• Йеңилиқлар
  • 29 Қыркүйек, 2016

Уйғур тәһийилири

Тәһийә — хәлқимизниң орун-көрпә мәдәнийитидә муһим орунни егиләйду. Илгири балағәт йешиға йәткән қизларниң тәһийә тикиш адити болған. Тәһийә қизлар турмушқа чиққанда той сандуғиға селинғачқа, болғуси келинләр униң қолайлиқ һәм чирайлиқ болушиға бар күч-ғәйритини сәрип қилған. Чүнки тәһийисигә қарап турмушқа чиққан қизниң һүнәр-маһарити, аилилик һаятқа тәйярлиғи баһалинатти.Тәһийә шундақла өй бөлмилирини безәш үчүнму қоллинилиду. Уларни жиғилған орун-көрпиниң үстигә чирайлиқ қилип тизип қоюш адити хәлқимиздә һелиму бар.

Шундақла уйғурларда тәһийини нәқишләшкә алаһидә көңүл бөлүнгән. Униң үчүн гүл-гиялар, һашарәт-қушлар вә һайванлар қияпити, чәмбәр, ромб, спираль қатарлиқ геометриялик шәкилләр пайдилинилған. Шундақла тәһийиләрдә чөчәк-ривайәтләр қәһриманлириму өз әксини  тапқан. Умумән, уйғур тәһийилиридә хәлқимизниң өтмүш тарихини, тәрәққият йолини вә мәдәнийитини  көрүшкә болиду.

 www.russіan.ts.cn

661 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы