• Әхбаратлар еқими
  • 24 Желтоқсан, 2015

Миннәтдарлиқ

Мән Алмута шәһириниң Колхозчи мәһәллисидә истиқамәт қилимән. Һазир һесаплап көрсәм мениң бу йәрдә туруватқинимға қириқ жилдин ешипту. Колхозда мән арилашмиған саһа қалмиди десәмму, болиду. Балилиримму мошу йәрдә чоң болди. Йенимиздики аэропортниң тәсири болса керәк, оғлум Нурмәһәмәт «Боинг 757-200» самолетида экипаж командири, униң рәпиқиси Разийәм аэропортики академиядә кафедра башлиғи. Қизлирим Рошәнгүл билән Шеринбанумму мошу саһада үнүмлүк әмгәк қилмақта. Балиларниң аниси Һашимгүл иккимиз самолетларниң аман- есән қонушини, балиларниң иштин теч-аман келишини тиләп яшаватимиз. Бийил 76 яшқа кәлдим. Мошу яшқа келип «бир йерим ағриватиду» дегән адәм әмәсмән. Растимни ейтсам, укол яки дориниң немә екәнлигини билмәй яшап келивататтим. Өткәндә һава йәтмигәндәк қилип, һалсизлинип йетип қалдим. Өйдикиләргә «103 хизмитигә» телефон қилишқа тоғра кәпту. Дохтурлар мени дәрһал шәһәрдики 1-кардиология бөлүмигә елип келишти. Врачларниң ейтишичә, микроинсульт алған охшаймән. Улар мени путумға турғузуш үчүн бар мүмкинчиликни қилди. Ахири он күндин ошуқ давалинип сәллимаза сақийип чиқтим. Пурсәттин пайдилинип, сөйүмлүк гезитим арқилиқ кардиология бөлүминиң башлиғи Ғалия Уминоваға вә врач Индира Қадироваға аиләм намидин миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән. Индира өзимизниң қизи, у «Уйғур авазини» оқуйду. Кейин у мениң язғанлиримни Ғалияға сөзләп бериду, дегән үмүттимән. Турсунмәһәмәт ЙҮСҮПОВ.

582 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы