• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2012

«Нур Отанниң» ғалибийити — Қазақстан хәлқиниң ғалибийити

16-январь күни Астанада Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң қатнишиши билән «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясиниң уюштурушида, җумһурийәт Парламенти Мәҗлиси вә мәслиһәтләр сайлиминиң аяқлишишиға беғишланған Ғалиплар форуми болуп өтти. Хәлиқ-демократик партиясиниң 8 миңға йеқин әзаси, уларниң арисида көрнәклик сәясәтчиләр, җәмийәт вә мәдәнийәт әрбаплири, атақлиқ спортчилар вә сәнъәткарлар, шундақла пайтәхттики алий оқуш орунлириниң студентлири бар, әң хәлиқчил партияниң ишәшлик ғалибийитини биллә нишанлаш үчүн «Қазақстан» Муз сарийиға жиғилди. Форум Мәркизий сайлам комиссиясидин чүширилгән уттур көрситиш билән башланди, униңда Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси Қуандық Турғанқулов 15-январь күни болуп өткән сайламниң алдин-ала йәкүнлирини елан қилди. Мошу вақитқичә экранда ейтиливатқан сөзләрни җим-җит туруп, диққәт билән тиңшаватқан амма Мәркизий сайлам комиссиясиниң рәиси қазақстанлиқларниң 80 пайиздин ошуғиниң «Нур Отан» Хәлиқ-демократик партиясини яқлап аваз бәргәнлигини елан қилғанда, давамлиқ алқишлар садасини яңратти. Дөләт рәһбири барлиқ қазақстанлиқларни вә партиядики сәпдашлирини ғалибийәт билән тәбрикләп, «Нур Отан» үчүн аваз бәргән қазақстанлиқларниң мустәқиллик жиллирида мәмликәттә йүз бәргән өзгиришләрни қоллап-қувәтләватқанлиғини көрсәткәнлигигә ишәнчә билдүрди. Һакимийәт үчүн хәлиқниң мундақ жуқури баһаси наһайити қиммәт, чүнки нәқ аддий аһали җумһурийәттә немә қилиниватқанлиғини биливатиду, көрүватиду вә өзлиридә сезиватиду. —    Бу бизниң умумий ғалибийитимиз, пүткүл Қазақстан хәлқиниң ғалибийити. Аваз бериш йәкүнлири қазақстанлиқларниң бизниң мәмликәтни тәрәққий әткүзүш, ихтисат вә сәясәтни йеңилаш, гражданларниң паравәнлигини яхшилаш йолимизни қоллап-қувәтләватқанлиғи тоғрилиқ гувалиқ қилиду. Хәлиқ җәмийәттики бирлик, өз ара чүшәнчә вә төзүмлүк үчүн, партияниң ениқ ишлири вә программилири үчүн аваз бәрди, — дәп тәкитлиди Президент. — Демәк, биз тоғра ишлидуқ вә «Нур Отан» партияси — һәқиқий хәлиқ партияси! Нурсултан Назарбаев сайламниң сүпити тоғрилиқ гәп қилип, электорал вақитта барлиқ сәясий партияләр үчүн охшаш имканийәтләрниң яритилғанлиғини тәкитлиди: тәшвиқат әркин жүргүзүлди, партияләр аммивий әхбарат васитилири арқилиқ өзлириниң сайлам алдидики платформилирини тонуштурди, телемуназириләр уюштурулди. Аваз бериш җәрияниға кәлсәк, уму дуниявий үлгиләр дәриҗисидә — адил, очуқ өткүзүлди, буни көплигән чәт әллик байқиғучиларму тәстиқлиди. Қазақстанлиқларниң бирлигини һеч нәрсә бузалмиди, Жаңаөзендики сайлам нәтиҗилири болса, айрим шәхсләрниң вәзийәттин пайдилиниш урунушлириға җавап болди — хәлиқ илгәркидәкла һакимийәткә ишиниду. —    Йеңи Парламентта үч партия ишләйду. Демәк, биз алдики он жиллиқларда Қазақстанни йеңи ғалибийәтләргә йетәклишимиз үчүн тавлинишимиз, иш сүпитини ашурушимиз керәк, — деди Нурсултан Назарбаев. Дөләт рәһбириниң тәбригидин кейин «Нур Отан» партиясиниң Җумһурийәтлик сайлам алдидики штабиниң вәкиллири сөзгә чиқти, улар сайлам кампанияси вақтида нурғун ишни әмәлгә ашуруп, партияниң бу қетимқи ғалибийитигә чоң һәссә қошти. Биринчиләрдин болуп Қарағанда металлурглириниң намидин Нурсултан Назарбаевни Миллий пәнләр академиясиниң академиги Ерқара Аймағамбетов тәбрикләп, бу ғалибийәтниң турақлиқ, течлиқ, разимәнлик вә мәмликәтниң гүллинишини таллавалған Қазақстанниң көп милләтлик хәлқиниң ғалибийити екәнлигини тәкитлиди. Андин кейин «Халық Қаһарманы», Қазақстан Җумһурийити Қураллиқ күчлириниң генерал-лейтенанти Бақытжан Ертаев сөзгә чиқти. У Қазақстан хәлқиниң «Нур Отан» үчүн аваз бериш арқилиқ өзиниң парлақ келәчиги үчүн аваз бәргәнлигигә ишәнчә билдүрди вә Нурсултан Назарбаевниң җумһурийәтниң нәтиҗидарлиқ тәрәққиятиниң кепили болуп һесаплинидиғанлиғини тәкитлиди. Андин кейин форумда атақлиқ актриса Светлана Фортуна, олимпиада чемпиони Юрий Мельниченко сөзгә чиқип, партия әзалирини сайламда ғалип чиқиши билән тәбриклиди вә қазақстанлиқларниң утуқлуқ һәм турақлиқ дөләт үчүн аваз бәргәнлигини тәкитләп өтти. Президент яшларға алаһидә мураҗиәт қилди, уларниң көплигән мунасип вәкиллири мошу чарә-тәдбиргә қатнашти. Нурсултан Әбиш оғли мәмликәттә мустәқилликкә егә болған пәйттин тартип шу кәмгичә әмәлгә ашурулуватқан ишларниң һәммисиниң мошу йәрдә яшайдиған вә җаниҗан Қазақстанни йеңи ғалибийәтләргә, йеңи шөһрәт чоққилириға елип маңидиған һәм пүткүл дунияға тонутидиған балилар, яшлар, кейинки әвлат үчүн қилиниватқанлиғини әслитип өтти. —    Өзәңларниң достлириңларға, ата-анаңларға, уруқ-туққанлириңларға мениңдин чоң салам һәм изгү тиләкләрни йәткүзүңлар, — дәп яшлардин илтимас қилди Нурсултан Назарбаев. Яшларму Президентқа течлиқ вә гүллиниватқан җумһурийәт, өзлирини көрситиш һәм өз мәмликитини тәрәққий әткүзүш үчүн яритиватқан имканийәтләргә миннәтдарлиқ билдүрүш сүпитидә давамлиқ алқишларни яңратти. Ғалиплар форуми Қазақстан эстрада юлтузлириниң концерти билән аяқлашти. Әлгә тонулған сәнъәткарлар вә яш иҗрачилар ХДП рәһбирини һәм у рәһбәрлик қиливатқан партия әзалирини қоллап-қувәтләйдиғанлиғини билдүрди. Болупму, хәлиқ артисти Ескендир Хасанғалиев вә униң оғли Биржанниң иҗрасидики «Атамекен» нахшиси һәммини һаяҗанға бөләп, уни чарә-тәдбирниң барлиқ қатнашқучилири — мәмликәт Президенти, йеңидин сайланған депутатлар, партия әзалири вә пидаийлар җор болуп ейтти. Алаһидә тәкитләш керәкки, пәқәт пайтәхттила әмәс, бәлки җумһурийәтниң башқа регионлиридиму партия тәрәпдарлириниң форумлири өткүзүлди.

704 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы