• Әхбаратлар еқими
  • 15 Желтоқсан, 2015

Энергетика сәяситигә беғишланди

Нурсултан Назарбаев нефть-газ саһасини тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә беғишланған кеңәшмә өткүзди. Кеңәшмигә Премьер-Министр Кәрим Мәсимов, Президент Мәмурийитиниң рәһбири Нурлан Ниғматулин, саһани назарәт қилидиған тәшкилатлар билән идариләрниң рәһбәрлири қатнашти.Баш қошушта дунияда углеводород хам әшияси баһаси турақлиқ болмайватқан шараитта дөләтниң энергетика сәяситиниң аспектлири қаралди. Униңдин ташқири қишлиқ вақитта Қазақстанниң җәнубий регионлирини газ билән тәминләш, энергия мәнбәлирини тошуш саһасидики паалийәтни оптималлаштуруш вә қурулумни тәрәққий әткүзүш мәсилилири муһакимә қилинди. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

608 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы