• Әхбаратлар еқими
  • 10 Наурыз, 2016

Зич алақида ишләйду

Сайламни назарәт қилиш бойичә җумһурийәтлик җәмийәтлик комиссияниң вәкиллири МДҺ байқиғучилири миссияси штабиниң рәһбәрлиги билән учришип, бирлишип елип берилидиған ишниң асасий йөнилишлирини муһакимә қилди.Җумһурийәтлик җәмийәтлик комиссия рәиси Нурлан Еримбетов МДҺ байқиғучилириниң миссияси билән зич һәмкарлиқни тәрәққий әткүзүшниң зөрүр екәнлигини тәкитлиди. — Хәлиқара байқиғучиларниң Парламент Мәҗлиси депутатлириниң сайлимида қандақ роль атқуридиғанлиғи биз үчүн наһайити муһим, — деди Нурлан Еримбетов. – Биз Сайламни назарәт қилиш бойичә җумһурийәтлик җәмийәтлик комиссияниң вә МДҺ байқиғучилири миссиясиниң дайим зич алақида болушини вә әхбарат алмаштурушини халиған болар едуқ. У шундақла һазир Сайламни назарәт қилиш бойичә җумһурийәтлик җәмийәтлик комиссия әзалириниң регионларда болуп, партия тәшкилатлириниң йетәкчилири вә йәрлик иҗраий һакимийәт органлириниң рәһбәрлири билән учришишларни өткүзүватқанлиғини тәкитлиди. Өз новитидә, МДҺ байқиғучилири миссияси штабиниң рәһбири Евгений Слобода байқиғучиларниң өз ишини башлиған дәсләпки күнләргә қариғанда, Қазақстанда электорал кампанияниң хатирҗәм, қанунға мувапиқ өтүватқанлиғини, сайлам алдидики тәшвиқатни жүргүзүш үчүн барлиқ сәясий партияләргә охшаш шараит яритилғанлиғини атап көрсәтти вә 5-мартқа қәдәр МДҺ миссиясидин 241 байқиғучиниң Қазақстан Җумһурийитиниң Мәркизий сайлам комиссияси тәрипидин аккредитациядин өткәнлигини қошумчә қилди.

662 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы