• Әхбаратлар еқими
  • 07 Сәуір, 2016

Өзара мунасивәтләр даириси кәңийиду

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев 2-апрель күни Кубаниң пайтәхти — Гавана шәһиригә кәлди. Бу — Қазақстан Президентиниң Әркинлик арилиға қилған дәсләпки сәпири. Бу йәрдә Президент Куба Дөләт кеңишиниң вә Министрлар кеңишиниң рәиси Рауль Кастро билән учрашти.Қазақстан Президенти Нурсултан Назарбаев Гаваниға қилған дәсләпки рәсмий сәпирини Куба хәлқиниң даңлиқ оғли, шаир, мошу дөләтниң миллий-азатлиқ һәрики­тиниң әрбаби Хосе Мартиниң мемориалиға гүлчәмбәрләрни қоюштин башлиди. Дөләт рәһбири бу рәсмийәт аяқлашқандин кейин мемориал мирас­гаһини арилап, һөрмәтлик меһманлар китавиға имзасини қал­дурди. Қазақстан Прези­денти билән Куба рәһ­бири учришиш давамида иккитәрәплимә һәмкарлиқни кәңәйтиш, сода-ихтисадий, билим бериш, мәдәнийәт, спорт, йеза егилиги саһалиридики мунасивәтләрни илгирилитиш мәсилисини муһакимә қилди. Нурсултан Назарбаев билән Рауль Кастро саламәтликни сақлаш, фармацевтика вә биотехнология саһалиридики өзара һәрикәт мәсилиригә мәхсус тохталди. Мошу саһада қазақстанлиқ вә кубалиқ мутәхәссисләрниң тәҗрибә алмаштуруши муһим екәнлиги тәкитләнди. Дөләт рәһбириниң Кубаға болған рәсмий сәпири даирисидә бирқатар меморандумлар имзаланди. Җүмлидин Қазақстанниң Энергетика министри Қанат Бозымбаев билән Кубаниң Энергетика вә тағ-кан санаити министри Альфредо Лопес Вальдес энергетика саһасидики һәмкарлиқ тоғрилиқ меморандумға қол қойди.

Шундақла Қазақстан Җумһурийитиниң Саламәт­ликни сақлаш вә иҗтимаий тәрәққият министрлиги билән Кубаниң Әмгәк вә иҗтимаий һимайә қилиш министрлиги арисида иш билән тәминләш, иҗтимаий һимайә қилиш саһасида меморандум түзүлди.

560 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы