• Әхбаратлар еқими
  • 31 Наурыз, 2016

Жутниң бешини қошқан мәйрәм

Кеңәш дәвридин Челәк йезисиниң көчмә механикилаштурулған колонна (ПМК) карханиси орунлашқан йәр «ПМК мәһәллиси» дәп атилип кәткән еди. Мана шу мәлидә 27-март күни Норуз мәйрими нишанланди. Униңға мәзкүр жутта туридиған барлиқ милләт вәкиллири, җәми 300дин ошуқ аилә қатнашти. Мәйрәм Қурванҗан Сайитов вә Иврайимҗан Әмәтов тәрипидин уюштурулуп, «Идиқут» нағра ансамблиниң саз-нәғмиси билән башланди. Риясәтчиләр қазақ, уйғур вә рус тиллирида Норуз мәйрими һәққидә чүшәнчиләрни бәрди. Мөтивәрләрниң дуасидин кейин башланған спорт оюнлири наһайити қизиқарлиқ өтти. Миллий таамлар көргәзмиси уюштурулди. Андин сәнъәткарлар Марат Савутов вә Расул Иминов һүнәрлирини намайиш қилди. Мәйрәмниң ахирида миллий таамлар, әнъәниләрни тонуштуруш вә спорт оюнлири бойичә ғалип чиққанлар ениқланди. Жутумизниң 80дин ашқан мөтивәр атилири билән нураний анилириму соғиларға еришти. Бүвинур ҺАСАНОВА, жут турғуни. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

638 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы