• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2012

«Ағриққа дава издигичә, ағримайдиған йол издә!»

Нурғунлиған жуқумлуқ вә хәтәрлик ағриқларниң алдини елиш үчүн һаҗәт болған мүмкинчиликләрни толуқ пайдиланған һалда наһийә аһалисиниң саламәтлигини сақлаш йолида паалийәт жүргүзүватқан дөләтлик орган — Уйғур наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисиниң әмәлгә ашуруватқан ишлири тилға аларлиқтур.Шундиму бизниң мәһкиминиң иш-паалийити тоғрилиқ билидиғанларға қариғанда билмәйдиғанларниң көп екәнлиги ечинарлиқ әһвал. Мундақ дәп ейтишимизниң сәвәви, аһали арисида санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисиниң мутәхәссислиригә нисбәтән ейтилған «Җәриман салғучилар», «Җәмийәтлик тамақлиниш вә сода-сетиқ орунлирини кәлсә-кәлмәс тәкшүрүп паалийитигә тосалғу болидиғанлар» дегәнгә охшаш орунсиз гәпләр бәзидә қулаққа йетип қалиду. Шундақ екән, мону аддий қаидини ядимиздин чиқармаслиғимиз керәк: әгәр врач бемарни у бирәр кесәлликкә дучар болғандин кейинла давалашни башлиса, биз, санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисиниң санитарлиқ врачлири, «Ағрип дава издигичә, ағримайдиған йол издә!» шиари астида паалийәт елип баридиғанлиғимизни, йәни әшу «ағримайдиған йол үчүн» немиләргә алаһидә диққәт бөлүш лазимлиғини аһалиға чүшәндүрүш билән турақлиқ шуғуллинидиғанлиғимизни әскәрткимиз келиду. Чүнки санитарлиқ-эпидемиологиялик хизмәт — һәр қандақ жуқумлуқ ағриқниң алдини алидиған, йәни профилактикилиқ медицина болуп һесаплиниду. Уйғур наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисини оттуз жилдин бу ян алий дәриҗилик санитарлиқ врач Тиләпҗан Рәһмаев башқуруп келиватиду. Башқарма тәркивидики бәш бөлүм вә икки лаборатория аһали саламәтлигини сақлаш йолида һәртәрәплимә паалийәт елип бериватиду. Мәсилән, Тамақлиниш гигиениси бөлүми наһийә территориясидики 400дин ошуқ умумтамақлиниш мәһкимилири, дуканлар билән киоскилар, базарлар, қисқиси, озуқ-түлүккә мунасивити бар барлиқ нуқтилардики санитарлиқ-гигиенилиқ әһвалниң тәләп дәриҗисидә болушини тәминләп келиватса, Балилар вә өсмүрләр бөлүми наһийәдики барлиқ 33 мәктәп, 1 балилар бағчиси, 2 медицинилиқ колледж вә 1 кәспий-техникилиқ лицейда билим еливатқан өсмүрләрниң саламәтлигигә дәхил йәткүзидиған һәр қандақ көрүнүшниң алдини елиш йолида хизмәт қиливатқанлиғини алаһидә тәкитлигүм келиду. Ейтайлуқ, бирла ичидиған су мәсилисини алайли. Һәр қандақ ичидиған суниң, у мәйли өстәң яки қудуқ сүйи болсун,  химиялик вә бактериологиялик тәркивиниң санитарлиқ-эпидемиологиялик тәләпләргә толуқ җавап беришини назарәт қилиш алаһидә җавапкәрликни тәләп қилиду. Униң үстигә наһийә климати яз айлирида интайин иссиқ болғанлиқтин, нурғунлиған жуқумлуқ ағриқларниң су арқилиқ тарилиш ховупи наһайити жуқури. Болупму өткән жили йүз бәргән Чарин йезисидики су ташқинидин кейин мәзкүр йеза турғунлирини таза ичидиған су билән тәминләш йолида бу бөлүмниң әмәлгә ашурған ишлири алаһидә әһмийәтлик болди. Әнди Эпидемиологиялик назарәт бөлүми билән Әң хәтәрлик вә башқиму карантинлиқ-жуқумлуқ ағриқлар бөлүми наһийәдә ваба, холера, туляремия, сибирь көйдүргүси, ғалҗир, СПИД, қуш тумиси, қарачечәк, бруцеллез, сил кесили охшаш һәр хил хәтәрлик ағриқларниң алдини елишниң ғеми билән бәнт. Бу, әлвәттә, ейтмаққила оңай. Тарихқа көз жүгәртсәк, 1933 — 1934-жиллири наһийәдики Гомба йезисиниң аһалиси ваба кесилигә дучар болуп, кеңәш һөкүмити бу аһалилиқ пунктни түп-орнидин йоқитип ташлашқа мәҗбур болған екән. Ейтиш керәкки, та һазирғичә бу ховуплуқ кесәлликниң тәбиий очақлири моҗут. У очақлар чашқанлар билән тулум чашқанлар, бүргиләр вә һаказилар болуши мүмкин. Шуңлашқиму Уйғур наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисиниң башлиғи Тиләпҗан Рәһмаевниң тәшәббуси билән ахирқи 7-8 жилдин бери жилиға икки қетим Талдиқорған вабаға қарши күрәш станциясиниң мутәхәссислири наһийәгә келип, бу жуқумлуқ ағриқниң алдини елиш чарә-тәдбирлирини турақлиқ әмәлгә ашуруватиду. Мәсилән, улар барлиқ йезиларда болуп, ғаҗилиғучиларда (чашқан, тулум чашқан, ләмләмтахтақ вә башқилар) бирәр ағриқ ениқланған әһвалда профилактикилиқ дератизация ишлирини елип бариду, йәни турғунларға әмләткә салиду. Ахирқи жилларда вабаға қарши әмләткә Чонҗа, Ширин, Узунтам, Баһар йезилириниң йәттә яштин йәтмиш яшқичә болған барлиқ аһалисиға ясалди. Адәмләргә вә мал-варанларға ортақ болған йәнә бир ховуплуқ ағриқ — ғалҗир. Һазирчә бу ағриққа дава йоқ. Ағриқ қозғиғучи вируслар жиртқучлар билән ғаҗилиғучиларниң организмида болуп, улар адәмләргә яки өй һайванлириға һуҗум қилған пәйттә алған җараһәт арқилиқ жуқиду. Ғалҗир өй һайванлирида, болупму иштта,  көп учришиду. Шуңлашқа ишт чишлигән адәм дәрру ғалҗирға қарши ваксина елиши шәрт. Чүнки, жуқурида ейтқинимиздәк, медицинида бу хәтәрлик ағриқни давалаш мүмкинчилиги йоқ. Бирдин-бир профилактикилиқ чарә  — у җараһәт алған адәмгә дәрру ваксина ясаш болуп һесаплиниду. Мундақ ваксина алған адәм, тәләп бойичә, кам дегәндә алтә ай давамида һарақ-шарап истимал қилмаслиғи шәрт. Чүнки алкоголь дориниң күчини йоқитиду. Ғалҗирға мунасивәтлик әһвал наһийәмиздә 1987-жили йүз бәрди. Қорадики мелиға чүшкән бөрә билән йәкму-йәк елишқан чопан жиртқучни өлтүрүвалған. Йеник җараһәтләнгән чопан врачқа өз мәзгилидә мураҗиәт қилмиғачқа, ваксинини кечикип алған. Униң үстигә бемар һарақ ичкән. Нәтиҗидә бу вақиә чопанниң өлүми билән аяқлашти. Мана мошундақ хәтәрлик вә башқиму жуқумлуқ ағриқларниң алдини елиш арқилиқ наһийә аһалисиниң саламәтлигини сақлаш йолида җанпидалиқ көрситиватқан Санитарлиқ-экспертиза мәркизиниң мудири Атабай Буршақбаевниң, әмгәк ветерани, мәһкимимизниң пәхри Шерип Мәрүповниң, аһалини таза ичидиған су билән тәминләйдиған коммунал объектлирини назарәт қилиш бойичә баш мутәхәссис Банигүл Қурбанниязованиң, Санитарлиқ-эпидемиологиялик бөлүмниң эпидемиолог врачлири Ғәйнидин Абитов, Гүлнәр Жылқыбаева, Гүлҗамал Кегенбаева, Верани Селевейстрова, Жоланай Баталова билән Назира Һапизованиң, бруцеллез, сериқ ағриқ, паразитарлиқ кесәлликләрниң алдини елиш бойичә чарә-тәдбирләрниң йетәкчи мутәхәссиси Гүлҗамал Кегенбаеваниң, Бактериологиялик лабораторияниң хадимлири Светлана Авутова, Жумахан Таникова, Үнчәм Һезизова, Советхан Қаңтарбаева билән химиялик лабораторияниң хадимлири Ерлан Сасиқовниң, Жамал Ботибаеваниң, Бәхтияр Мурсалимовниң вә Равиләм Рәһмаеваларниң паалийәтчанлиғини мәмнунийәт билән тилға елишқа әрзийду. Ахирида шуни алаһидә тәкитлигүм келидуки, мәһкимимизниң мудири Тиләпҗан Рәһмаевниң көп күч чиқириши билән Уйғур наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармиси үчүн Чонҗа йезисида заманивий типта селинған барлиқ қолайчилиқларға егә икки қәвәтлик бена пайдилинишқа берилди вә у наһийә мәркизидики әң көркәм, һойла-арами гүлзарлиққа вә бағу-бостанға айланған объект сүпитидә жирақтинла көз тартип туриду. Шундақ екән, биз өзимизниң беваситә иш орнимиздиму, хизмәт паалийитимиздиму аһалиға үлгә-нәмунә болуп келиватимиз дәп ейталаймиз. Светлана БАРАТОВА, наһийәлик санитарлиқ-эпидемиологиялик назарәт башқармисиниң хадими. Уйғур наһийәси.

959 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы