• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2012

Замандаш достумни әслигәндә...

Қәләм саһиби Эрнест Исламни өткән әсирниң 80-жиллиридин яхши билимән. Ениғирағи, униң билән мән 1987-жилниң 16-декабрь күни, йәни Қазақ радиосиниң чәт әлләргә хәвәр аңлитиш редакциясигә муһәррир болуп кәлгән пәйтимдә тонушқан. У узақ жиллар давамида уйғурчә аңлитишлар редакциясини башқурған. Мән Эрнест Исламниң иҗадий паалийити һәққидә гәп қилиштин илгири, униң тәрҗимә һалиға қисқичә тохтилип өткүм келиду. У Уйғур наһийәсиниң Кәтмән йезисида туғулған. Ташкәнт Дөләт университетини вә Алмутидики алий партия мәктивини тамамлиған. Буниңдин ташқири һәр хил қисқа муддәтлик курсларда тәһсил көргән. Мәлум вақит Дөләт бехәтәрлиги комитетида хизмәт қилди. Кейинирәк һаят тизгинини журналистикиға бурап, Панфилов наһийәлик «Йеңилиқ авази» гезитида бөлүм башлиғи хизмитини атқурди. Шу пәйтләрдә униң билән кәсипдаш болған, бүгүнки күндә тонулған җәмийәт әрбаби Қуаныш Султановтин Эрнест тоғрилиқ хелә қизиқарлиқ, иллиқ гәпләрни аңлиған едим. Эрнестниң җиддий иҗадий паалийәт билән шуғуллиниши өткән әсирниң 60-жиллириға тоғра келиду. Мана шуниңдин бу ян униң көплигән очерк, һекайә, шеир топламлири, повестлири нәширдин чиқип, китапханлар билән үз көрүшти. Бәзилири башқа тилларға тәрҗимә қилинди. Мәтинлиригә йезилған нахшилири хәлиқ арисида һелиму яңрап кәлмәктә. Қәләмдишимниң ахирқи китави, йәни «Гүлдәстә» намлиқ нахшилар топлими (мәтини Эрнест Исламниң, музыкиси Исмайилҗан Исаевниң) 2003-жили йоруқ көрди. Бирдә мән Эрнесттин «Шаир болуш үчүн әң алди билән немә керәк?» дәп сорап қалдим. У мениң соалимға җавап бериштин авал, өзиниң он икки йешида язған дәсләпки «Һәй, балилар» дегән шеирини оқуп бәрди: ...Һәй, балилар, балилар, Дайим сәптин қалмаңлар. Нишан көзләп һемишәм, Ишләп, оқуп һармаңлар... «Ярайсән, кәсипдаш, — дедим мән, — балилиқ дәвриңдинла шеирийәт мәйданиға ишәшлик қәдәм ташлап, гөдәкләр үчүн тәрбийәвий әһмийити зор шеирларни яритипсән». Шуниңдин кейин у мениң соалимға «Шаир болуш үчүн әң алди билән талант керәк!» дәп җавап бәрди. 2002-жили «Алматы ақшамы» гезитида «Қаламгер қаламгер туралы» сәрләвһиси астида Эрнест мениң иҗадий паалийитим һәққидә көләмлик мақалә язди. Шу вақитларда мениң қәлимимгә мәнсүп шеирлар уни қизиқтуруп жүргән екән. Эрнестниң тәрҗимисидә шеирлирим уйғур оқурмәнлири биләнму үз көрүшти. Қәләмдишимниң 60 яшлиқ тәвәллуди һарписида мән қазақ тилиға тәрҗимә қилған униң бир түркүм шеирлири «Қазақстан сарбазы» гезитида һәм «Балдырған» журналида йоруқ көрди. Шу пәйттә у худди кичик балилардәк хошал болуп, маңа чәксиз миннәтдарлиғини изһар қилған еди. Эрнест Ислам әсәрлиридә өз заманиниң қәһриманлирини күйлиди. Еғир ихтисадий әһвалиға қаримай, китаплирини қәризгә пул елип чиқарған вақитлириму болди. Қәләмдишим әйнә шундақ иҗадийәткә берилгән, иш биләрмән адәмләрдин еди. Өзиниң кичик пейиллиғи, адәмгәрчилиги түпәйлиму көпчиликниң иззәт-еһтирамиға еришкән. У 2007-жили 4-апрель күни, йәни йәтмиш яшқа қәдәм ташлиған пәйтидә аләмдин өтти. Мәрһум һаят болғинида бийил йәтмиш бәшниң үзини көрәттекән. Өзи бақиға сәпәр қилсиму, мошу шанлиқ сәнә һарписида қәләмдаш, замандаш достни әсләп, мақалә йезип қоюшни өзәмниң инсаний борчум дәп һесаплидим. Турсын Елеусиз оғли, әдәбиятчи.      СҮРӘТТӘ: Э.Ислам  (солда) композитор И.Исаев билән (сүрәт өткән әсирниң 80-жиллири чүширилгән).  

905 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы