- Хәйрихаһлиқ
- 07 Сәуір, 2016
Балилар хошаллиғи
Панфилов наһийәсиниң Пәхрий граждини Санийәм Зулиярованиң рәһбәрлигидики «Яркәнт тәвәсиниң җанкөйәри» фонди хәйрихаһлиқ паалийити билән көпчиликкә мәлум. Болупму көңли йерим, баққучисидин айрилған балиларниң бешини сийпап, уларниң ғәмхорчиси болуватқан фондниң әтрапиға ишбиләрмән, тәдбирчан ханим-қизлар билән сахавәтлик инсанлар топланған.Бу қетим мәзкүр фондниң уюштуруши вә наһийәлик билим бөлүминиң қоллап-қувәтлиши билән Яркәнт шәһиридики «Сіnema» кинотеатрида көрситилгән «Белки в деле» фильмиға мүмкинчилиги чәкләнгән әллик гөдәк билән уларниң ата-анилири тәклип қилинди. Кино тамамлиниши билән балиларға һамийлар тәрипидин татлиқ-турум, мевиләр тарқитилип берилди. Өз новитидә, шәһәр вә униң әтрапидики йезилардин кәлгән имканийити чәкләнгән балиларниң ата-анилири тәшкил қилинғиниға анчә көп вақит болмисиму көпчиликниң көңлидин чиқиватқан «Яркәнт тәвәсиниң җанкөйәри» фондиға, һамийларға миннәтдарлиғини изһар қилди.
Гөһәрбүви ИСМАЙИЛҖАНОВА.
Панфилов наһийәси.756 рет
көрсетілді0
пікір