• Учумкарлар диққитигә
  • 05 Тамыз, 2016

Алий, мәхсус оттура вә алий оқуштин кейинки билим елиш мәсилилири бойичә мәслиһәт кеңишиниң әхбарити

— Бүгүн җумһурийәтниң алий оқуш орунлири студентлириниң пәқәт 30 пайизила дөләт һесавиға, йәни грантқа оқуйду, қалғанлири һәқ төләп оқуш бөлүмлиридә билим алидекән.   Қазақстанда 2013-жилниң январь ейидин башлап дөләтлик билим елишқа мәбләғ топлаш системиси җарий қилинған. У ГОНС (государственная образавательная накопительная система) дәп атилиду. Бүгүнки күнгә қәдәр униң 15 миңдин ошуқ қатнашқучиси бар. ГОНС программиси бойичә банкқа селинған 8 миң тәңгә 3 миллион тәңгигичә көпийиши мүмкин. Бу адәттики банк депозити, бирақ хелила утуқлуқ депозит һесаплиниду. Мошундақ қилип, дөләт қазақстанлиқларға өз балилириниң билим елиши үчүн мәбләғ топлаш мүмкинчилигини яритиду. Мошу мәхсәттә банкқа ахча селиш үчүн ата-аниларниң бири қатнашса, шу йетәрлик вә селинидиған ахчиниң әң аз миқдари 3 айлиқ һесап көрсәткүчигә (АҺК) тәң болуши керәк. Кейинирәк ахча салғучи мәбләғниң мөлчәрини вә қәрәлини өзи бәлгүләйду. Башқа депозитларға қариғанда, билим елишқа ахча топлаш депозити пәқәт банкниң пайизлири һесавиғила әмәс, шундақла селинған мәбләғниң 5 пайизини тәшкил қилидиған дөләтниң мукапити һесавиғиму көпийиду, бирақ һәм банкниң, һәм дөләтниң мукапити 100 АҺКдин ашмайду. Житим балилар, баққучисидин айрилғанлар, накалар, көпбалилиқ вә аз тәминләнгән аилиләрниң балилири үчүн дөләт мукапити 7 пайизни тәшкил қилиду. Әгәр ГОНС программисиға таза ихтисадий җәһәттин яндашсақ, у һәммә үчүн — һәм ахча салғучи, һәм дөләт, һәм бизнес үчүн  пайдилиқ. Дөләт мошундақ усул билән аһалиниң билимлик болуш мәсилисини һәл қилиду, бизнес бу ахчидин вақитлиқ пайдилиниш һоқуқиға егә болиду, ахча салғучи балисиниң билим елиши үчүн һаҗәтлик мәбләғни аз-аздин топлаш имканийитигә еришиду. ГОНГ программиси бойичә ахча төләп билим алғанда 40 — 60 пайизғичә мәбләғни ихтисат қилишқа болиду. Мәсилән, әгәр һәр айда 8,5 миң тәңгә мөлчәридә ахча селинса, 10 жилдин кейин бу мәбләғ банк пайизлирини вә мукапатлирини қошқанда 3 миллион тәңгидин ошуғирақ өсиду. Униң ичидә банк пайизлири 1,5 миллион тәңгә әтрапида болса, дөләтниң қошумчә мукапити 600 миң тәңгини тәшкил қилиду. Демәк, ГОНС программисиға ахча салғучиниң ахчиси пәқәт 1 миллион тәңгидур, 2 миллион тәңгә болса, банкниң вә дөләтниң мукапатлиридур. Билим елишқа қаритилған депозитни ечиш алида банк менеджери һәрбир ахча салғучи билән айрим-айрим мәслиһәтлишиду, барлиқ һесапларни чиқириду, мәбләғ топлашниң мүмкин болған қәрәлини тәклип қилиду. Бирақ мәбләғ миқдарини вә қәрәлини ахча салғучиниң өзи һәл қилиду. Бу программиға қатнашқучиниң яш алаһидилиги һесапқа елинмайду, оқушни халиғучиларму, оқуватқанларму бемалал қатнишалайду. Чүнки бу программиниң әһмийити шуниңдин ибарәтки, аһалини билим елишқа рәғбәтләндүрүш — асасий мәхсәт болуп һесаплиниду. Мәбләғ салған шәхс студент болса, топланған мәбләғниң униң бакалавриат вә магистратура бойичә билим елиши үчүн пайдилинишқа болиду. Докторантурини бу программа қоллап-қувәтлимәйду, чүнки докторантура һәр адәмниң шәхсий хаһишидики иш. — Бүгүн қайси банклар ГОНС программисиниң қатнашқучилири болуп һесаплиниду? — Бу банклар — «Халық банк», Fortebank, «Казкоммерцбанк», «Цеснабанк», «Нурбанк» вә «ВТБ». Бу банкларға селинған мәбләғ дөләт тәрипидин 10 миллион тәңгигичә ғәмсизләндүрүлгән вә дөләтниң мукапити билән банкниң қошумчә пайизлиқ мукапити дәсләп селинған мәбләққә қошулиду. Әгәр бүгүн Қазақстандики һәқ төләп билим елишниң оттура баһаси 400 — 500 миң тәңгини тәшкил қилса, 10 миллион тәңгә сүпәтлик билим елишқа толуқ йетидиғанлиғи ениқ көрүнүп туриду. ГОНС прграммиси банкқа ахча салғучини пәқәт қазақстанлиқ алий оқуш орунлирида билим елишқа мәҗбурлимайду, у топланған мәбләғни чәт әлләрдә оқуш үчүнму пайдилиниши мүмкин. Бирақ ахчини толуқ қайтурувелиш мүмкин әмәс, чүнки у бирпүтүн депозит. Ахча салғучи яки униң қанунлуқ адими мәлум ахчини алий оқуш орниға әвәтиш тоғрилиқ банкқа илтимас қилиду. Пәқәт оқушини тамамлиғандин кейинла, ахча салғучи барлиқ ахчини еливелиш мүмкинчилигигә егә болиду. Әгәр ГОНС программиси бойичә банкқа ахча салғучи грант һесавиға оқушқа чүшсә, ахча толуқ қайтурулиду яки униң хаһиши бойичә башқа бир шәхсниң оқушини төләш үчүн пайдилиниши мүмкин. Бу программа бойичә топланған мәбләғни банкниң пайизлиқ мукапитиға қошуп, халиған вақитта еливелишқа болиду. Бирақ мундақ әһвалда дөләт мукапити бюджетқа қайтурулиду. — Тиҗарәтчиләр хәйрихаһлиқ паалийәт асасида бу программиға қатнишаламду? — Тиҗарәтчиләр мәлум бир шәхсниң һесавиға депозит ечиш һоқуқиға егә. Өткән жили житим балилар вә аз тәминләнгән аилиләрниң балилири үчүн қошумчә һесап-чотлар ечилди. Униңға хәйрихаһлиқ ярдәм көрситишни халиғучилар толуқ қатнишалайду. Шундақла тиҗарәтчиләр, ширкәтләр рәһбәрлириниң, өзлириниң хадимлирини рәғбәтләндүрүш мәхситидә, уларниң магистратурида оқуши үчүн ГОНС программисиға қатнишишқа қануний һоқуқи бар. (Давами бар).

452 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы