• Әхбаратлар еқими
  • 21 Сәуір, 2016

Ассамблея — инавәтлик тәшкилат

14-апрель күни Астанадики Миллий академиялик китапханида ҚХА Рәисиниң орунбасари — Кативатниң рәһбири Ералы Тоғжанов Францияниң ихтисат, җәмийәт, қоршиған муһит мәсилилири бойичә кеңиши европилиқ вә чәтәллик ишлар бойичә секциясиниң рәиси Жан-Мари Камбасерес билән учрашти.Учришиш давамида Ералы Тоғжанов меһманни җәмийәтлик разимәнлик вә милләтләрара бирликниң қазақ­станлиқ модели билән тонуштуруп, Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң тарихи, конституциялик мәртивиси вәзипилири билән дөлитимиздики милләтләрара разимәнликни күчәйтиш бойичә паалийитигә алаһидә тохталди.

«Дөләт рәһбири Қазақстан хәлқи Ассамблеясини қуруш идеясини дәсләпки қетим 1992-жили ейтқан. Әнди 1995-жили 1-мартта Дөләт рәһбириниң ҚХАни қуруш тоғрилиқ Пәрмани елан қилинди. Өз тарихида Ассамблея Президент йенидики консультатив-мәслиһәтчи органдин һоқуқлуқ асасқа вә җәмийәтлик-сәясий мәртивигә егә конституциялик органғичә өсти», деди Е.Тоғжанов. Шуниңдин кейин Е.Тоғжанов ҚХА Парламент Мәҗлисигә 9 депутат сайлаш һоқуқиға егә болғанлиғини, шу арқилиқ Ассамблеяниң җәмийәтлик-сәясий роли ашқанлиғини, «Қазақстан хәлқи Ассамблеяси тоғрилиқ» қанун қобул қилинғанлиғини, шундақ қилип, бу тәшкилат дөлитимизниң сәясий системисиниң аҗралмас қисмиға айланғанлиғини тәкитлиди, Ассамблеяниң асасий мәхсәт-вәзипилири һәққидә әхбарат бәрди. Жан-Мари Камбасерес өз новитидә елимиздә яшаватқан миллий топларға тәңһоқуқлар билән имканийәтлирини яритиштики Қазақстанниң иҗа­бий тәҗрибисини үгинишниң алаһидиликлириниң бар екәнлигини тәкитлиди. Шуниң билән биллә у бизниң дөлитимиздә жүргүзүлүватқан течлиқ вә разимәнлик сәяситини Франция жуқури баһалайдиғанлиғини изһар қилди.

574 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы