• Әхбаратлар еқими
  • 24 Желтоқсан, 2015

Нәтиҗидарлиқ паалийәт

Йеқинда Панфилов наһийәлик уруш вә әмгәк ветеранлири тәшкилатиниң новәттики һесават-сайлам конференцияси болуп өтти. Конференциягә башланғуч тәшкилатлардин сайланған делегатлар, йеза округлириниң һакимлири, җәмийәтлик тәшкилатларниң йетәкчилири, мәһкимә рәһбәрлири қатнашти.Жиғинда наһийәлик Ветеранлар тәшкилатиниң рәиси Сағымбек Үшбаев доклад билән сөзгә чиқип, ахирқи бәш жилда атқурулған ишлар бойичә һесават бәрди. Шуниңдин кейин конференцияниң күн тәртивидики иккинчи мәсилә бойичә уруш вә әмгәк ветеранлири наһийәлик тәшкилати тәптиш комиссиясиниң рәиси Нурләби Рақымжанов һесават бәрди. Конференция җәриянида Пәнҗим йеза округи ақсақаллар кеңишиниң рәиси Әхмәтҗан Надиров, Алмута вилайәтлик ақсақаллар кеңишиниң башқарма әзалири Светлана Гайитова, Әбдиманан  Илимжанов вә Панфилов наһийәсиниң һакими Бердәулет Абдулдаев музакирә сөзгә чиқип, қариливатқан мәсилиләр бойичә өз ой-пикирлири билән ортақлашти. Конференция ахирида тәшкилий мәсилиләр қарилип, Панфилов наһийәлик уруш вә әмгәк ветеранлири тәшкилатиниң рәиси болуп Сағымбек Ушбаев қайта сайланди.

Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.

Панфилов наһийәси.

639 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы