• Әхбаратлар еқими
  • 08 Қаңтар, 2016

Конституциялик қанунийлиқни тәминләп

Астанада Қазақстан Җумһурийити Конституциялик кеңишиниң 20 жиллиғиға беғишланған тәнтәнилик жиғин болуп өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийитиниң дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова, Конституциялик кеңәш рәиси Игорь Рогов, Президент ярдәмчиси — Бехәтәрлик кеңишиниң кативи Нурлан Ермекбаев, Президент Мәмурийити рәһбириниң орунбасари Марат Бекетаев, Алий сот рәиси Қайрат Мәми, Баш прокурор Асхат Даулбаев, Миллий Бехәтәрлик комитетиниң рәиси Владимир Жумақанов, әдлийә министри Берик Имашев, инсан һоқуқи бойичә вәкил Асқар Шакиров, ЕБҺТниң Астанадики мәркизиниң рәһбири Наталья Зарудина, шундақла Конституциялик кеңәшниң әзалири вә сабиқ әзалири, елимизниң көрнәклик һоқуқшунас алимлири қатнашти.

Тәнтәнилик жиғинда сөзгә чиққан дөләт кативи Гүлшара Әбдиқалықова жиғилғанларни юбилейлиқ сәнә билән тәбрикләп, Конституциялик кеңәшниң мәмликәтниң Асасий қануниға мувапиқ Қазақстан Җумһурийити Президентиниң 1995-жил 29-декабрьдики «Қазақстан Җумһурийитиниң Конституциялик кеңиши тоғрилиқ» Пәрманиға мувапиқ қурулғанлиғини әслитип өтти. Өткән жиллар ичидә Конституциялик кеңәш мәмликәтниң башқа һоқуқ қоғдаш институтлири билән өзара һәрикәт қилип, мәмликәттә конституциялик қанунни күчәйтишкә қаритилған чоң ишни әмәлгә ашурди, — деди Гүлшара Әбдиқалықова. Чарә-тәдбирдә шундақла Алий сот рәиси Қайрат Мәми, Президент ярдәмчиси — Бехәтәрлик кеңишиниң кативи Нурлан Ермекбаев, Президент Мәмурийити рәһбириниң орунбасари Марат Бекетаев вә башқилар сөзгә чиқип, Конституциялик кеңәшниң қанунниң үстүнлүгини тәминләштики муһим вәзиписи, униң һоқуқ қоғдаш саһасидики роли вә хәлиқара мәйдандики абройи тоғрилиқ өз пикирлири билән ортақлашти.

639 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы