болаттиғу! Мәсилән, мәзкүр чарә-тәдбир Яркәнт тәвәсидә өткәндә униң уюштурғучилири наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизи билән мәслиһәтләшкини йоқ. Бу җәһәттин Қазақстан Җумһурийити Гимнастика федерациясиниң вице-президенти Махмут Искәндәров башқиларға үлгә болуши керәк дәп ойлаймән. ҖУЭМға мунасивити болмисиму, у наһийәмиздә қандақла чарә-тәдбирләрни өткүзмисун, биз билән дайим мәслиһәттә, һәмкарлиқта уюштуриду. — Мән Реһимҗанниң ейқанлириға толуқ қошулимән. Наһийәләр даирисидә өткүзүлидиған һәр қандақ чарә-тәдбирдин наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркәзлири пәқәт хәвәрдар болупла қалмай, бәлки униң уюштурулушиға беваситә арилишиши керәк, — деди минбәргә көтирилгән Уйғур наһийәлик Уйғур мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, ҚХА әзаси Закир Мәмиров. — ҖУЭМниң хәлқимиз мәнпийитидә көплигән ишларни әмәлгә ашурғанлиғини һеч ким инкар қилалмиса керәк. Һәр хил мәдәний чарә-тәдбирләрни ейтмиғанниң өзидә, өз һоқуқ-вәзипилиримиздин тоғра пайдилинишимизғиму зәмин яратти. Мәсилән, наһийәмиздики ана тилимизда билим беридиған мәктәпләрдә уйғурчә йезилған әхбарат тахтичилири мәнъий қилинғанда, ҖУЭМ бу мәсилини Билим вә пән министрлигиниң алдиға қоюп, мәзкүр идаридин бу һәрикәтниң қанунсизлиғи һәққидә җавап алди. Әнди шу һөҗҗәткә әмәл қилип, һоқуқлиридин пайдилиниш — мәктәпләр мудирлириниң өзлиригә бағлиқ. Қисқиси, ҖУЭМ буниңдин кейинму өз ишини мошундақ йөнилиштә елип барса, йәниму чоң муваппәқийәтләрни қолға кәлтүридиғанлиғи талашсиз. — Биз җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи тәрипидин әмәлгә ашурулуп келиватқан мәдәний чарә-тәдбирләр, хәйрихаһлиқ паалийәтләр, маарип саһасидики нәмунилик ишлар һәққидә мәтбуат сәһиписидин оқуп, әл-жуттин аңлап жүримиз, — деди новәттики натиқ, Әмгәкчиқазақ наһийәсидин кәлгән делегатларниң бири, Челәк йезисиниң турғуни Айнисәм Вайдинова. — Болупму бийил елимиз Президенти Нурсултан Әбиш оғлиниң җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи, Уйғур театри, уйғур зиялилири намиға йоллиған хетидики иллиқ тиләкләр, умумән, униң хәлқимизгә билдүргән һөрмәт-еһтирами мени бәк һаяҗанландурди. Әнди биз Дөләт рәһбириниң әйнә шу үмүтлиригә  ишимиз билән мунасип җавап беришимиз керәк. — Биз өз ара бирлигимизни мустәһкәмләп, һакимийәт орунлири билән йеқин мунасивәттә, һәмкарлиқта иш елип барсақ, бизгә һеч ким тосалғу болалмайду, — дәп башлиди сөзини Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Реһимҗан Тоқаев. — Әгәр һәр қайсимиз һәр яққа тартип, өз алдимизға һәрикәт қилсақ, һеч қачан ронақ тапалмаймиз. Йәнә бир ейтип кетидиған нәрсә шуки, ҖУЭМниң шәнини көтиридиған — у наһийәлик шөбиләр. Аһали билән беваситә иш елип баридиғанларму шулар. Әгәр уларниң паалийити тәләп дәриҗисидә болса, биз көзлигән мәхсәт-муддиалиримизға йетәләймиз. Әнди җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бир жиллиқ паалийитигә кәлсәк, мән униңға қанаәтлинәрлик дәп баһа бәргән болар едим. Натиқлар өз пикирлирини ейтип болғандин кейин, конференцияниң йөнилиши күн тәртивидики иккинчи мәсилә — кадр мәсилисигә йөткәлди. ҖУЭМ рәисиниң орунбасари, ҚХА әзаси Асимҗан Злавдинов көпчиликни 56 адәмдин ибарәт йеңиланған башқарма әзалириниң тизими билән тонуштурди. Тизимға бир қатар өзгиришләр киргүзүлүп, тәстиқләнгәндин кейин, сөз новитини ҖУЭМ рәиси Әхмәтҗан Шардинов алди. — Мән җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизини азирақ кам икки қәрәл башқурдум, — дәп башлиди у сөзини. — Мошу вақит ичидә силәрниң қоллап-қувәтлишиңлар билән хелә тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурдуқ. Бу һәққидә мәтбуат сәһипилиридә турақлиқ йезилип, һәр жили һесават жиғинлирида ейтилди. Уни қайтилап олтиришниң һаҗити йоқ дәп ойлаймән. Растимни ейтсам, мән бәк чарчидим. Мениң вәзипилирим аз әмәс. Өзәм рәһбәрлик қилидиған ширкәтниң иши, «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партияси тәркивидики паалийитим, Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати сүпитидики вәзипилирим вә һаказилар мениң тиним тапмай ишлишимгә түрткә болуватиду. Шуниң ақивитидә кейинки жилларда маңа убданла һадуқ йәтти, саламәтлигимму дегәндәк әмәс. Мошуниң һәммисини нәзәрдә тутқан һалда бүгүнки баш қошушта мән өз вакалитимни тапшурушни тоғра көрүватимән. Бирақ мән, әгәр силәр қарши болмисаңлар, тәшкилатимизниң Пәхрий рәиси сүпитидә қелишни халиған болар едим. Конференцияниң күн тәртивидә йеңи рәис сайлаш һәққидә  сөз болмиғачқа, ҖУЭМ рәисиниң бу күтүлмигән илтимаси конференция  қатнашқучилирини һәйран қалдурди. Уларниң көпчилиги өзлириниң Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниң кетишигә қарши екәнлигини билдүрди. — Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниң өзиниң шиҗаәтлик һәм мевилик әмгиги түпәйли қазақстанлиқ уйғурларниң шәнини қанчилик жуқури балдаққа көтәргәнлигини пәқәт чүшәнгән адәмла билиши мүмкин. Башқисини ейтмиғанниң өзидә, Дөләт рәһбиригә медаль тапшурушни һәр ким халайду, амма у көрүнгән адәмниң қолидин кәлмәйду, — дәп өз пикрини билдүрди минбәргә көтирилгән Қазақстан Җумһурийити Парламенти Мәҗлисиниң депутати Мурат Әхмәдиев. — Мәркәзниң буниңдин төрт жил илгири өткән һесават-сайлам конференциясидә  Әхмәтҗан Шардиновниң йәнә бир қәрәлгә қелип, ишлиши тәрәпдари болғанларниң бири мән едим. Амма бу қетим мән униң  өз вакалитини тапшурушиға қаршилиқ билдүрмәймән. Чүнки униңға һәқиқәтән һадуқ йәткәнлигини, илгәркидәк паалийәтчанлиқ көрситишигә саламәтлигиниң яр бәрмәйдиғанлиғини сезип жүримән. Амма Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниң Пәхрий рәис сүпитидә қелишини қоллап-қувәтләймән. Буниңдин кейин қош рәис мәркәз ишини техиму җанландуриду дәп ишинимән. — Тәшкилатимизниң Низамнамиси бойичә, башқарма мәҗлислири арисидики  конференция — мәркәзниң алий оргини болуп һесаплиниду. Демәк, униң қарари һәл қилғучи күчкә егә. Демәкчи болғиним, силәрниң һәр қандақ илтимасиңлардин қәтъий нәзәр, мән қобул қилған қараримдин қайталмаймән. Йәнә бир қетим тәкитләймәнки, буниңға саламәтлигим яр бәрмәйду, — деди Парламент депутатидин кейин нутқини давамлаштурған Ә.Шардинов. — Ядиңларда болса, ҖУЭМ башқармисиниң бийил февраль ейида болуп өткән кәңәйтилгән мәҗлисидә биз Президентимизниң әнъәнивий Мәктүбидә қәйт қилинған кадрлар корпусиға резерв тәйярлаш көрсәтмисигә бенаән, ҖУЭМниң кәлгүси рәһбири болушқа лайиқ шәхсләр сүпитидә мәркәз рәисиниң биринчи орунбасари Асимҗан Злавдиновни, «АЗМК — Темірбетон» җавапкәрлиги чәкләнгән ширкити мудириниң орунбасари Мурат Хизмәтовни һәм сәясәтшунас Шаһимәрдан Нурумовниң намзатлирини тәвсийә қилған едуқ. Башқарма әзалириниң аваз бериши нәтиҗисидә уларниң намзатлири бир еғиздин қоллап-қувәтләнгән еди. Һазир һәммимизниң алдида шуларниң бирини мениң орнумға сайлаш вәзиписи туриду. Бу мәсилини авазға селиштин илгири намзатларниң пикрини тиңшап көрәйли. Андин кейин новәт билән сөзгә чиққан намзатлар — Асимҗан Злавдинов билән Мурат Хизмәтов өзлириниң хизмәт бабида башқа мәхсәт-муддиалириниң барлиғини ейтип, ҖУЭМниң рәислигигә намзитини елип ташлиди. Шуниңдин кейин минбәргә үчинчи намзат — Шаһимәрдан Нурумов көтирилип, өзигә билдүрүлгән жуқури ишәнчә үчүн ҖУЭМ рәһбәрлигигә миннәтдарлиғини изһар қилди. Шуниңдин кейин униң намзити авазға селинип, бесим көпчиликниң қоллиши билән Шаһимәрдан Нурумов җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси болуп сайланди. — Мән хәлқимизгә мунасивәтлик әһвални яхши чүшинимән, — дәп башлиди сөзини шуниңдин кейин минбәргә көтирилгән Шаһимәрдан Нурумов. — Һәқиқәтәнму Әхмәтҗан Бәкрим оғли җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң паалийитини жуқури балдаққа көтәрди. Һәтта, қорқмастин ейтқан болар едимки, пүткүл җумһурийәткә тонутти. Униң әнди бу лавазимдин кетишкә қәтъий бәл бағлиғанлиғиға һәммимизниң көзи йәтти. Бу орунға көпчилик ишәнчә билдүрүп, мениң намзитимни көрсәткәндин кейин, һәммиңларниң үмүтини ақлаймән дәп ойлаймән. Бу вәзипиниң нәқәдәр еғир һәм җавапкәр екәнлигини яхши чүшинимән. Шуңлашқиму униң һөддисидин чиқишта маңа бу җәһәттин мол тәҗрибигә егә Әхмәтҗан Шардинов вә униң билән һәмкарлиқта бир қатар тилға аларлиқ ишларни әмәлгә ашурған Мурат Әхмәдиевниң вә башқиларниң йеқиндин ярдәм көрситидиғанлиғиға ишинимән. Президентимизниң миллий сәяситигә қәтъий әмәл қилған һалда, қанун даирисидин чиқмай, силәрниң қоллап-қувәтлишиңлар билән иш елип беришқа тиришимән. Очуғини ейтиш керәкки, Әхмәтҗан Шардиновниң ҖУЭМ рәислигидин кетидиғанлиғи һәққидә тәсадипи билдүрүши конференция қатнашқучилириниң һәммиси үчүн күтүлмигән йеңилиқ болди. Чүнки мәзкүр баш қошуш һесават конференцияси сүпитидә өткәчкә, йеңи рәис сайлаш мәсилиси оттуриға қоюлиду дәп һеч ким ойлимиған еди. Конференциядин кейинки иш һәптиси башлиниши биләнла редакциямизгә кәйни-кәйнидин телефон қиливатқан гезитханлиримизниң бәзилири ҖУЭМ рәисиниң мунчилик «пәвқуладдә әһвалда» өз вакалитини тапшурушини чүшинәлмигәнлигини изһар қилса, йәнә бирлири өзлириниң Шардиновниң кетишигә тамамән қарши екәнлигини билдүрди. Уларниң пикирлиридиму җан бар. Амма бу йәрдә гәп адәмниң саламәтлиги һәққидә болуватқанда, Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниму чүшинишкә тиришиш керәк. У һәқиқәтәнму тоққуз жил давамида хәлиқ мәнпийити йолида һардим-талдим демәй, барлиқ  күч-ғәйритини, пәм-параситини вә мәблиғини сәрип қилған һалда, тинмай әмгәк қилди. Мошуниң өзи  униң саламәтлигигә мәлум дәриҗидә тәсир қилғанлиғини сезивелиш тәс болмиса керәк. Немила демәйли, болған иш болди. Әхмәтҗан  Шардинов өз лавазимидин кәтсиму, у ҖУЭМниң кәлгүси паалийитигә йеқиндин арилишидиған Пәхрий рәис сүпитидә қалди. ҖУЭМниң йеңи рәиси болуп узақ жиллар давамида рәһбирий лавазимларда ишлигән  шәхс — сәясәтшунас Шаһимәрдан Нурумов сайланди. Униң Әхмәтҗан Бәкрим оғлиниң вә башқарма әзалириниң йеқиндин қоллап-қувәтлиши билән өзигә жүкләнгән вәзипә һөддисидин чиқидиғанлиғиға үмүт қилимиз.

Ершат ӘСМӘТОВ.

  Шаһимәрдан Үсәйин оғли Нурумов 1950-жили Уйғур наһийәсиниң Чоң Ачиноқа йезисида мәрипәтчи аилисидә туғулған. Октябрь оттура мәктивини пүтәргән 1967-жили Ташкәнт Дөләт университетиниң Шәриқшунаслиқ факультетиға оқушқа чүшүп, уни 1973-жили тамамлиған. Әмгәк паалийитини Әмгәкчиқазақ наһийәлик комсомол комитетида инструктор лавазимидин башлиған, 1975 — 79-жиллири өзи учум болған мәктәптә муәллим, илмий мудир болуп ишлигән. 1979 — 96-жиллири Қазақ ССР Дөләт бехәтәрлиги комитетида хизмәт қилған. Истипадики полковник. 1996 — 2009-жиллири Қазақстан Пәнләр академиясиниң Шәриқшунаслиқ институтида чоң илмий хадим лавазимини егилигән. Һазир «ГРАДО» лайиһиләш институтида бөлүм башлиғи.    

1230 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы