• Әхбаратлар еқими
  • 14 Сәуір, 2016

Депутатлиқ топ қурулди

Парламент Мәҗлисиниң вице-спикери В.Божкониң рәислиги билән Қазақстан хәлқи Ассамблеясидин сайланған Парламент Мәҗлиси депутатлириниң мәҗлиси өтти. Мәҗлис давамида депутатлар ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативат рәһбири Ералы Тоғжановниң Парламент Мәҗлисидики Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң депутатлиқ топиниң ишини давамлаштуруш тоғрилиқ тәшәббусини қоллап-қувәтлиди. Өз сөзидә Ассамблея Рәисиниң орунбасари депутатлиқ топниң иши дуниявий парламентаризм тәҗрибисидә илгири-кейин болмиған партияара диалогни қуруш үлгиси екәнлигини тәкитлиди. Барлиқ партияләрниң вәкиллири өзлириниң сәясий көзқарашлириға қаримастин, Н.Назарбаевниң җәмийәтлик разимәнлик вә умумий миллий бирлик моделини әмәлгә ашуруш, қазақстанлиқ бирпүтүнлүк вә бирликни күчәйтиш үчүн ҚХА детутатлиқ топиға бирикиду. Мәҗлискә қатнашқучилар тәвсийә қилған намзатлар асасида депутатлиқ топниң тәркиви бәкитилип, униңға Парламент Мәҗлисиниң 31 депутати — Қазақстан хәлқи Ассмблеясидин 9 депутат, «Нур Отан» партиясидин 17 депутат, Қазақстанниң коммунистик хәлиқ партиясидин 3 депутат, «Ақ жол» партиясидин 2 депутат кирди. Депутатлиқ топниң рәһбири болуп Сауытбек Абдрахманов, рәһбәрниң орунбасари болуп Юрий Тимощенко, топ кативи болуп Наталья Жумадилдаева сайланди. Мәҗлисиниң ахирида депутатлиқ топниң тәшкилий ишлири муһакимә қилинип, униң хизмитиниң асасий йөнилишлири бәлгүләнди, дәп хәвәрлиди Парламент Мәҗлисиниң мәтбуат хизмити.

593 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы